йунус әмрә вә униң ортақ әдәбийатимиздики орни

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, түрк әдәбийат тарихидики муһим затларниң бири болған йунус әмрә вә униң ортақ әдәбийатимиздики орни һәққидә тохтилип өтимиз

2115376
йунус әмрә вә униң ортақ әдәбийатимиздики орни

йунус әмрә вә униң ортақ әдәбийатимиздики орни

түркийә авази радийоси: узун йиллар бойичә туғулған вә вапат болған вақти һәққидә түрлүк муназириләр елип берилған йунус әмрәниң, 1240-41-йиллири туғулғанлиқи, 82 йил йашап, 1320-йили вапат болғанлиқи оттуриға қойулмақта. тәтқиқатчилар чәклик мәнбәләргә тайинип, униң туғулған вә вапат болған вақти һәққидә ортақ тонуш һасил қилған болсиму, әмма, униң һайати, балилиқи вә тәлим-тәрбийәси һәққидә һечқандақ йазма материйал йоқ. униң анадолуниң ички қисмида туғулғанлиқи, нурғун җайларни сәйлә-сайаһәт қилғанлиқи вә анадолуда вапат болғанлиқи мәлум. шаирниң шеирлири хәлқ ичидә  еғиздин-еғизға кәң тарқалған. униң нурғун җайларда қәбриси болсиму, тәтқиқатчилар әң йеңи тәтқиқатларға асаслинип, әскишәһриниң сарикөй базири йунус әмрә йезисидики қәбрини <униң һәқиқий қәбриси болуши мумкин> дәп йәкүн чиқарди. қараман, ақсарай, конйа вә әзәрбәйҗанниң гаһ қатарлиқ җайлиридики қәбриләрниң кишиләрниң униңға болған муһәббити сәвәбидин барлиққа кәлгәнлики оттуриға қойулмақта. гәрчә униң йаш вақитлирида тапдук әмрә дәргаһида турғанлиқи тоғрисида ривайәтләр тарқалған болсиму, әмма униң анадолу, дәмәшқ, бағдад, әзәрбәйҗан вә румәли қатарлиқ җайларға барғанлиқи؛ қәрйәргила барса, шеирлири вә йеқимлиқ параңлири билән кишиләрниң йақтурушиға еришкәнлики қәйт қилиниду.

униң заманимизғичә сақлинип қалған бирдинбир әсири «рисаләтуннусхиййә» 1307-йили түзүлгән. һазир әң кона нусхилириниң бири XIV әсирдә көчүрүлгән риттер нусхисидур. бу әсәрниң һәр хил дәврләрдә йезилған 600 бейиттин тәркиб тапқан нурғун нусхилири бар. ахирқи қетим мустапа татчи тәрипидин тәййарланған «ишитиңлар, әй йарәнләр» намлиқ төт томлуқ әң тәпсилий әсәр 2012-йили истанбулда нәшр қилинди.

йунус әмрә қәдимки анадолу түркчисниң шәкиллинишидә интайин муһим рол ойниған тунҗи түрк шаири. у ишләткән сөз-ибарә вә ипадиләш услублири, уларға йүкләнгән мәнә вә кинайиләр түркчиниң әдәбий тилға айлинишидики муһим қәдәмләрниң бири. маһийәттә, йунус әмрәни башқа сопи шаирлиридин пәрқләндүридиған нуқтиму дәл мушу. суләйман шәйхи йунустин кейин кәлгән шаирларниң униңға охшаш шеирларни йезишқа мувәппәқ болалмиғанлиқини қәйт қилса, исмаил һаққи бурсәви: «шәйх йунус бу тилниң хәтмидур. чүнки униңдин кейин кәлгән әрбаби мәзакинниң һәр бири униң йолидин маңди, нәзмдә уни дориди» дәйду. йунустин илгири еғиз әдәбийати мәвҗут болған болсиму, йунус анадолуда гүлләнгән ғәрби түрк тилида тунҗи вә әң гүзәл шеирларни йазған, еғизаки билимләрдин пайдилинип тилни бәдиийләштүрүп, түркчидики тәсәввуп тилини йаратқан. йунусниң аддий түркчиси ичидә ишлитилгән әрәб вә парсчә сөзләрниң бир қисми, түркчиниң фонетикисиға маслаштурулған. униңдин башқа, униң диванида бүгүнки күндә ишлитилмәйдиған нурғун қәдимки сөзләрму бар. униң шеирлирида әйни дәвр мәдәнийитини әкс әттүрүп беридиған нурғун диний аталғу вә уқумлар шундақла шевә-мақалларму учрайду. йунус әмрәниң идийәсиниң гүлшәһри, қайғусиз абдал, ашиқ паша вә әһмәд фәқиһ қатарлиқларниң идийәлиридин пәрқи йоқ. әмма, у түркчигә елип кәлгән охшимиған аһаң вә сөзләргә йошурған мәнилири билән улардин пәрқлиниду. униң илаһийлириниң әсирләрдин буйан оқулуп, та һазирғичә сақлинип қелишидики сәвәб, униң шеирлириға һөкүмранлиқ қилған бу услубтин башқа нәрсә әмәс.

түрк тәсәввуп (сопи) әдәбийати саһәсидә өзигә хас услуб йаратқан йунус әмрә, әһмәд йәсәви билән башланған ханиқа шеир әнәнисини өзгичә ипадиләш шәкли билән анадолуда қайтидин оттуриға қойди, румәлидә гүлләнгән сопи әдәбийати униң зор тәсиригә учриди. йунус сопизм идийәсини чоңқур чүшинип турмушиға сиңдүргән болуп, сәмимийәт, һайаҗан вә сөйгү билән йуғурулған илаһийлириниң мәниси чоңқур, услуби раван иди. у пүткүл инсанийәтни илаһий муһәббәт, қериндашлиқ, рәһимдиллик вә көйүмчанлиққа чақирди һәмдә инсан болушниң, өзини тонушниң вә җанаби һәқкә (аллаһқа) йетишниң шәртлири вә йоллирини чүшәндүрди.

гәрчә у шеирлирида әтрапида болуп өткән ишлар, тәбиәт вә инсаний қиммәт қарашлардин бәзи мисалларни бәргән болсиму, йунус әмрә әзәлдин маддий елементларни өзиниң нишани қилмиған. алди билән, йунусниң сопизм һәққидики чүшәнчиси қуран вә сүннәтни, өзидин илгири йашиған сопиларниң ой-пикирлири вә кәчүрмишлирини асас қилиду. әмәлийәттә, йунусниң меһри-муһәббәт үстигә қурулған тәпәккур дунйаси, инсанни сөйүш нуқтисида тохтап қалмайду, бәлки худани сөйүшкичә кеңийиду.

суләйман шәйхиму йунус вә униң шеирлири һәққидә тохтилип, мәвлана җалалидин руминиң йунус һәққидә: «илаһий мәнзилләрниң қайсисиға чиқсам, алдимда бу түркмән устазниң изини көрдүм, униңдин өтүп кетәлмидим» дегәнликини нәқил қилиду. гәрчә бу бир ривайәт болсиму, йунус әмрәниң анадолудики тәсәввуп шеирийитиниң шәкиллинишигә қанчилик тәсир зор көрсәткәнликиниң рошән ипадиси.

 

мәнбәләр:

1. https://islamansiklopedisi.org.tr/yunus-emre

2. Meşedihanım Nemet, Azerbaycan’da Pirler, Bakü 2010, s. 162.

3. Mustafa Tatcı, Yunus Emre’nin Mürşidi Tapduk Emre, Ankara 2012.

4. Şeyh Baba Yûsuf Sivrihisârî, Mevhûb-ı Mahbûb (haz. Ahmet Kartal), Eskişehir 2000, s. 529.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر