чорум искилип тоқмақлиқ һарвиси

түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири -14

2123919
чорум искилип тоқмақлиқ һарвиси
ÇORUM İSKİLİP TOKMAKLI KAĞNI.jpg

чорум искилип тоқмақлиқ һарвиси

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «чорум искилип тоқмақлиқ һарвиси» ни тонуштуримиз.

чорум искилип тоқмақлиқ һарвисиниң түркийәниң районларға хас мәһсулатлири тизимликигә киргүзүлгән вақти: 03.08.2023

****** ********* ******

түркийәниң оттура анадолу райони вә һитит империйәсиниң тарихи пайтәхти һаттуша чеграсиға җайлашқан чорум шәһириниң искилип наһийәси, толиму қизиқарлиқ вә йәрлик ойунчуқ ишләпчиқиришқа саһибханлиқ қилмақта. чорум искилип тоқмақлиқ һарвиси искилип наһийәлик һөкүмәтниң илтимаси билән 2023 – йили түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири қатариға киргүзүлгән болуп, тоқмақлиқ һарва ойунчиқи наһайити аддий механизмға игә.

тоқмақлиқ һарвиниң ишләпчиқирилиши йүз йилға йеқин тарихқа игә болуп, бу ойунчуқни алди билән һәсән чавуш исимлик бир ​​кишиниң йасап чиққанлиқи, ойунчуқниң келип чиқишида таш үстидә буғдай соқуп булғур ишләпчиқиридиған айалларниң тоқмақлириниң нөвәт бойичә урушлиридин илһам елинғанлиқи ривайәт қилиниду. тоқмақлиқ һарва дәсләптә қолда йасилатти, бүгүнки күндә електронлуқ үскиниләр билән  ишләпчиқирилмақта.  уни йасашта қариғай вә терәк йағичи ишлитимәктә. бу ойунчуқниң төт чақи вә төт түқмиқи болуп, чақлириниң һәрикәт қилиши билән билән тоқмақлар айақ қисмиға урулуп аваз чиқириду.

ойунчуққа ишлитилгән рәңләрму өзәгичә көрүниду. қизил, сериқ, көк, қара вә йешил рәңләр көпрәк ишлитилиду. рәхт бойиқи қариғай ширниси вә иссиқ су билән арилаштурулуп тәййарлиниду. ширниниң тәсири билән техиму мустәһкәмләнгән бойақ, тоқмақлиқ һавини зиннәтләш үчүн ишлитилиду. бойаш тамамланғандин кейин , тоқмақлиқ һарвиниң рәңлириниң  техиму парқирақ болиши үчүн терәк дәрихи қовзиқиниң ички йүзи билән силиқлинип парлақлиқ пайда қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر