сүрийәниң террорлуқ тәшкилатлириниң контроллуқи астидики енергийә мәнбәлири

төвәндә маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, сүрийәниң террорлуқ тәшкилатлириниң контроллуқи астидики енергийә мәнбәлири һәққидә тохтилип өтимиз...

2123569
сүрийәниң террорлуқ тәшкилатлириниң контроллуқи астидики енергийә мәнбәлири

сүрийәниң террорлуқ тәшкилатлириниң контроллуқи астидики енергийә мәнбәлири

түркийә авази радийоси: түркийә террорлуққа қарши туруш күришини үлүксиз давамлаштурмақта. бир тәрәптә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған чегра линийәсидә бир «террорлуқ бәлбеғи»ниң шәкилләндүрүлүшигә қәтий йол қойулмайдиғанлиқини қайта-қайта тәкитлисә, йәнә бир тәрәптә, әнқәрә ирақ вә сүрийәниң шималида тохтимастин террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлирини елип бармақта.

ирақниң шималидин башлап, сүрийәниму өз ичигә алидиған шәкилдә кеңәйтилидиған «террорлуқ тәшкилатлиридин халий бихәтәр район бәрпа қилиш» түркийәниң әң муһим нишанлириниң бири... п к к террорлуқ тәшкилати американиң қоллиши билән сүрийәниң шималидики нурғун җайларни ишғал қилишни давамлаштурмақта.

сүрийә райондики иран вә ираққа охшаш дөләтләргә селиштурғанда, көләм җәһәттә болмисиму, һидро карбон байлиқи җәһәттә бай дөләт. ички уруштин илгири өзини өзи қамдайдиған, һәтта мәһсулатлири експорт қилинған сүрийә һакимийити, урушниң вәйран қилғуч тәсири, террорлуқ тәшкилатлири вә дөләт тәвәликидики дөләтсиз қораллиқ күчләрниң райондики һөкүмранлиқи сәвәбидин, енергийә байлиқиниң һәммисиниң дегүдәк контроллуқини йоқитип қойди. фират дәрйаси бойидики мунбәт деһқанчилиқ йәрлири вә су електир енергийәси ишләпчиқиридиған тосмиларму террорлуқ тәшкилатлириниң қолиға өтүп кәтти.

сүрийәниң хам нефит записиниң 2 милйард 500 милйон варил әтрапида икәнлики мөлчәрләнмәктә. бу миқдар сүрийәни дунйадики нефит записи әң көп 32-дөләткә айландуриду؛ ички уруштин илгири, сүрийә һәр йили оттура һесаб билән 9 милйард куб метир тәбиий газ ишләпчиқириш иқтидариға игә иди.

дәмәшқ һакимийитиниң ички уруштин илгирики енергийә мәнбәлири вә ишләпчиқириш иқтидариниң көпинчиси 2013-2015-йиллири даеш террорлуқ тәшкилатиниң қолиға өтти؛ сүрийәдә нопузини күчәйткән даеш террорлуқ тәшкилати 2013-йилиниң оттурилиридин тартип, енергийә саһәлирини бойлап илгириләш истратегийәсини йолға қойуп, сүрийәниң әң чоң нефит вә тәбиий газ запаслири җайлашқан дәйруззур, раққә, һумус, һасәкә қатарлиқ вилайәтлиридики нефитликләрни қолға киргүзди. 2016-йилиға кәлгәндә, п к к / й п г террорлуқ тәшкилати американиң қоллиши билән, мәзкур районларниң көп қисмини игилиди.

сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди — SETA ниң «сүрийәдики тәбиий байлиқлар уруши» намлиқ доклатиға асасланғанда, п к к / й п г террорлуқ тәшкилати ишғал қиливалған җайға җайлашқан  «әлөмәр райони», сүрийәдики әң чоң нефитлик һесаблиниду. ишғал астидики дәйруззурму сүрийәниң нефит записи вә тәбиий байлиқлири мол вилайәтлириниң бири... дәйруззурниң шәрқидики нефитликләрла сүрийә енергийә байлиқиниң %30 тин көпрәкини игиләйду.

мәзкур доклатта, п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәниң барлиқ енергийә байлиқиниң төттин үч қисмини контрол қиливатқанлиқи тәкитләнмәктә. мөлчәрлинишичә, америка һөкүмити қоллиши астидики п к к / й п г мәзкур нефитликләрдин йилиға тәхминән 1 милйард 100 милйон доллар кирим қилидикән.

п к к / й п г террорлуқ тәшкилати билән сүрийә һакимийити һасәкәдики нефитликләрни бирликтә башқурмақта. нефит ишләпчиқириш давамлишиватқан румәйлан, сувәйдиййә вә карачок нефитликлиридики тәхминән 350 кичик қудуқтин күнигә 30-35 миң варил нефит елинмақта.

террорлуқ тәшкилати йәнә сүрийәниң әң чоң тәбиий газ әслиһәси болған конокониму ишғал қиливалған болуп, мөлчәрлинишичә, бу районда һәр йили тәхминән 1 милйард 400 милйон куб метир тәбиий газ ишләпчиқирилидикән.

булардин башқа, п к к / й п г террорлуқ тәшкилати американиң һәрбий җәһәттики қоллиши сайисида, сүрийәдики муһим тосмиларниму игиләп йатмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر