харазим дәвридики әсәрләр

һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар (06)

2095330
харазим дәвридики әсәрләр

харазим дәвридики әсәрләр

түркийә авази радийоси: назигүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, харазим дәвридә йезилған әсәрләр һәққидә тохтилимиз...

**** **** ***** ****

 бүгүнки күндә өзбекистан вә түркмәнистан чеграсиға җайлашқан харазим, 12 - әсирдин буйан мәдәнийәт мәркизи болуп кәлгән бир район иди. «харазим» дегән сөзниң түрк тилидики бир дәвргә вәкиллик қилидиғанлиқи әлшир нәвайиниң «мәҗалисун нәфис» намлиқ әсиридә алим һүсәйин харәзиминиң тилға елиши билән оттуриға чиққан болуп, харазим 11 – әсирниң башлирида ғәзнәвийләргә тәвә район иди. районға һөкүмранлиқ қилғучилар болса, «харазим шаһлар» дәп аталған иди.

харазим шаһлар ханданлиқи оғузларниң бәйдили қәбилисидин ануш тикин билән башлиниду. бәзи хәлқләр моңғулларниң истиласиға учриған бу райондин көчүшкә башлайду. харазим дөлитигә әмәлий хатимә бәргәнләр болса, моңғуллар иди. униңдин кейин, гәрчә җалалиддин харазим шаһ моңғулларни вә гирузийәликләрни бир қанчә қетим мәғлуб қилған болсиму, әмма дөләтниң илгирики күчини әслигә кәлтүрәлмәйду. анадолу сәлҗуқлириға қаршиму уруш қилған җалалиддин харазим шаһниң бир йалланма әскәр тәрипидин өлтүрүлүши билән харазим шаһлар дөлити мәвҗутлуқини рәсмий йоқатқан болиду. бу сийасий шәкиллинишләрниң нәтиҗисидә, харазим райони түрклишиду. районға қаңқиллар, қипчақ вә оғуз қәбилилириниң олтурақлишиши билән харазим түркчиси шәкиллинип, 12-әсирдә бир мәдәнийәт мәркизигә айлиниду. бу дәврниң тил алаһидиликигә қариғанда, әрәбчә вә парсчиниң түрк тилидики тәсириниң барғансери күчәйгәнликини көргили болиду. бүгүнгичә елип берилған тәтқиқатларниң нәтиҗисидә харазим дәвригә аит әсәрләр байқалди вә түрк тили тарихи бәтлиридә орун алди.

тәртип бойичә қариғанда, харазим дәвриниң алдинқи қатардики әсәрлиридин бири؛ замаһшәри тәрипидин йезилған «муқәддәмәтул әдәб» тур. «әдәбийатниң муқәддимиси» дегәнни билдүридиған бу әсәр, әрәб тили өгәнгүчиләр үчүн қисқа җүмлә вә сөзләрдин тәркиб тапқан қоллинишчан луғәт һесаблиниду.

йәнә бир әсәр, рабғузиниң 1311-йили йазған пәйғәмбәрләрниң қиссилирини мәзмун қилған «қиссәсул әнбийа» дур. «муниул мурит» намлиқ әсәр болса, «муритниң йардәмчиси» дегәнни билдүридиған болуп, «ислам» намлиқ бир шаер тәрипидин йезилған ​​900 бейитлиқ әсәрдур. шуниңдәк харазим шаири қутб тәрипидин йезилған «хусрав вә шерин» намлиқ әсәрму бу дәвргә аит болуп, әсәр сасанийлар һөкүмдари хусрав билән әрменийә һөкүмдариниң сиңлиси шеринниң муһәббитини мәзмун қилиду вә 4370 бейиттин тәркиб тапқан чоң һәҗимлик ​​әсәр һесаблиниду.

мәһмуд бин әли тәрипидин йезилған «җәннәтләрниң очуқ йоли» дегәнни билдүридиған «нәһҗул фәрадис» намлиқ әсәрму түрк әдәбийатидики 40 һәдис тәрҗимисиниң тунҗи үлгиси һесаблиниду. әсәр төт бабтин тәркиб тапқан болуп, һәр бир баб 10бөлүмдин тәркиб тапиду.

буниңдин башқа йәнә, 1353-йили харазим тәрипидин йезилған «муһәббәтнамә» намлиқ әсәрму 10 кичик намә шәклидә вә мәснәви услубида йезилған болуп, буму харазим дәвридики әсәрләр тизимликини тамамлайду. түрк әдәбийатидики қуран кәрим тәрҗимисиниң йәнә бир үлгисиму харазим дәвригә тәвә тил алаһидиликигә асасән бекитилгән бу тәрҗиминиң бирдинбир нусхиси истанбул сулайманийә кутупханисида сақланмақта.

буниңдин башқа йәнә, ким тәрипидин йезилғанлиқи намәлум лекин исмидин мәлум болғинидәк мираҗ вәқәсини чүшәндүридиған «мираҗнамә» намлиқ әсәрму бар. бу дәвргә аиит бир қанчә пәрман вә мәктупларни өз ичигә алған нурғун қолйазмилар болуп, бу қолйазма әсәрләр дунйаниң һәрқайси җайлиридики кутупханиларда сақланмақта.

 бу әсәрләр һәм мәзмуни, һәм тил алаһидилики билән түрк тилиниң йазма тарихида интайин муһим орунға игә. қараханийлар түркчиси билән чағатай түркчиси оттурисидики өтүш характерлик алаһидиликкә игә бу әсәрләр, тәтқиқатларда пат-пат тилға елинип түриду. әсәрләрниң мәзмунлириға қариғанда, омумән дидактик характердә диний темилар мулаһизә қилинған дейишкә болиду. түркчә йезилиши җәһәттә әсәрләр бизгә ислам мәдәнийити билән биргә түрк мәдәнийитиниңму әнәниви һаләттә йашнитилғанлиқини вә қоғдалғанлиқини көрситип бериду.

мәнбәләр:

1. ERCİLASUN, Ahmet. B. (2004). Başlangıçtan Yirminci Yüzyıla Türk Dili Tarihi. Ankara: Akçağ Yay.

2. KUYMA, Erol, (2015). Harezm Dönemi Türkçesi ve Eserlerine Genel Bir Bakış. Hitit Üniversitesi Sosyal Bilimler Enstitüsü Dergisi. Yıl 8, Sayı 1, Haziran 2015, ss. 367-383

3. ATA, Aysu (2002). Harezm-Altınordu Türkçesi, İstanbul.

4. BAYAT, Fuzuli. (2003). Türk Dili Tarihi. Ankara.

[1]Bkz.: Ata. (2002): 13

 

[2]Bkz.: Ercilasun. (2004): 369 

[3]Bkz.: Bayat. (2003): 127



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر