әрдоған түркийә валибол командиси һәйитини қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн истанбулда түркийә валибол федератсийәсиниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири вә маһирлирини қобул қилди.

1618556
әрдоған түркийә валибол командиси һәйитини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйаға даңлиқ валиболчилар наз айдәмир ақйол билән әда әрдәм дундар җумһур рәис әрдоғанға валиболни қоллап – қуввәтлигәнлики үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.

түркийә валибол федератсийәси һәйити җумһур рәис әрдоғанға һәдийә тәқдим қилди.

бу җәрйанда, һәйәт ичидики куба пуқраси фәнәрбаһчә айаллар валибол командиси маһири мелисса тересса варгасниң түркийә пуқралиқиға өткәнлики вә буниңдин кейин миллий командиниң мусабиқилиригә қатнишип түркийәгә вәкиллик қилидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر