пенсилинниң кәшип қилиниш һекайиси

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «турмушни қолайлаштурған тасадипий байқашлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «пенсилин»ниң кәшип қилиниш һекайисини силәр билән ортақлишимиз.

2105617
пенсилинниң кәшип қилиниш һекайиси

пенсилинниң кәшип қилиниш һекайиси

түркийә авази радийоси: өпкә йаллуғи, йутқунчақ йаллуғи вә канай йаллуғи қатарлиқ кесәлликләр алдинқи әсирниң башлириғичә милйонлиған кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди. буниңдики асаслиқ сәвәб, илмий тәтқиқатларниң кәмчил болуши, тақабил туруш усуллириниң ениқсизлиқи вә тәбиәттин елинған дориларниң йетәрсизлики иди. болупму йуқум мәзгилидә бирәр базар йаки шәһәрдә қисқа вақит ичидила нәччә миң адәмниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқирип келиватқан бу хил кесәлликләрниң даваси —пенсилин, бир тасадипийлиқ нәтиҗисидә байқалди.

*  *  *  *

биз очуқ қойуп қойған болка, иримчик қатарлиқ йемәкликләр мәлум мәзгилдин кейин пахтилишип, бактерийәлинишкә башлайду. бу бактерийәләр әмәлийәттә бир хил зәмбуруғ түри болуп, оксегин сүмүриду шундақла һәммә йәрдә учрайду. нәм һәм иссиқ муһитта йашайдиған зәмбуруғ, бәк иссиқ йаки қаттиқ соғуқ муһитта йашийалмайду. шуңлашқа тамақлиримизни тоңлатқу йаки совутқучта сақлаймиз. ундақта зәмбуруғ билән пенсилинниң қандақ мунасивити бар? 1881-йили шотландийәдә туғулған, лондондики сайнит мәрйәм дохтурханисиниң ваксинилаш бөлүмидә узун йил ишлигән тәтқиқатчи александр флемиң, мана бу соалниң җавабини тасадипийла байқиған алим һесаблиниду.

*  *  *  *

биринчи дунйа урушиға һәрбий дохтур сүпитидә қатнашқан флемиң, алдинқи сәптики начар шараит сәвәбидин йуқумланған нурғун әскәрләрниң қаза қилғанлиқиға шаһит болғаниди. уруш ахирлашқандин кейин, флемиң сайнит мәрйәм дохтурханисиға қайтип келип, диққитини қизитма қайтурғучи дорилар тәтқиқатиға мәркәзләштүрди. әмма у 1928-йилиғичә бу саһәдә мувәппәқийәт қазиналмиди. у шу йили тәтилдин қайтип тәҗрибиханисиға кәлгәндә, өзиниң охшимиған бактерийәләр бар бир қачиниң еғизини очуқ унтуп қалғанлиқини, қачиниң зәмбуруғ билән толғанлиқини һес қилди. қачини тазилашқа тәмшәлгән флемиң, зәмбуруғниң гирвикидики гелидәк бир маддида бактерийә йоқлуқини көрди. һалбуки, қачиниң башқа җайлирида наһайити көп бактерийә бар иди. флемиң бактерийәни йоқитидиған бу маддини зәмбуруғ дәп ойлиди вә гирвекидики суйуқ «мадда»ға пенсилин дәп исим қойди. у узун йиллар бойичә пенсилинни зәмбуруғдин айриш үчүн күч чиқарған болсиму, әмма мувәппәқийәт қазиналмай, тәтқиқатини ахирлаштурди. издинишлири тоғрисида мақалә елан қилған флемиң, өзиниң тасадипий байқишини кесәлликләрни давалаштиму ишлитишкә болидиғанлиқини оттуриға қойди. бу мақалә әнглийәлик пән-тәтқиқатчилардин ховард филорей билән ернист чейнниң диққитини тартти вә бу иккийлән пенсилин үстидә издинишкә башлиди. икки тәтқиқатчи флемиңниң қоллиши билән, 1939-йили пенсилинни айрип чиқишқа мувәппәқ болди. әмма әнглийә германийә билән иккинчи дунйа урушиға киргәниди. у йилларда, әнглийәдики завутларниң урушта ишлитилидиған һәрбий материйаллардин башқа нәрсиләрни ишләпчиқиришиға йол қойулмайтти. шуңлашқа ховард филорей билән ернист чейн тәтқиқатини америка қошма иштатлирида давамлаштурди. пенисилинниң дора сүпитидә дунйа миқйасида даңқ чиқириши болса, униңдин кейин башлиди. чүнки америка қатарлиқ иттипақдаш күчләр пенсилин сайисида бактерийә кәлтүрүп чиқарған кесәлликләрниң тәсиригә көпләп учримиди вә әскәрләрниң талапәткә учраш нисбити көрүнәрлик дәриҗидә азайди. александир флемиңниң тасадипий кәшпийати болған пенсилин, 1945 – йили флемиң билән бирликтә ховард филорей вә ернист чейинниң нобел мукапатиға еришишигә сәвәб болди. техиму муһими, у милйонлиған кишиләрниң һайатини сақлап қалди вә қелишни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر