оттура әсир түрк дөләтлиридә тил - әдәбийатниң роли, муһим намайәндилири вә уларниң әсәрлири

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, оттура әсир түрк дөләтлиридә тил вә әдәбийатниң роли, муһим намайәндилири вә уларниң әсәрлири һәққидә тохтилип өтимиз.

2093956
оттура әсир түрк дөләтлиридә тил - әдәбийатниң роли, муһим намайәндилири вә уларниң әсәрлири

түркийә авази радийоси: һазирғичә елип берилған тәтқиқатлар нәтиҗисидә, түрк тили қәдимки, оттура вә йеңидин ибарәт үч дәвргә бөлүниду. биз «оттура әсир» дәватқан дәвр, қараханийлар түркчиси һөкүм сүргән 10-әсирдин 15-әсиргичә болған җәрйанни көрситиду. тарихий нуқтидин қариғинимизда, оттура әсирниң әң муһим бурулуш нуқтиси, түркләрниң исламни дөләт дини сүпитидә қобул қилиши иди. силамийәтниң мәйданға кәлгинигә 300-350 йил болған 10-әсирдә, ислам дини сүрийә, мисир, шималий африқа, испанийә, миссопотамийә, иран, әзәрбәйҗанниң бир қисми вә ғәрбий түркистанға тарқалғаниди. мәзкур 300 йиллиқ мусапидә ислам дининиң пиринсиплирини асас қилған йеңи бир мәдәнийәт барлиққа кәлгәниди[1]. бу мәдәнийәтни қобул қилған тунҗи мусулман түрк дөлити — волга булғар дөлити болди[2]. әмма, идил-волга булғарлириниң мусулман болуши, башқа түркләргә тәсир көрситәлмиди. у дәвр түрк дунйасиниң мәркизи дөлити — қараханийлар дөлити иди. тарихий мәнбәләрдә қариғанда, 10-әсирниң оттурилириға кәлгәндә, қараханийлар һөкүмдари сотуқ буғрахан мусулман болған. бу түрк дунйасиға нисбәтән инқилаб характерлик зор иш иди. сотуқ буғраханниң хәлқиниң көпинчиси бу йеңи динға кирди. 10-әсирниң оттурилирида, сир (сәйһун) дәрйаси бойлирида йашайдиған йүзмиңларчә оғуз хәлқи мусулман болди[3]. сани әң көп түрк қәбилилириниң бири болған оғуз хәлқиниң көпинчиси қараханийлар ичидики қарлуқ, йағма, чигил, тохар қәбилилири вә ғәрбий шималдики идил булғарлири исламни қобул қилғаниди. тарим ойманлиқидики уйғурлар, ертиш бойлиридики кимәкләр вә йенисәй бойлиридики қирғизлар техи мусулман болмиғаниди. уйғурлар  будизм вә мани динлириға ишинәтти, башқилар кона түрк динини давамлаштурмақта иди.

дин билән бирликтә бүйүк бир мәдәнийәтни қобул қилған түрк дунйасиниң йезиқ тилиму асасән әрәбчә вә парсчә иди. илмий әсәрләрдә әрәб тили, әдәбий әсәрләрдә парс тили үстүнлүкни игиләйтти. һөкүмәт ишлирида әрәб вә парс тиллири ишлитиләтти. һәтта, у дәврниң улуғ шаир вә алимлири әсәрлириниң көпинчисини әрәб вә парс тиллирида йазғаниди[4]. булар билән бирликтә, қараханийлар дәвридә түрк тилида йезилип, дәвримизгичә сақлинип қалған интайин муһим әсәрләрниму көримиз. булар йүсүп хас һаҗип тәрипидин йезилған ислам түрк әдәбийатиниң тунҗи мәшһур әсири «қутадғу билиг»؛ мәһмуд кашиғәрий тәрипидин йезилған түркчиниң тунҗи луғити «дивани луғатиттурк»؛ тунҗи қуран кәрим тәрҗимилири؛ әдиб әһмәд йүкнәкиниң һекмәт вә әхлақ китаби «әтәбәтулһәқаиқ»и؛ қанун һөҗҗәтлири вә хоҗа әһмәд йәсәви вә униң мурдлири йазған «дивани һекмәт» шеирлиридур. әсәрләрдин көрүвелишқа болидуки, әйни дәврдә әрәб вә парсларниң тәсири наһайити күчлүк болуп, мәһмуд кашиғәрий луғитини әрәбләгә түркчә өгитиш үчүн йазғанлиқини байан қилиду. йүсүп  хас һаҗипниң «қутадғу билиг»и түркчиниң 11-әсирдә илим тили сүпитидә қоллинилғанлиқини көрситип беридиған әң чоң гуваһчи һесаблиниду. әдиб әһмәдниң «әтәбәтулһәқаиқ» намлиқ әсири  мәқситигә уйғун шәкилдә пүтүнләй нәсиһәт услубида йезилған؛ әһмәд йәсәвиниң әң муһим тәрипи шуки, у өзи қурған йәсәви тәриқити, бәргән тәлиматлири вә йазған шеирлири арқилиқ көчмән түрк хәлқигән ислам динини аддий усулда чүшәндүрүши иди. әһмәд йәсәви вә униң шагиртлири түркләрниң ислам динини аддий тил билән чүшинишидә муһим рол ойниди. 11-әсирдә уйғур вә әрәбчә хәтләр билән йезилған сот һөҗҗәтлири әдәбийатниң әмәс, тил вә қанун тарихи категорийәсигә кириду. шу әсирдики қуран тәрҗимилиригә кәлсәк, уларниң бири истанбулдики түрк - ислам әсәрлири музейида, йәнә бири лондонда, үчинчиси сант петирбургда сақлиниватқан қуран кәрим тәрҗимилири түрк тили вә дин тарихиниң темиси һесаблиниду. улар тил тәтқиқатидики морфологийә, луғәтшунаслиқ вә мәнә җәһәттә муһим мәнбәләрдур.

11-, 12- әсирләрдә йезилған бу әсәрләрниң һәммиси нәзәргә елинғинида, ислам динини қобул қилған түркләрниң тунҗи түркчә дин, қанун, сийасий пән, җәмийәтшунаслиқ, луғәт, гирамматика вә әдәбийат саһәсидики әсәрлириниң қараханийлар дәвридә барлиққа кәлгәнлики айдиңлишиду. оттура әсирдә түрк тилида әсәрләрни йезип, түрк тилиға хизмәт қилған биз йуқирида исимлирини тилға алған-алмиған нурғун алимлар сайисида түрк тили бүгүнки күчигә еришти.

 

 

мәнбәләр:

1. Ercilasun, Ahmet. B. (2007). Makaleler. Dil-Destan-Tarih-Edebiyat. (Yay. Hazırlayan Ekrem Arıkoğlu), Ankara.

2. Sümer, F. (1958). X. Yüzyılda Oğuzlar. Ankara Üniversitesi Dil-Tarih ve Coğrafya Fakültesi Dergisi, 16 (3-4), 131-163.s

3. Koç, D. (2010). Rus Kaynaklarına Göre İlk Müslüman Türk Devleti: İtil Bulgar Devleti. (Doktora Tezi). İstanbul.

 

[1] Bkz.: Ercilasun, Ahmet. B. (2007): s. 162.

[2] Bkz.: Koç, D. (2010): s. 86.

[3] Bkz.: Sümer, F. (1958): s. 145.

[4] Bkz.: Ercilasun, Ahmet. B. (2007): s. 164.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر