хоҗа әһмәд йәсәви вә униң қиммәтлик әсири «дивани һекмәт»

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, қараханийлар дәври түрк әдәбийатиниң намайәндилиридин хоҗа әһмәд йәсәви вә «дивани һекмәт» тоғрисида тохтилип өтимиз.

2093321
хоҗа әһмәд йәсәви вә униң қиммәтлик әсири «дивани һекмәт»

хоҗа әһмәд йәсәви вә униң қиммәтлик әсири «дивани һекмәт»

түркийә авази радийоси хәвири: 12-әсирдә йашап, «пири-түркистан» дегән нам билән тонулған хоҗа әһмәд йәсәви, ислам дининиң түрк қәбилилири арисида тарқилип күчийишигә муһим төһпиләрни қошқан мутәсәввуп (сопи) башламчиларниң бири. униң һайат һекайиси тоғрисидики текистләрниң көпинчиси хәлқ ичидә тарқалған ривайәтләрни асас қилидиған болуп, бизни һайати тоғрисидики һәқиқий учурлар билән тәминләйдиған әң муһим йазма мәнбә, «дивани һекмәт». униңдики учурларға асасланғанда, әһмәд йәсәви ғәрбий түркистанниң чимкәнт райониға йеқин йәргә җайлашқан сайрам базирида — бүгүнки қазақистан җумһурийитиниң җәнубида дунйаға кәлгән болуп, дадиси һәзрити әлиниң нәсәбидин шәйх ибраһим, аниси муса шәйхниң қизи айшә хатун иди. йаш вақтидила ата-анисидин айрилип қалған әһмәд йәсәви, ачиси гәвһәри билән бирликтә йәсигә орунлашқан[1]. мәнбәләргә қариғанда, башланғуч тәлимини дадисидин алған йәсәви, арқидин сайдамниң даңлиқ алими шәһабиддин исфаҗабида оқуған. у йәсигә кәлгән чеғида, «аслан баба» исимлик бир киши униң һәм ​​ йетәкчиси һәм мәниви атиси болған. бәзи ривайәтләрдә, аслан баба бу мәсулийәтни муһәммәд әләйһиссаламниң мәниви ишаритигә асасән үстигә алғанмиш.[2]  аслан баба аләмдин өткәндин кейин, у әйни дәврниң муһим ислам мәдәнийәт мәркәзлириниң бири болған бухараға келип, шу дәврдики даңлиқ алим шәйх йүсүп әлһәмәданидин тәлим алған. йүсүп әлһәмәдани вапат болғандин кейин, әһмәд йәсәви униң иршад (рәһбәрлик)лиқ орниға өткән. бир мәзгилдин кейин, у йәрдин айрилип, йәси шәһиригә қайтип келип, оттура асийа түрклиригә хас «йәсәви тәриқити»ни қурған[3]. қисқиғина вақит ичидә, хоҗа әһмәд йәсәви өзиниң ой-пикирлири вә әсәрлири билән пүтүн түркистанда даңқ чиқарған. униң нам-шөһрити чегралар һалқип нурғун ислам дөләтлиригичә тарқалған. һәтта бәзи җайларда, «мәдинәдә һәзрити муһәммәд, түркистанда хоҗа әһмәд»[4] дегәндәк сөзләрму тарқалған. гәрчә хоҗа әһмәд йәсәвиниң туғулған вақти ениқ болмисиму, биз «фәқирнамә» намлиқ рисалидин униң 73 йил йашап, 1166-йили вапат болғанлиқи тоғрисидики учурларға игә болалаймиз. хоҗа әһмәд йәсәвигә алақидар муһим ривайәтләрниң биригә қариғанда, у 63 йашқа киргинидә: «пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламға җанаби һәқ (аллаһ) 63 йаштин көп өмүр бәрмәпту. маңиму буниңдин кейин йәр йүзидә йашаш һарам» дәп, йәр астиға бир күлбә йаситип, өмриниң ахириғичә шу йәрдә йашиған.

хоҗа әһмәд йәсәвиниң һекмәтлик сөзлирини өз ичигә алған пәлсәпәви вә әдәбий — шеири мәҗмуәси бүгүнки күндә «дивани һекмәт» дәп атилиду. дивани һекмәт пүткүл түрк дунйасиниң ислам динини өгинишигә йардәм бериштә муһим орунға игә. мәшһур турколог әраслан, дивани һикмәтниң мәзмуни һәққидә төвәндики учурларни ортақлишиду: «һекмәтләрниң мәзмуни исламийәт, түркистан сопизми вә йәсәвизмниң пиринсиплири, етиқад вә әқидиләрдин тәркиб тапқан. булардин башқа, бәзи һекмәтләр әмәлий әхлақ вә муһитниң иҗтимаий мәсилилиригә мәркәзләшкән. мунаҗат, нәт вә дәсләпки төт хәлипәни мәдһийәлигәндин башқа, һекмәтләрдә ипадиләнгән темиларни төвәндикидәк тизишқа болиду: илаһий ишқ, аллаһниң бирлики, мутләқ ирадә вә қудрити, рәсулуллаһни һөрмәтләш вә униң сөйгүси, рәсулуллаһниң шәриити вә сүннити, заһидлиқ вә тәқвадарлиқ, ибадәт, ислам әхлақи, ислам ривайәтлири, ахирәт һайати, қийамәт әһвали, җәннәт вә дозах тәсвири, дунйа һәққидә заһиданә шикайәтләр, дәрвиш болушниң пәзиләтлири, ислам мутәсәввуплириниң һекайилири, зикир вә хилвәт (йалғузлуқ) қатарлиқлар йәсәви тәриқитиниң әдәп-әрканлириға мунасивәтлик мәсилиләр»[5]. бүгүнгә қәдәр тепилип рәтләнгән йәсәви һекмәтлири 250 кә йәткән болуп, һекмәтләрниң бүгүнгә қәдәр сақлинип қелиши вә тарқилишидики асаслиқ сәвәбләрниң бири, уларниң аммиви тилда раван түркчә билән оттуриға қойулған болушидур. ундин башқа, һекмәтләрниң асасән дегүдәк  һәммила йәрдә музикиға тәңкәш қилип ейтилиши вә хоҗа әһмәд йәсәвидин кейин кәлгән нурғун йәсәви дәрвишлириниңму әһмәд йәсәви услубини йақлап шеирларни йезишни давамлаштурушиму униң сақлинип қелишидики муһим амилларниң бири һесаблиниду.

дунйаниң һәр қайси кутупханилирида йәсәви һекмәтлириниң һәр хил қолйазма вә басма нусхилири сақланмақта. униң әң қәдимки нусхилири 16-йаки 17-әсиргә тутишиду. дивани һикмәтниң бир қисим қолйазма нусхилири истанбул университети түрк тәтқиқат институти кутупханиси, әһмәт җафәроғлу, әмәл әсин нусхилири, манчестердики «җон райландс» университет кутупханиси, истанбул университети, милләт, конйа мәвлана музейи күтүпханилири вә ленинград асийа хәлқ музейи қатарлиқларда сақланмақта, нурғун кутупханиларда әсәрниң басма нусхилириму бар.

пикирлири әсирләрдин һалқиған хоҗа әһмәд йәсәви вапат болғанлиқиниң 850 йиллиқи мунасивити билән, б д т маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати —йунеско 2016-йилини «хоҗа әһмәд йәсәви йили» дәп елан қилди. биз бу затниң түрк дунйасиға көрсәткән тәсирини униңдин кейин йашиған мәвлана җалалидин руми, йунус әмрә вә һаҗи бәкташ қатарлиқ муһим шәхсләрдин көрәләймиз.

мәнбә: 

1. Şengün, N. (2016). Dîvân-ı Hikmet’te Dil, Anlatım ve Muhteva Hususiyetleri. Diyanet İlmî Dergisi, 52 (4), 129-146.

2. Türküresin, H.E. (2021). Pir-i Türkisatn Hoca Ahmed Yesevî ve Divan-ı Hikmet’te Bulunan Değerler. Türk Kültürü ve Hacı Bektaş Veli Araştırma Dergisi, 99, 267-284. 

3. Petek, E, Dağıstan, S. (2017). Dîvân-ı Hikmet’in Yeni Bir Nüshası ‘Köksetav Nüshası’. Türk Dünyası, Dil ve Edebiyat Dergisi, 43, 207-233.

4. Çakan, V. (2005). Hoca Ahmed Yesevi ve Divân-ı Hikmet. Milli Folklor, 17 (68), 201-207.

5. Bice, H. (2016). Pîr-i Türkistan Hoca Ahmed Yesevi, Ankara. s.400


[1] Türküresin, H.E. (2021): s. 268.

[2] Bice. H. (2016): s. 64

[3] Çakan, V. (2005): s. 202

[4] Çakan, V. (2005): s. 203

[5] Bkz: Şengün, N. (2016): s.132.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر