һаҗи бәкташи вәли вә бәкташилиқ тәриқити

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, оттура әсирниң муһим затлириниң бири болған һаҗи бәкташи вәли вә «бәкташилиқ тәриқити» һәққидә тохтилип өтимиз.

2118339
һаҗи бәкташи вәли вә бәкташилиқ тәриқити

һаҗи бәкташи вәли вә бәкташилиқ тәриқити

түркийә авази радийоси: һаҗи бәкташи вәли түрк дунйасида муһим орун тутидиған тарихи шәхс болуп, сопи, алим вә ислам пәйласопидур. һайати һәққидә ениқ мәнбә болмиған һаҗи бәкташи вәлигә мунасивәтлик әң қәдимки мәнбә XIV. әсирдә йезилған «вилайәтнамә» намлиқ әсәрдур. хорасанда дунйаға кәлгән һаҗи бәкташи вәли, моңғул таҗавузчилиридин қечип, анадолуға көчүп кәлгән түркмән алими болуп, һайати һәққидики бирдинбир ениқ пакит, униң 1271-йили сулуҗа қараһөйүктә вапат болғанлиқидур.

«вилайәтнамә»гә қариғанда, һаҗи бәкташи вәли  сулуҗа қараһөйүктә бир түркмән шәйхи болуш сүпити билән, бир тәрәптин өз җамаити ичидә муршид (йетәкчилик) вәзиписини давамлаштурса, йәнә бир тәрәптин, бүгүнки үргүптики хиристийанлар билән қойуқ мунасивәт орнитип, уларниң һидайәт тепишиниң шараитини һазирлиған. у йәнә шаманист моңғулларниңму исламни қобул қилиши үчүн җапалиқ хизмәтләрни ишлигән вә әгәшкүчилирини бу нийәт – бу мәқсәттә анадолуниң һәрқайси булуң-пучқақлириға әвәткән. әгәр мәнбәләрдики бу хатириләргә ишинишкә тоғра кәлсә, һаҗи бәкташи вәли—наһайити күчлүк еһтималдурки— йәсәвилик билән қәләндәрликниң арилашмисидин шәкилләнгән һайдәрилик тәриқитиниң бир әзаси сүпитидә анадолуға кәлгән, андин илйаси хурасаниниң қешиға берип, вәфаилиқ тәриқитигә кирип, өмриниң ахириғичә мушундақ йашиған, дейишкә болиду. бу хил әһвал астида, гәрчә униң нами билән аталған болсиму, бәкташизмни униң қурмиғанлиқини көрүвалғили болиду. тарихи һаҗи бәкташи вәлиниң әпсанә, һәтта епослашқан һаҗи бәкташи вәлигә айлинип, бу хил муқәддәсликкә игә болушида, анталйаниң әлмали районидики тәккәкөйдә истиқамәт қилған абдал мусаниң роли чоң. мәһмәт фуад көпрүлү  XIV. әсирдә һаҗи бәкташи вәлиниң сулуҗа қараһөйүктики ханиқасиға барған бир муһим бир затниң һаҗи бәкташи тәриқитиниң тарқилишида қандақ муһим рол ойниғанлиқини оттуриға қойди. көпрүлү вә кейинки тәтқиқатларниң хуласисисгә асасланғанда, һайат вақтида дегәндәк тонулмиған бу кәмтәр түркмән шәйхини, мәйли һайат вақтида, мәйли вапатидин кейин болсун, һайат вақтида оттуриға чиққан ривайәтләр арқилиқ йеңи қурулуватқан османли бәгликини өз ичигә алған пүткүл оттура вә ғәрбий анадолуда тонутуп, қайтидин җанландурғини абдал мусадур. XIV. әсирниң биринчики чарикидин кейин, һаҗи бәкташи вәли ханиқасиниң шәйхи болған абдал муса, һәмраһлиқидики бир қисим һайдәри тәриқити дәрвишлири билән бирликтә, йеңидин қурулуватқан османли ханлиқиниң земинлириға берип, у йәрдә осман ғазиниң хизмитини қилған вә пәтһиләргә қатнишип, ғәлибиләрни қолға кәлтүргән. әмма у әмәлгә ашурған һәқиқий улуғ иш, у өзи бирликтә җәң қилған османли ғазилириға һаҗи бәкташи вәлиниң ривайәтлирини аңлитип, уни тонутишидур. «вилайәтнамә»дики һаҗи бәкташи вәлиниң әң рошән алаһидилики шуки, униң он икки имамниң нәсәбигә мәнсуп болуши, йәни пәйғәмбәр нәсәбигә мәнсуп бир сәййид болушидур. униң дадиси ибраһими сани имам муса әлказим нәсәбидин болуп, хорасанниң һөкүмрани иди. шуңлашқа, һаҗи бәкташи вәли бир шаһзадә. у йаш вақитлирида алди билән мәшһур сопи лоқмани пәрәндәниң, андин униң тәвсийәсигә асасән, әһмәд йәсәвиниң йенида тәрбийәләнгән. у шу чағлиридила нурғун «карамәт»ләрни көрситиш арқилиқ һәммәйләнни һәйран қалдурған. у әһмәд йәсәвиниң бәдәхшан өлкисидики капирларға әсир чүшүп қалған «нәпәс әвлади» қутбуддин һәйдарни қутулдурувалған. кейин, униң пишип йетилгәнликини көргән әһмәд йәсәви, униңға хәлипилик (варислиқ) символи болған җиһази фақри, башқичә ейтқанда, таҗ, шамдан, җайнамаз, дастихан вә байрақ тәқдим қилип, белигә йағач қиличини асқузуп, румәлигә вәзипигә тәйинлигән. алди билән мәккигә берип, һәҗ пәрзини ада қилған бәкташ, «һаҗи» унваниға еришкән. қайтишида нәҗәф вә кәрбалани зийарәт қилип, анадолуға өткән.  һаҗи бәкташи вәли чәпни қәбилисиниң көчмән бир қанчә аилисиниң қишлиқ туралғуси һесаблинидиған сулуҗа қараһөйүккә келип, қадинҗик аниниң өйидә меһман болуп турған. бу җәрйанда, карамәтлири билән кишиләрниң диққитини тартқан. у турмушини қамдаш үчүн кәнтниң чарвилирини баққан. мәлум мәзгил өткәндин кейин, бүгүнки дәрвишханисиниң орниға тунҗи хилвәтгаһи болған қизилҗани қурған. аллиқачан өзини қобул қилдуруп, мурт топлашни башлиған һаҗи бәкташи вәлиниң даңқи тезла тарқалған. у бу йәрдә турған мәзгилдә, сәййид мәһмуд һәйрани вә аһи әврән қатарлиқ рум әвлийалири билән йеқин мунасивәт орнатқан؛ әтрапидики ғәйрий мусулманлар билән қойуқ мунасивәт орнитип, бир қисим моңғул даирилириниң ислам динини қобул қилишиға түрткә болған. нурғун хәлипиләрни—варисларни йетиштүргән؛ у вапат болуштин илгирила уларниң һәр биригә иҗазәтнамисини берип, анадолуниң һәр қайси җайлириға йоллиған вә өзиму карамәтлиригә йаришидиған шәкилдә аләмдин өткән.

йуқириқилардин шуни хуласиләшкә болидуки, һаҗи бәкташи вәлиниң һәқиқий нам—шөһрити вә әтрапида һасил болған ғайәт зор әгәшкүчиләр топи, униң вапатидин кейин шәкилләнгән. бу тарихий һадисә шуни испатлайдуки, һаҗи бәкташи вәли муртлири тунҗи қетим һайат вақтида бәкташиму мурити болған һайдари мәзһипиниң дәрвишлири арисида барлиққа кәлгән вә тәрәққий қилған болуп, улар арқилиқ һәммә йәргә тарқалған. османли ғазилири арқилиқ һаҗи бәкташи вәлидин хәвәр тапқан османли султанлири, йәничәри газармилирини қурғанда, ғазилар арисида кәң тарқалған күчлүк җамаәт болғачқа, газармини униңға тапшурған. шуниң билән, һаҗи бәкташи вәлиниң нами османли земинлирида күнсери кәң тарқилип, даңқ чиқарған. XVI. әсирниң башлириға кәлгәндә, балим султан һайдаризмдин айрилип, османли мәркизи һөкүмитиниң қоллишини қолға кәлтүрүп, бәкташизм тәриқитини һаҗи бәкташи вәли намидин һазирқи шәкли билән қуруп чиққан.  шундақ қилип, анадолудики сүнний мәзһипи һаҗи бәкташи вәлини мәркизигә қойуп, тәрәққийат мусаписини рәсмий тамамлиди.

мәнбәләр:

1. M. Fuad Köprülü, “Bektaşîliğin Menşe’leri”, TY, II/8 (1341), s. 136-140.

2. https://islamansiklopedisi.org.tr/haci-bektas-i-veli

3. Manakıb-ı Hacı Bektâş-ı Velî: Vilâyet-nâme (haz. Abdülbaki Gölpınarlı), İstanbul 1958.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر