токйо олимпик йиғини әмәлдин қалдурулуши мумкин

йапонийәдә һакимийәт бешидики либерал демократ партийәсиниң баш катипи никаи тошиһиро вухән вируси (Kovid-19) вәқәлири көпийишкә қарап йүзләнгән әһвалда токйо олимпик тәнһәрикәт йиғининиң әмәлдин қалдурулидиғанлиқини ейтти.

1622009
токйо олимпик йиғини әмәлдин қалдурулуши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң һакимийәт бешидики либерал демократ партийәсиниң баш катипи никаи тошиһиро бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, токйо олимпик комитетиниң, вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң олимпик мусабиқилиригә көрситидиған тәсирлиригә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.

у вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр көпийишкә қарап йүзләнгән әһвалда олимпик мусабиқилирини әмәлдин қалдуруш мумкинликини нәзәрдә тутуш керәкликини әскәртип: «у вақитқа кәлгәндә қарар беришкә мәҗбурмиз. мәсилән, дәрһал тохтитишқа мәҗбур болимиз» деди.

кйодо агентлиқиниң бу айлиқ әлрайи нәтиҗисидә, пәқәт %24.5 кишиниң олимпикни пилан бойичә өткүзүшни қоллайдиғанлиқи оттуриға чиққан иди.

2020-йили 24-ийулдин 9-авғустқичә өткүзүлүши пилан қилинған вә ваба сәвәбидин кечиктүрүлгән «2020-йиллиқ токйо олимпик тәнһәрикәт йиғини» ни, 2021-йили 23-ийулдин 8-авғустқичә өткүзүш қарар қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر