сивас кофтиси (қийма кавипи)

түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири – 10

2111101
сивас кофтиси (қийма кавипи)

сивас кофтиси (қийма кавипи)

 

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «сивас кофтиси (қийма кавипи)» ни тонуштуримиз.

сивас кофтиси (қийма кавипи) ниң түркийәниң районларға хас мәһсулатлири тизимликигә киргүзүлгән вақти: 01.02.2006

****** ********* ******

түркийәниң оттура анадолу райониға җайлашқан тарихи сивас шәһири районниң тәбиий муһитида йетиштүрилидиған қой вә кала гөшидин пәқәт өзгичә бир туз қетиш арқилиқла йасалидиған наһайити даңлиқ тамаққа шәһәр исмини бәргән иди.

сивас кофтиси (қийма кавипи) 2006-йили сивас сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң илтимаси билән түркийәниң җуғрапийилик хаслиққа игә тизимға елинған мәһсулатлири қатариға киргүзүлгән иди. сивас кофтиси (қийма кавипи) ниң башқа кавап түрлиридин пәрқлинидиған әң муһим алаһидилики, кавапта ишлитилидиған гөшниң тәбиий муһитта вә райониниң өзигә хас егизликидә отлақлирида, кәрәпшә, йумғақсүт, сийадан вә һәр хил өсүмлүлкләр билән йетишидиған кала вә қой гөши болғанлиқидур. сивас земини вә отлақлирида өсүмлүкләрниң көп хил болуши гөшниң тәмини бәлгиләйдиған нуқтилиқ амил һесаблиниду.

сивас кофтиси (қийма кавипи) тәййарлиғанда, туздин башқа, шохла қийами, көктат, қарамуч вә шуниңға охшаш һечқандақ маддилар ишлитилмәйду. сивас кофтиси (қийма кавипи)  йасашта ишлитилидиған тузму сивасниң зара райониниң тузлагозу йезисида ишләпчиқирилған тәбиий булақ тузи болуп, һечқандақ химийәлик мадда арилаштурулмиған тәбиий туздур. бу туз өз нөвитидә йәнә, қийма кавапниң сақлаш мәзгилидә рәңгиниң өзгирип кетишиниң алдини алғанға охшаш техиму узун бузулмай турушиғиму капаләтлик қилиду.

 сивас кофтиси (қийма кавипи) ни йасашта бәлгилик изчиллиқни қолға кәлтүрүш үчүн маһарәт кетидиған болғачқа башқа қийма кавапларғиму охшимайду. чүнки сивас гөш кавипиниң тәркибидә башқа һечқандақ арилашма болмиғанлиқи һәмдә непиз тәййарланғанлиқи үчүн наһайити қисқа вақит ичидә тавида йаки кавапданда пишурулиду, сивас кофтиси (қийма кавипи) ни сунушта тоғралған йеңи йаки қурутулған пийаз, йумғақсүт билән арилаштурулған пәмидур вә қизилмуч қатарлиқ хам көктат бирликтә сунилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر