нәвшәһир қаймақли йезисиниң қуруқ қаймиқи

түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири – 8

2101820
нәвшәһир қаймақли йезисиниң қуруқ қаймиқи

нәвшәһир қаймақли йезисиниң қуруқ қаймиқи

түркийә авази радийоси: илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «нәвшәһир қаймақли йезисиниң қуруқ қаймиқи» ни тонуштуримиз...

нәвшәһир қаймақли йезиси қуруқ қаймиқиниң тизимға елинған вақти: 21.04.2022

****** ********* ******

түркийәниң оттура анадолу районида тәбиий вә тарихи гүзәлликлири билән тонулған нәвшәһиргә қарашлиқ қаймақли йезиси өз исмини өзгичә бир сүт мәһсулатиғиму бәрди. қаймақли йезилиқ һөкүмитиниң илтимаси билән 2022-йили «қаймақли йезисиниң қуруқ қаймиқи» түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири қатариға киргүзүлди.  «қаймақли йезисиниң қуруқ қаймиқи» сериқ май тәркибидә ақсил вә йағ миқдари йуқири,  қурғақ, қаттиқ болуп, йерим ай шәклидә көрүниду. кала сүтидин йасалған қаймақни ишләпчиқрииш үчүн дәсләптә йиғилған сүт инчикә рәхт билән сүзмә қилиниду. андин сүт «тандир әви» (тонур өйи) дәп атилидиған вә йәргә көмүлгән тонурларда пишурулиду. сүт қазан билән биллә тонурдин чиқирилип, отниң үстигә мис тәхсә билән қойулиду. тәхсә қизиғандин кейин, қизиқ сүт инчикә рәхттә сүзүлүп аста-аста тәхсигә төкүлиду. бу усул арқилиқ шәкилләнгән көпүкләр қаймақниң тор шәклидә қурушиға йардәм қилиду. тәхминән тонурда алтә саәт пишурулған сүттә қаймақ һасил болғанда, мис тәхсиниң гирвәклиригә чаплашқан қаймақ пичақ билән елиниду. тәхсидин аҗритилғанда йерим айланма шәклигә кәлгән қаймақ тәтүр әлгәктин өткүзүлиду. йеңи қаймақни мис тәхсидин парчилимастин аҗритп елиш вә буниң үчүн йасалған алаһидә әлгәктин өткүзүш устилиқ маһарити тәләп қилиду. йеңи қаймақни қуйаш нуридин йирақ өйдә вә төвән температурада әлгәк үстидә 24 саәт сақлап қурутушқа тоғра келиду. әлгәкниң төшүклүк болуши һәм үстидин һәм астидин һава елишини шундақла қаймақниң һәммә тәрипиниң тәкши вә тәң бирла вақитта қурушини әмәлгә ашуриду. һәр йили йезида фестивалиму өткүзүлдиған «қаймақли йезисиниң қуруқ қаймиқи» ни тоңлатқуда 14 күн, йаки соғуқлуқта 0 төвән 1 селсийә градустин 18 селсийә градусқичә болған температурада бир йил бузмай сақлиғили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر