анадолу әфәс җумһур рәислик лоңқисиға еришти

35-нөвәтлик әрләр васкетбол җумһур рәислик лоңқисини талишиш бирләшмисиниң һәл қилғуч мусабиқиси анадолу әфәс командиси билән түркийә лоңқисиниң саһиби фәнәрбаһчә бәко командиси оттурисида өткүзүлди.

1277611
анадолу әфәс җумһур рәислик лоңқисиға еришти
FOTO_19450453_260920192215100000_R_SPO_20190926000000_aa-picture-20190926-19450453.jpg
FOTO_19449811_260920192007500000_R_SPO_20190926000000_aa-picture-20190926-19449811.jpg
FOTO_19449658_260920191938130000_R_SPO_20190926000000_aa-picture-20190926-19449658.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ғазиантәптә анадолу әфәс командиси билән фәнәрбаһчә бәко командиси оттурисида өткүзүлгән 35-нөвәтлик әрләр васкетбол җумһур рәислик лоңқисини талишиш бирләшмисиниң һәл қилғуч мусабиқисиниң дәсләпки чарикидә, һәр икки команда үстүн иқтидарини намайан қилди.

дәсләптә анадолу әфәс командиси үстүн кәлгән болсиму, фәнәрбаһчә бәко командиси биринчи мәйдан мусабиқини 19 ға қарши 20 номур билән ахирлаштурди.

бирақ, мусабиқиниң ахирқи қисмида, анадолу әфәс командиси рәқибини 74 кә қарши 79 номур билән йәңди. буниң билән, анадолу әфәс командиси иккинчи қетим арқиму арқа болуп, җәмий 12 қетим җумһур рәислик лоңқисини қолға кәлтүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر