түркийәниң енергийәдә мәркизий дөләткә айлиниш нишани

маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түркийәниң енергийәдә мәркизий дөләткә айлиниш нишанини бойлап ташлиған қәдәмлири тоғрисида тохтилип өтимиз.

2092637
түркийәниң енергийәдә мәркизий дөләткә айлиниш нишани

түркийәниң енергийәдә мәркизий дөләткә айлиниш нишани

түркийә авази радийоси: енергийә мәркизигә айлинишқа тәййарлиқ қиливатқан түркийә, хәлқаралиқ тәбиий газ туруба йоли түрлири арқилиқ русийә, әзәрбәйҗан вә ирандин тәбиий газ қобул қилмақта. түркийә хәлқара тәбиий газ түрлири арқилиқ районниң енергийә билән тәминләш бихәтәрликигә төһпә қошуш билән биргә, тәбиий газ содиси қилинидиған вә баһаси бекитилидиған мәркизий дөләткә айлиниш хизмәтлирини сүрәт билән давамлаштурмақта.

русийә тәбиий газини чәт әл базарлириға експорт қилиш үчүн, түркийәдә тәбиий газ мәркизи қуруш тәклипини оттуриға қойғандин кейин башланған йол хәритиси тәййарлаш хизмәтлири давамлашмақта؛ тракйада қурулуши пиланлиниватқан тәбиий газ мәркизиниң ишқа кириштүрүлүши билән, түркийә йавропадики әң чоң тәбиий газ билән тәминлигүчигә вә ишләпчиқарғучи дөләтләрниң енергийә експортини ашуруштики мәркизи дөләт болушқа тәййарлиқ қилмақта.

орун бәлгиләш хизмити ахирлашқан тиракйадики тәбиий газ мәркизиниң бу йил ичидә қурулуш башлиши күтүлмәктә. икки дөләт һәйәтлири әнқәрә  билән москва оттурисида үзлүксиз қатнап, түрниң ахирқи шәклини муқимлаштуруш үчүн тиришмақта.

түркийәдә нөвәттә җәмий йәттә хәлқаралиқ тәбиий газ туруба йоли, иккиси ләйлимә искилат вә газлаштуруш болуп, җәмий  4 суйуқландурулған тәбиий газ мәркизи вә икки данә йәр асти запаслаш терминали бар؛ хәлқаралиқ түрләрниң бири болған «түрк ақим» русийәниң анапа шәһиридин башлинип, түркийәниң қирқларәли шәһириниң қийикөй райониғичә созулидиған 930 километирлиқ икки деңиз туруба линийәсидин тәркиб тапиду. бу линийәләрниң бири түркийәниң дөләт ториға тутишиду, йәнә бири тәбиий газниң түркийә арқилиқ йавропаға тошулушиға капаләтлик қилиду. һәр бир линийә йилиға 15 милйард 750 милйон куб метир газ тошуш иқтидариға игә.

русийәдин қара деңизни кесип өтүп түркийәгә тутишидиған <мави еқим тәбиий газ линийәси> арқилиқ йиллиқ 16 милйард куб метир тәбиий газ йөткили болиду.

әзәрбәйҗан газини түркийә вә түркийә арқилиқ йавропаға йөткәйдиған <тиранс анадолу тәбиий газ туруба линийәси (танап)> нөвәттә һәр йили 6 милйард куб метири түркийәгә, 10 милйард куб метири йавропаға болуп, җәмий 16 милйард куб метир тәбиий газ тошимақта.

сиғимини 32 милйард куб метирғичә йәткүзгили болидиған шәкилдә лайиһәләнгән <танап>ниң сиғимини ашуруш хизмәтлири давам қилмақта. <танап> гиретсийә чеграсида йавропа дөләтлиригә тәбиий газ йәткүзидиған <тиранс адрийатик туруба линийәси> гә туташтурулиду.

түркийә йәнә әзәрбәйҗандин баку-тифлис-әрзурум тәбиий газ туруба йоли арқилиқму тәбиий газ қобул қилалайду.

шәрқий анадолу тәбиий газ йәткүзүш асасий линийәси болса,  һәр йили 10 милйард куп метир иран тәбиий газини түркийә базириға йәткүзүп бәрмәктә.

буниңдин башқа, түркийә кәлгүсидә базарға селиниш еһтимали йуқири болған шәрқий ақдеңиз, түркмән вә ирақ газини йавропа базириға йәткүзүш җәһәттиму интайин муһим орунға игә.

түркийә йәнә, оттура асийа түрк җумһурийәтлири билән келишим имзалаш арқилиқ тәбиий газ көп хиллиқи торини кеңәйтишни халайду. бу йөнилиштә, зәнгәзур каридориниң ечилиши билән каспий деңизи арқилиқ түркмәнистан тәбиий газини түркийәгә тошуш вә бу линийәни түркийәниң дөләт системисиға туташтуруп, түркийәниң йавропаниң енергийә билән тәминләш бихәтәрликидики нөвәттики һалқилиқ ролини бир һәссә ашуруш көзләнмәктә.

енергийә тәминати бихәтәрлики вә байлиқиниң көп хиллиқиға капаләтлик қилиш җәһәттә дунйаниң һәрқайси җайлиридики енергийә киризислирида әһмийити техиму рошән гәвдиләнгән суйуқландурулған тәбиий газ ул әслиһәлиридә түркийә әвзәл орунда турмақта.

измирдики әтки порт ширкити тәрипидин башқурулуватқан түркийәниң тунҗи суйуқландурулған тәбиий газ сақлаш вә газлаштуруш кемиси, күнигә 20 милйон куб метир газ билән тәминләш иқтидариға игә.

түркийә ишқа кириштүргән әң йеңи түрләрниң бири дөртйолдики суйуқландурулған тәбиий газ сақлаш вә газлаштуруш терминали вә әртуғрул ғази парахоти болса, дунйада тәхминән 40 данә болған суйуқландурулған тәбиий газ сақлаш вә газлаштуруш парахотлириниң қатаридин алмақта.

әртуғрул ғази парахотиниң йиллиқ газлаштуруш иқтидари тәхминән 2 милйард 500 милйон куб метир болуп, 170 миң куб метир суйуқландурулған тәбиий газни сақлийалайду.

әртуғрул ғази парахотиниң запаслийалайдиған пиресланған тәбиий газ тәхминән 110 милйон куб метир болуп, күндилик әң йуқири газлаштуруш иқтидари 28 милйон куб метир әтрапида.

измирдики тәбиий газ суйуқландуруш мәркизи — әгә газму 170 милйон куб метир тәбиий газ сақлаш сиғими вә күндилик 40 милйон куб метир тәминләш иқтидари билән түркийәниң суйуқландурулған тәбиий газ хизмәтлиригә төһпә қошмақта.

боташниң контроллуқидики мәрмәрә әрәглиси суйуқландурулған тәбиий газ сақлаш вә газлаштуруш терминали, күндилик 37 милйон куб метир газлаштуруш сиғими вә һәр бириниң 85 миң куб метир келидиған үч запаслаш баки билән енергийә билән тәминләш бихәтәрликигә капаләтлик қилишта муһим рол ойнимақта.

2022-йилиниң ахирида хизмәткә кириштүрүлгән сарос  суйуқландурулған тәбиий газ сақлаш вә газлаштуруш мәркизи мармара райониниң тәминләш бихәтәрликигә көрүнәрлик төһпә қошмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر