әрдоған: тохтап қелиш йоқ, давамлиқ варатаға топ киргүзүш бар

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «тохтап қелиш йоқ, давамлиқ варатаға топ киргүзүш бар» сәрләвһилик учур һәмбәһирлиди.

1588658
әрдоған: тохтап қелиш йоқ, давамлиқ варатаға топ киргүзүш бар

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, измирдә ишқа кириштүрүлгән вә ечилишиға видео конферанс васитиси арқилиқ иштирак қилған «гөзтәпә гүрсәл ақсәл тәнтәрбийә зали» ни екискурсийә қилди, бу йәрдә адаләт вә тәрәққийат партийәси измир парламент әзаси алпай өзалан қоғдаватқан варатаға топ киргүзди.

әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған вә варатаға топ киргүзгән фото сүрәтлириниму илавә қилған учурида, «тохтап қелиш йоқ, давамлиқ варатаға топ киргүзүш бар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر