йәр иссиқлиқи енергийәси

енергийә дунйаси (10)

2110658
йәр иссиқлиқи енергийәси

йәр иссиқлиқи енергийәси

төвәндә маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, йәр иссиқлиқи енергийәси тоғрисида тохтилип өтимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

*  *  *  *

йәр иссиқлиқи енергийәси йәрниң йеқин қатлимидики магма, су, һор вә иссиқ ташлардин елинидиған бир хил енергийә түри болуп, дунйа мәвҗутла болидикән, уни ишлитишкә болиду. йәр иссиқлиқи енергийә мәнбәлириниң һаварайиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, һәптисигә 7 күн 24 саәт ток ишләпчиқириш иқтидари бар.

електир енергийәси мувапиқ җайларға коланған қудуқлардин чиқирилған һор вә су айривелинғандин кейин, турбин вә генераторлардин пайдилинип һасил қилиниду. бу енергийә сиҗил, ишәнчлик вә муһитқа зийансиз болғачқа, дунйа миқйасида күчлүк алқишқа еришмәктә.

түркийә 2023-йили ток ишләпчиқириш миқдариниң %36.3ни көмүр, %21.4ини тәбиий газ, %19.6 ини су електир истансисилири, %10.4ни шамал, %5.7ни қуйаш, %3.4ни йәр иссиқлиқидин, қалған  %3.2ини 3.2 башқа мәнбәләрдин пайдилинип һасил қилмақта.

түркийәниң геологийәлик вә җуғрапийәлик орун җәһәттә актип тик йөнилишлик бәлбағқа җайлашқан болуп, йәр иссиқлиқи байлиқи җәһәттә дунйадики записи мол дөләтләрниң бири. йәр иссиқлиқи запаслири түркийәниң  һәр қайси җайлириға тарқалған болуп, сани тәхминән миңға йетиду. түркийә нөвәттә йәр иссиқлиқи йошурун күчи җәһәттә йавропаниң 1-дөлити, актип ишләпчиқириш сиғими җәһәттә дунйаниң 4-дөлити һесаблиниду.

йәр иссиқлиқи енергийәсидин ток ишләпчиқириватқан алдинқи қатардики бәш дөләт тәртипи бойичә, америка, һиндонезийә, филиппин, түркийә вә йеңи зеландийәдур. әмма, түркийәниң пилани 2030-йилиға барғанда, ишләпчиқиришни төт һәссә ашуруп, енергийә еһтийаҗиниң тәхминән %10 ини йәр иссиқлиқи байлиқидин елип, бу түрдики дунйави башламчи дөләткә айлиништин ибарәт. чүнки, түркийәниң йәр иссиқлиқи йошурун күчиниң наһайити йуқири.

түркийәниң йәр иссиқлиқи записи мол районлириниң %78 и ғәрбий анадолуға, %9и оттура анадолуға, %7и мармара райониға, %5 шәрқий анадолуға вә %1 башқа районларға җайлашқан болуп, %90и төвән вә оттура температура түригә кериду. шуңлашқа, иссиниш, иссиқ су сайаһәтчилики вә санаәт ишлириға ишлитилиду. %10и електир енергийәси ишләпчиқиришта ишлитилиду.

түркийәдики йәр иссиқлиқи енергийәсидин тунҗи ток ишләпчиқириш 1975-йили 0.5 мегаватлиқ қизилдәрә електир истансисида башланған. 1990-йилидин 2004-йилиғичә йолға қойулған сийасәтләр сәвәбидин тохтап кетиш басқучиға келип қалған йәр иссиқлиқи енергийәси чарлаш хизмәтлири, 2005-йилидин башлап кәң даиридә йолға қойулған чарлаш паалийәтлири сайисида тезләшти. бурғилаш арқилиқ йәр иссиқлиқи енергийәси издәш мәшғулатлири 2000 метирдин 28 миң метирғичә чоңқурлашқа башлиди.

геотермал енергийә издәш үчүн мәдән издәш-тәтқиқ қилиш оргини қатарлиқ мунасивәтлик орунларға аҗритилған мәбләғ он һәссә көпәйтилди. 2023-йилиниң бешиға кәлгәндә, мәнбәниң көп хиллишишиға әгишип, ток ишләпчиқириш миқдари 1686 мегаватқа йәтти. буниңдин башқа, 150 миңдин артуқ туралғу йәр иссиқлиқи енергийәси билән исситилмақта. түркийәниң йәр иссиқлиқи енергийәси йошурун күчиниң 4500 мегаватқа йетидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

*  *  *  *



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر