путбол тарихидики унтулмас исимләрдин бири болған бонетти вапат болди

чесли(Chelsea) кулубиниң әзаси «мүшүк» ләқәмлик варатачи петер бонетти (PeterBonetti) давалаш үнүм бәрмәй 78 йешида вапат болди.

1396786
путбол тарихидики унтулмас исимләрдин бири болған бонетти вапат болди

түркийә авази радийо хәвири: чесли кулуби тивиттерда петер бонетти тәзийә телеграммиси елан қилди. тәзийә телеграммисида мундақ дейилди:

«петер бонетти чесли тарихидики әң йахши маһирлардин бири иди. хатирҗәм йатқин петер бонетти.»

петер бонетти челси кулубиниң тилларда дастан болған маһири иди.

әнглийә варатасини 729 қетим қоғдиған петер бонетти кулуб тарихида әң көп мусабиқигә чүшкән маһир.

у 1966-йили дунйа лоңқисиға еришкән әнглийә командиси ичидә запас варатачи болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر