бурдур ибәҗик рәхти

түркийәниң районларға асасән тизимға елинған мәһсулатлири – 4

2090011
бурдур ибәҗик рәхти

бурдур ибәҗик рәхти

түркийә авази радийоси: илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға асасән тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «бурдур ибәҗик рәхти» ни тонуштуримиз.

түркийәниң ақдеңиз районидики бурдур вилайитигә қарашлиқ ибәҗик йезиси, өзигә хас ишләпчиқириш усули билән тоқумичилиқ мәһсулатиға өз намини бәргән иди. кәнт қармиқидики гөлһисар районлуқ һөкүмитиниң илтимаси билән 2023 - йили түркийәниң районларға асасән тизимға елинған мәһсулатлири қатариға киргүзүлгән «ибәҗик рәхти», адәттә йаңақ йағичидин йасалған қол тоқулмиларға %100 пахта йип ишлитиш арқилиқ тоқулиду. кәнттә йашайдиған айаллар алаһидә тоқумичилиқ техникисидин пайдилинип тоқуйдиған вә интайин непиз қурулмиси билән кишиләрниң диққитини тартидиған ибәҗик рәхтниң хам материйали пахта болғанлиқи үчүн униң  тәбиий рәңгиму қаймақ рәң болиду. тоқушта омумән пахта йип ишлитилиду, бәзидә йуң вә йипәк йипларму ишлитилиду. охшимиған техникилар билән тоқулидиған вә асаслиқи геометирийәлик шәкилдә нурғун нәқишләрни өз ичигә алидиған ибәҗик рәхтиниң тоқулуши, теги ақ йаки рәңлик нәқиш тоқулмилар билән тәгликни тикиш арқилиқ тоқулиду. нәқиш үчүн тәгликигә асасән непиз инчикә йип ишлитилиду вә йип 12 қат өрүлүп қелинлаштурулиду.

кәнтләрдә йашайдиған вә йаз айлирида қуйаш нури астида етиз вә бағларда ишләшкә мәҗбур болидиған әр-айаллар узун йиллардин буйан йағлиқ орнида ишлитип кәлгән бу интайин нипиз тоқулма мәһсулат, өз нөвитидә йәнә үстәл вә қәһвә үстили йопуқи, үстәл дастирхени вә йағлиқи сүпитидиму ишлитилип кәлмәктә. «пешкир» дәп атилидиған ашхана қол лөңгиси вә айаллар үчүн шарпа вә аилә тоқумичилиқ мәһсулатлири сүпитидиму ишлитилмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر