ғәззәдә кичик балилар вә бовақлар ачлиқтин өлмәктә

күнтәртип вә анализ (10)

2112549
ғәззәдә кичик балилар вә бовақлар ачлиқтин өлмәктә

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «ғәззәдә кичик балилар вә бовақлар ачлиқтин өлмәктә» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

***** ** **** *** *** ****

һамас вә башқа пәләстинниң исраилийәгә қарши туруш қурулмилири қозғиған ақса тупани намлиқ һуҗумидин буйан, исраилийәниң ғәззәни ишғал қилиш һәрикити давамлашмақта. икки йерим милйон киши йашайдиған 360 квадрат километирлиқ район һәр тәрәптин қамал қилинған болуп, исраилийә районни һәм һавадин, һәм қуруқлуқтин бомбардиман қилиш арқилиқ пуқралани қәстән қирғин қилмақта. һәтта йардәмләрниң районға келишигә исраилийәниң тосқунлуқ қилишиға әгишип, әмдиликтә хәлқ, болупму кичик балилар вә бовақлар ачлиқтин җан бәрмәктә. дунйа болса, тамаша көрүш билән купайә қилмақта.

исраилийәниң ғәззәдики ишғалийити давамлишишиға әгишип шәһәрниң %80 и дегүдәк тамамән вәйран болған әһвалда турмақта. тәхминән икки йерим милйон киши йашайдиған 360 квадрат километирлиқ район һәр тәрәптин қамал қилинип, һавадин вә қуруқлуқтин 24 саәт бомбардиман қилинмақта. исраилийә буниңлиқ биләнла болди қилмастин, инсанпәрвәрлик йардәмләрниң районға йетип келишигиму асасән дегүдәк тосқунлуқ қилмақта.  

ғәззәниң шималида қапсилип қалған пуқралар ачарчилиқта қалған һазирқи вәзийәттә, б д т дин кәлгән әң йеңи санлиқ мәлуматларға асасланғанда, нурғунлиған кичик бала вә бовақлар йемәклик йетишмәслик вә уссузлуқтин қаза қилған әһвалда турмақта. түмәнлигән пуқралар қәстән бомбардиман арқилиқ өлтүрүлүштин сирт, йемәклик вә суға еришәлмәслик сәвәбидинму һайатидин айрилмақта. әпсуски, буларниң һәммиси дунйаниң көзлири алдида йүз бәрмәктә. америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири гәрчә образлирини қутқузуш үчүн һәр хил байанат вә һәрикәтләрдә болсиму, әмма исраилийәниң ишғалийити вә қирғинчилиқини һәм сийасий, һәм һәрбий җәһәттин кәң көләмдә қоллап қуввәтлимәктә. болупму америка һава көврүки қуруп, һәр күни дегүдәк исраилийәгә һәрбий оқ-дора тошимақта. б д т хәвсизлик кеңиши қатарлиқ органларму исраилийәгә пайдилиқ мәйдан тутушни давамлаштурмақта. гәрчә байдин нетанйаһуға түрлүк тәләпләрни қойғандәк қилсиму вә уруш тохтитиш тоғрисида байанатларни елан қилғандәк қилсиму, әмәлийәттә исраилийәни қоллашни давамлаштурмақта.

  ғәззәдә йүз бәргән қирғинчилиқлар һазир кичик бала вә бовақларниң ачлиқ вә уссузлуқтин өлүшигә сәвәб болуватқан вәзийәттә турғанлиқи һәммигә мәлум. исраилийәни қоллаватқан ғәрб дунйаси әлвәттә бу җинайәтләрниң һәммигә шериктур. ғәрбтә аләмшумул виҗдан һәрикитиниң бир қисми болған нурғун кишиләрму бар, әлвәттә. улар байанат елан қилиш вә һәрикәт тәшкилләштин йанмай кәлмәктә. лекин дөләт қатлимида сийасәт өзгәргини йоқ.

 нитанийаһуниң уруш кабинети һамасни һәрбий җәһәттин йоқиталмайдиғанлиқини обдан билидиған болғачқа улар асаслиқ диққитини һамасни әмәс, бәлки ғәззәни йоқитишқа, пуқраларни қирғин қилишқа вә хәлқни сина йерим арилиға сүргүн қилишқа мәркәзләштүрмәктә. түркийә вә җәнубий африқа қатарлиқ дөләтләр пүтүн күчи билән исраилийәгә қарши бир виҗдан иттипақи қурушқа тиришмақта. лекин нә ислам дөләтлири, нә башқа дөләтләр исраилийәгә қарши чекиндүрүш характерлиқ тәдбирләрни йолға қойғини йоқ. болғулуқниң һәммиси ғәззәдики пуқраларға, кичик балиларға вә бовақларға болмақта.

бәлким иранни тирнақ ичигә елишқа болса керәк. иран вә униң вакаләтчи тармақлири болған һизбуллаһ билән хусийлар исраилийәгә қарши төвән сәвийәдә һәрбий һәрикәтләрни елип бармақта. хусийларниң қизил деңизни вә бабил мандәбни тосуп қойуши йуқириқи нуқтидин үнүмлүктәк көрүнсиму, әмма исраилийәни тосушқа йетәрлик истратегийә дегили болмайду. болупму, һизбуллаһ бу урушниң бешида интайин кәскин сөзләрни қилип, «әгәр ишғалийәт башлиса, биз пүтүн күчимиз билән исраилийәгә қарши күрәш қилимиз» дегән туруғлуқ сөзигә әмәл қилмай, күтүлгәндин толиму төвән сәвийәдә һәрикәт қилмақта. бу йәрдә әлвәттә американиң районда һәрбий мәвҗутлуқини мустәһкәмләп, тәһдит селишлири тәсир көрсәткән болишиму мумкин.

  ахирида, ислам дөләтлири нә дипломатик, нә сийасий, нә һәрбий җәһәттин исраилийәни тосидиған һечқандақ һәрикәт қилмиди. ғәрб дөләтлири, болупму америка вә әнгилийә исраилийәни қирғинчилиқиға шерик болидиған шәкилдә һәрбий вә сийасий йардәмләр билән тәминләшни давамлашурмақта.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر