фәнәрбаһчә командиси кона рәқиби рейал мадрид командиси билән мусабиқигә чүшиду

фәнәрбаһчә доғуш васкетбол командиси әтә (28-декабир) түркийә һава йоллири йавропа бирләшмә чемпийонлуқида, испанийәниң рейал мадрид командиси билән мусабиқилишиду.

876918
фәнәрбаһчә командиси кона рәқиби рейал мадрид командиси билән мусабиқигә чүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: фәбәрбаһчә-рейал мадрид васкетбол мусабиқиси әтә истанбулдики үлкәр тәнтәрбийә залида әнқәрә вақти 20:45 өткәндә башлиниду. фәнәрбаһчә доғуш васкетбол командиси 14 һәптилик айланма мусабиқидә бәш мәйдан уттуруп, тоққуз мәйдан утти, гурупписида төтинчи болди. команда исираилийәниң маҗҗаби фокс командисиға 82 гә қарши 73 номур билән уттуруп қойған иди.

испанийәниң рейал мадрид командиси җәмий сәккиз мәйдан утуп, алтә мәйдан уттурди, гуруппида алтинчи рәттин орун алди.

фәнәрбаһчә командиси 19-21-май күнлири истанбулда һәл қилғуч мусабиқигә чүшкән төт күчлүк команда арисида, рейал мадрид командисини 75 ға қарши 84 номур билән йиңип чемпийон болған иди.

икки команда арисида бүгүнгичә түркийә һава йоллири йавропа бирләшмә чемпийонлуқида өткүзүлгән 13 мәйдан мусабиқидә, фәнәрбаһчә алтә мәйдани, рейал мадрид йәттә мәйдан утти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر