арда туран хитай командиси билән тохтам түзди

испанийә барселона путбол командисиниң түрк маһири арда туран хитайниң шаңхәй шенхуа командиси билән тохтам түзди.

650879
арда туран хитай командиси билән тохтам түзди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк пулболчи арда туран шаңхәй шенхуа командисиниң 60 милйон йавро (240 милйон 600 миң түркийә лираси) луқ тәклипини қобул қилип, команда билән үч йиллиқ тохтам түзди.

арда туран, алдинқи пәсилниң бешида 40 милйон йавролуқ (160 милйон 532 миң түркийә лираси) йөткилиш соммиси билән атлетико мадрид командисидин барселона командисиға өткәниди.

 илгири сүрүлишичә, йирақ шәрқ путбол командилири арда туранни йеқиндин көзитип кәлмәктә икән.

шаңхәй шенхуа командисиниң арда туран үчүн барчағиму йуқири миқдарда тәвсийәнамә бәдәл пули беридиғанлиқи күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر