2017-йили тәнтәрбийә саһәсидиму зор утуқлар қолға кәлтүрүлди

түркийә тәнтәрбийә маһирлири 2017-йили қатнашқан 26 чемпийонлуқ мусабиқилиридә җәмий 205 медални қолға кәлтүрүп, зәпәр қучти.

866971
2017-йили тәнтәрбийә саһәсидиму зор утуқлар қолға кәлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә йеник атлитка федератсийәси тәнтәрбийә маһирлириниң рекорт йаратқанлиқини билдүрүп, байанат елан қилди. байанатта, маһирларниң тарихий әһмийәткә игә нәтиҗиләргә еришип, медал сани җәһәттә рекорт йаратқанлиқи әскәртилди.

билдүрүлишичә, өткән йили (2016) түркийә 198 медалға еришкән. бу йил (2017) болса, 26 чемпийонлуқ мусабиқилиридә, 73 алтун, 72 күмүш, 60 мис медал болуп, җәмий 205 медалға еришкән.

түркийә маһирлири руменийәдә өткүзүлгән 20 йаштин төвән балқан райони чемпийонлуқ мусабиқилиридә, 11 алтун, йәттә күмүш, тоққуз мис медал болуп, җәмий 27 медални қолға кәлтүргән. бу түркийә әң көп алтун медални қолға кәлтүргән мусабиқә болуп қалған.

лондонда рамил гулийев 200 метирға йүгрәштә тунҗи қетим алтун медалға еришкән.

түркийә маһирлири дунйа чолпанлири, йавропа крос, йавропа йашлар олимпик фестивали вә исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт йиғини қатарлиқ мусабиқиләрдиму әң көп медални қолға кәлтүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر