мәһмуд кашиғәрий вә түркий тиллар дивани

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки, шундақ тунҗи санида, түрк дунйасиниң катта хәзиниси мәһмуд кашиғәрий вә униң «түркий тиллар дивани» намлиқ әсири билән қисқичила тонушуп чиқимиз.

2084685
мәһмуд кашиғәрий вә түркий тиллар дивани

мәһмуд кашиғәрий вә түркий тиллар дивани

түркийә авази радийоси: 1914-йили сәһһафлар (кона китабчилар) базиридики китаб дукиниға барған әли әмир әпәнди, тасадипийла қолиға алған бир китабқа көз йүгүртүпла һошидин кетишкә азла қалиду. чүнки, униң қолидики китаб, түрк тилиниң әң қиммәтлик шундақла мисли тепилмайдиған надир әсири «түркий тиллар дивани» иди. шу күндин башлап, бу әсәр түрк тәтқиқатчилириниң, арқидин дунйаниң диққитини тартиду. байқилиштин бурун бир қанчә мәнбәдә исми зикир қилинған бу мәшһур әсәрниң аптори мәһмуд кашиғәрий иди. тәтқиқатларниң чоңқурлишишиға әгишип, бу диван дунйадики бибаһа мәнбәләр қатаридин орун алди вә аптори мәһмуд кашиғәриниң катта алим икәнлики испатланған болди. 11-әсирдә йезилған бу әсәр, ноқул луғәтла әмәс, бәлки түркчидин әрәбчигичә кеңәйгән бир енсиклопедик қамус иди.

мәһмуд кашиғәрий 1072- 1077- йиллири арилиқида бағдадта йазған бу әсәр, аббасийлар хәлиписи муһәммәд әлмуқтәди биәмриллаһқа тәқдим қилинған. апторниң һайати һәққидә өзи әсәрдә байан қилған учурлардин башқа һечқандақ тәпсилий мәлумат йоқ. униң әсәрдә байан қилишичә, дадиси һүсәйин вә бовиси муһәммәд буғра хан икән. униң дадиси барсган шәһиридин шу дәврниң муһим мәдәнийәт мәркизи болған қәшқәргә көчүп кәлгән. у алийҗанаб бир аилиниң пәрзәнти болуп, әйни чағниң йуқири тәбиқисиниң пәрзәнтлири оқуйдиған саҗийә вә һәмидиййә мәдрисәлиридә оқуп, әрәбчә вә парсчә билимлирини өстүргән. мәшһур түрколог әһмәт биҗан әрҗиласунниң қаришичә, мәһмуд кашиғәрийниң атиси чағри тигин 1057-1056-йиллиридин бурун барсганниң әмири болған؛ бовиси бовиси муһәммәд бухра хан 1056-1057-йиллири қәшқәрдики шәрқий қараханийлар һөкүмдари болған. у 1057-йили тәхтни һүсәйин чағриға өткүзүп бәргән. кашиғәрийниң дадиси шу дәврдики тәхт җедили җәрйанида өлтүрүлгән. тәтқиқатчи вә тилшунас омәлҗан пристсакниң қаришичә[1], 1057-1058-йиллиридики орда қирғинчилиқидин қачқан мәһмуд кашиғәрий, түрк йуртлирида тәхминән он йил айлинип йүргәндин кейин, бағдадқа барған. йәнә бир қарашқа асасланғанда, 1057-йили 49 йешида қәшқәрдин айрилишқа мәҗбур болуп қалған мәһмуд кашиғәрий, ғәрбий қараханийлар дөлити тәвәликигә, башқичә ейтқанда, һазирқи оттура асийаға барған. у 1057-йилидин 1072-йилиғичә болған җәрйанда түрк диалектлири луғити үчүн материйал топлиған. 1072-йили шу дәврниң мәдәнийәт мәркизи бағдадқа берип, әсирини йезип тамамлиған. у 1080-йили қәшқәргә қайтип келип, йурти опалда мәһмудийә мәдрисәсини ечип, оқутқучилиқ қилғандин кейин, 1090-йили вапат болған.

бу надир әсәрни ечип қариғинимизда, әсәрниң бешида аллаһқа вә муһәммәд әләйһиссаламға һәмду – саналарни ейтқандин кейин, түркчиликни махтиғанлиқини, андин өзиниң йезиш услуби, түркләр қолланған 18 һәрплик елипбә, түркләр қәбилилири вә уларниң тармақ қәбилилири, уларниң йавро-асийадики тарқилиш әһвали вә тиллириниң түрләргә айрилиши қатарлиқ муһим учурларға орун берилгәнликини көримиз[2]. диванниң муһим қисми луғәт тәртипи бойичә җәмий сәккиз бабтин тәркиб тапқан болуп, луғәттә 8000 әтрапида түркчә сөзниң әрәбчә мәниси берилгән. бу сәккиз бабқа, шәрқ вә ғәрб түрк хәлқиниң тил алаһидилики, уларниң тарихий җуғрапийәси, иқтисади, иҗтимаий һайати, мәдәнийити, әнәниси, өрп-адити, фолклори, йәр шәкли учурлири қатарлиқ муһим мәлуматлар киргүзүлгән. буниңдин башқа, бу луғәткә бир түрк алими (мәһмуд кашиғәрий)ниң заманимизғичә йетип кәлгән дунйа хәритисиму киргүзүлгән. әсәрниң 319 варақ йаки 638 бәттин тәркиб тапқан заманимизғичә йетип кәлгән бирдинбир нусхиси, истанбулдики қолйазма әсәрләр кутупхансиида сақланмақта. «түркий тиллар дивани» бүгүнгә қәдәр түрк, азәри, өзбек, қазақ, қирғиз, һазирқи заман уйғур тили шундақла герман, инглиз, рус вә парс тиллириға тәрҗимә қилинди. игилинишичә, мәһмуд кашиғәрийниң әрәбләргә түрк тилини өгитиш мәқситидә йезилған бу әсәрдин башқа, диванда тилға елинған «түрк тилиниң синтактик гөһири» намлиқ китабниңму аптори икәнлики тоғрисидики учурларға игә болмақтимиз. илим-пән дунйасиниң диққитини қозғиған бу әсәр, һазирғичә тепилмиған болсиму, түрк дунйасида өчмәс изларни қалдурған мәһмуд кашиғәрийниң наминиң мәңгү йашнайдиғанлиқи ениқ.

*  *  *  *

шундақ, йуқирида 11-әсирдә йашап өткән, түрк дунйаси тәтқиқатиниң атиси мәһмуд кашиғәрий вә униң «дивани» тоғрисида қисқичила мәлумат берилди. дунйаниң һәр қайси җайлиридики тәтқиқат мәркәзлири бу әсәрни тәтқиқ қилди, уни чөридәп нурғун тезислар йезилди вә бу темидики тәтқиқатлар һелиһәм давамлашмақта.

 

мәнбә: 

1. Atalay, B. (2006), Dîvânu Lugâti’t-Türk, Türk Tarih Kurumu Yayınları, Cilt 1, s. 5, Ankara.

2. Ercilasun, A. Bican; Akkoyunlu, Ziyat (2015), Dîvânu Lugâti’t-Türk, Türk Dil Kurumu Yayınları, s. 28, Ankara.

3. Чоротегин, Т. (2017), Махмуд Кашгари Барсканинин “Дивану лугати т-түрк” эмгеги – түрк элдеринин тарыхы боюнча көөнөргүс булак, Бишкек: 59-61-б., 105-б.

4. https://tdk.gov.tr/divanu-lugatit-turk/bulunusundan-yayimlanisina-divanu-lugatit-turkun-hikayesi/ (Bilgi 26.12.2023 tarihinde alınmıştır).

 

 

[1] Bakınız: Ercilasun A., Akkoyunlu Z. (2015): s.32-33.

[2] Bakınız: Чоротегин, Т. (2017): 105-б.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر