әрдоған вебоға қилинған ирқчи сөзләргә наразилиқ билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «ирқчи сөзләр»гә наразилиқ билдүрди.

1542002
әрдоған вебоға қилинған ирқчи сөзләргә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, медипол башақшәһир командисиниң йавропа путбол бирләшмиси чимпейонлуқни талишиш мусабиқиси H  гурупписиниң алтинчи һәптисидики париж саинт гермаин командиси билән ойниған мусабиқидә төтинчи рипирниң йардәмчи мәшқавул пиерре вебоға ирқчи сөзләрни қилишиға наразилиқ билдүрди.

әрдоған иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, «командимиз башақшәһирниң техник хадимлиридин пиерре вебоға қилинған ирқчи сөзләрни қаттиқ әйибләймән» деди.

җумһур рәис әрдоған учурида «йавропа путбол бирләшмисиниң керәклик қәдәмләрни ташлайдиғанлиқиға ишинимән. тәнтәрбийә вә турмушниң барлиқ саһәлиридә ирқчилиқ вә айримичилиқ қәтий қарши туримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

вебо, рипирниң мусабиқиниң 17 – минутидики қарариға наразилиқ билдүрүшидин кейин төтинчи рипирниң ирқчи сөзлиригә дучкәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر