антәп бақлаваси

түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири -15

2124937
антәп бақлаваси
Gaziantep baklavası.jpg

антәп бақлаваси

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, « антәп бақлаваси» ни тонуштуримиз.

антәп бақлавасиниң түркийәниң районларға хас мәһсулатлири тизимликигә киргүзүлгән вақти: 28.03.2005

****** ********* ******

антәп бақлаваси؛ түркийәниң әң даңлиқ татлиқ түрүмлирини тилға алғанда тунҗи болуп әқилларға келидиған мәһсулати болуп, 2005 – йили ғазиантәп санаәт уйушмисиниң илтимаси билән түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири қатаридин орун алған иди. антәп бақлавасиниң ишләпчиқирилиши узун йил устаз-шагирт шәклидики тәрбийә муһитида йетилгән маһарәтлик һүнәрвәнләрниң хизмити болуп,  бақлава ишләпчиқириштики әң муһим амил 4-3 сантиметир қелинлиқтики бақлаваниң хемириниң интайин нипиз тәййарлинишидур.

буниң үчүн тәхминән 40-35данә непиз варақ хемир ишлитилиду. бақлаваниң ичи «антәп пистә бадами» билән толдурулиду, андин сериқ май вә қаймақ ишлитилиду. бақлава устилири алди билән сериқ майда йағланған йумилақ йаки төт булуңлуқ алйумин тәхсигә 20-15данә нипиз йапрақ хемирни үсти үстиләп тизип, андин әң үстидики йапрақ хемирға қаймақ сүркәп, қаймақниң үстигә болушиға пистә бадам чачиду. андин униң үстигә йәнә 20-15данә нипиз йапрақ хемири билән йепилиду. өткүр пичақ билән бақлавани халиған шәкилдә тоғрап болғандин кейин, үстигә еритилгән сериқ май төкүлиду. йерим саәт әтрапида духапкида пешурулғандин кейин бақлава духапкидин чиқиши билән тәң үстигә қайнитилған шикәр шәрбити төкүлиду вә мәлум мәзгил дәм йейишкә қойуп қойулиду.  

бүгүнки күндә антәп пистә бақлавасидин башқа йәнә, йаңақлиқ бақлава, қаймақлиқ бақлава түрлириму ишләпчиқирилмақта. антәп бақлаваси һәм күндилик истемал үчүн һәм той- төкүн, зийапәт вә һейт байрамларға охшаш алаһидә күнләр үчүн кәм болса болмайдиған ләззәт һесаблиниду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر