әрдоған: сийасәтму путболға охшаш мусабиқә

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған хәлқаралиқ путбол йиғинида, сийасәтниңму тәнтәрбийәгә охшаш риқабәт вә мусабиқә икәнликини ейтти.

695031
әрдоған: сийасәтму путболға охшаш мусабиқә

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулдики һалич конгрә мәркизидә өткүзүлгән хәлқаралиқ путбол йиғиниға қатнашти вә муһим сөз қилди. у сийасәттики биринчи басқучниң риқабәтниң сайлам сандуқидин ғәлибә билән чиқиш, иккинчи басқучниң мәсулийәтни үстигә алғандин кейин, хәлққә хизмәт қилиш икәнликини әскәртти.

у сийасәтниңму путболға охшаш команда мусабиқиси икәнликини билдүрүп, мундақ деди:

«сийасәт командиниң интайин сағлам болушини тәләп қилиду. пилансиз иш қилған, такткиси вә истратегийәси болмиған командиниң лоңқиға еришиш еһтимали йоқ болғинидәк, хәлқигә беридиған вәдиси болмиған сийасәтчиләр вә сийасий партийәләрниңму мувәппәқийәткә еришиш пурсити болмайду.»

тәнтәрбийәгә зораванлиқ вә урушхумарлиқ арилашса, мәртлик роһиниң йоқилидиғанлиқиға охшаш, сийасәткиму йалғанчилиқ, төһмәт қилиш вә бурмилаш арилашқанда охшаш нәтиҗәниң оттуриға чиқидиғанлиқини әскәрткән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, путболда риқабәт билән бирликтә, пидакарлиқ, мәртлик, достлуқ вә йардәмлишишниң барлиқини қәйт қилди.

у: «путбол-тиркишиш, җәң елан қилиштур» деди.

у түркийәдики нурғун шәһәрләрдә үлгә қилип көрситишкә болидиған тәнтәрбийә мәйданлириниң йасалғанлиқини билдүрүп, пайтәхт әнқәрәдики 19-май тәнтәрбийә мәйданиниң орниға 40-35 миң тамашибин сиғидиған тәнтәрбийә мәйдани йасашни пиланлиғанлиқлирини вә мәйдан лайиһәсиниң тамамланғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر