битлис аһлат һасиси

түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири – 9

2107877
битлис аһлат һасиси

битлис аһлат һасиси

 

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «битлис аһлат һасиси» ни тонуштуримиз.

аһлат һасисиниң түркийәниң районларға хас мәһсулатлири тизимликигә киргүзүлгән вақти: 26.12.2017

****** ********* ******

түркийәниң шәрқий анадолу районидики ван көли бойиға җайлашқан битлис шәһириниң тарихи наһийәси аһлат, болупму анадолу вә түрк тарихи нуқтисидин интайин муһим әһмийәткә игә. наһийәдә тепилған урарту, сәлҗуқий, аққойунлу вә османли дәвригә тәвә йадикарлиқлар район һәққидә шундақла түркләрниң анадолуға келиши һәққидә муһим йип учлири билән тәминләйду.

әһлат наһийәси өз нөвитидә йәнә, ишләпчиқириштики әла сүпәтлик қол һүнәр-сәнәт буйумлири биләнму кишиләрниң диққитини тартидиған, һәм күндилик ишлитишкә, һәм сәнәт қиммитигә игә бир һасиғиму өз исмини бәргән болуп, һасиниң өтмүши вә йасилиш шәкли нәччиләгән әсирләргә тутишиду.

«әһлат һасиси» 2017-йили әһлат наһийәлик валий мәһкимисиниң илтимаси билән түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири қатариға киргүзүлди. бу һаса районда алаһидә йетишидиған йаңақ дәрихидин ишләпчиқирилиду. әһлаттики йаңақ дәрәхлирини асраш вә суғуруш системилиқ елип берилиду. шуңлашқа дәрәхниң шахчилири узун қадақлири аз болиду.

«әһлат һасиси»  икки хил ишләпчиқирилиду. йашанғанлар вә бимарларниң күндилик ишлитиши үчүн ишләпчиқирилған қелин һасидин башқа йәнә, совғат, безәклик вә сайаһәт мәқсәтлири үчүнму райондики қол һүнәрвән устилири тәрипидин әстайидил ишләпчиқирилиду. һаса ишләпчиқириштики әң муһим амил, ишлитилидиған йаңақ дәрихиниң 1 йилғичә қәтий қуйаш нури көрмәстин 2 йил қурутулған болишидур.  бу һасиниң чидамчанлиқи үчүн интайин муһим шәрттур. машиниларниң йардимидә мәлум шәкилгә киргүзүлгән һасилар  шуниңдин кейин пүтүнләй устиларниң қол һунәр- сәнити билән пүтүп чиқиду.  һаса устилири бәлгиләнгән гөвдиси вә типиға көрә, ойуш, қеқиш, көйдүрүш вә бойаш техникилиридин бирбирләп өткүзилиду. һасаға зор қиммәт қошидиған мәрмәр таш, чоң нәқиш вә кичик типтики нәқишләр устилар тәрипидин әһлат һасисиниң гөвдә қисмиға әстайидиллиқ билән нәқишлиниду. һасиниң тутқучиға һайванат башлири ойилиду йаки алтун, күмүш қатарлиқ қиммәтлик металлар ишлитилиду.

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йуқирида илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «битлис аһлат һасиси» ни тонуштурдуқ. келәр һәптә йәнә охшаш вақитта, қайта көрүшкичә аман болғайсиләр, хәйир хош!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر