капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (қандилли) ...

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «капитанниң сайаһәт хатириси» намлиқ сәһипимизниң йеңи санида, истанбулни, техиму енқрақ қилип ейтқанда, истанбулниң қандилли районини екскурсийә қилимиз, қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

2081698
капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (қандилли) ...

капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (қандилли) ...

түркийә авази радийоси: сайаһәт кемимиз «сәййаһ»ниң деңизни вә йеңи җайларни  көрүшкә һерисмән йолучилири, сайаһәт кемимиз «сәййаһ»қа хуш кәпсиләр. биз истанбулни, истанбул боғузиниң әң гүзәл җайлирини сәйлә қилишни давамлаштуруватимиз. бүгүнки мәнзилимиз деңиз бойидики һәйвәтлик виллалири вә дәрәхләр билән қапланған йапйешил төпиликлири билән даңлиқ қандилли.

*  *  *  *

истанбул боғузи күчлүк еқинлири билән даңлиқ болуп, уларға әң диққәт қилиш керәк болған җай болса, қандилли. чүнки истанбул боғузидики еқин қандиллидин башлап бир һәссә, бәзидә көп шиддәтлиниду. шуңлашқа, матрослар қандиллини истанбул боғузиниң әң һалқилиқ бурулуш нуқтиси, дәп қарайду. лекин, әнсиримәңлар, мән бу еқинларни обдан билидиған тәҗрибилик бир матрос. силәр қирғақ бойидики қатар - қатар тизилип кәткән виллалар, сарайларни тамаша қилип, қандилли портиға ләңгәр ташлаш ишини маңа қалдуруп қойуңлар.

қандилли истанбулниң анадолу тәрипигә җайлашқан болуп, тарихниң изналирини өзигә муҗәссәм қилған қурулуши вә һәйвәтлик мәнзириси билән түркийәлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрни өзигә җәлп қилип кәлмәктә. биз қандилли тәрәпкә қарап кетиветип көридиған тунҗи сарай — қибрисли сарийи. бу истанбул боғузидики деңиз қарайдиған тәрипи әң узун бина. йешиллиқлар қойнидики бу бинада 21 йатақ өй бар болуп, үч асасий бөләктин тәркиб тапиду. пйер лоти вә фирансийә императорәси евгенй бу сарайниң даңлиқ меһманлири қатаридин орун алиду.

бир аз илгирилигинимиздә, абуд әфәнди сарийиниң йенидин өтимиз. силәр һазир сайаһәт кемимиз «сәййаһ» билән сәйлә қилишниң имтийазидин бәһримән болуватисиләр؛ чүнки бу сарайни пәқәт деңиз тәрәптинла көргили болиду. бу истанбул боғузидики алдинқи әсирдин қалған надир имарәтләрниң бири болуп, өзгичә бинакарлиқи билән кишини тәсирләндүриду. униң йенидила йәнә бир есил сарай — конт леон острог сарийи бар؛ рәңги вә бинакарлиқи билән кишиниң диққитини тартидиған бу сарай, бир чағларда османли ордисида мәслиһәтчи болуп вәзипә өтигән полшалиқ контниң нами билән аталған. бу һәқиқәтәнму нәпис қурулушларниң бири. силәрчиму шундақ әмәсму?

биз һазир қандилли пиристаниға йеқинлишиватимиз. әмди сайаһәт кемимиз «сәййаһ»ни ләңгәрләп, қандиллини зийарәт қилишни башлайли.

бизни пиристанниң йенидики қандилли җамәси қарши алиду. сиртидин қариғанда, толиму аддий көрүнидиған бу җамәниң чоң деризә вә каһиш безәклири кишиниң диққитини тартиду. бу йәрдин биз деңиз қирғиқини бойлап әдиб әфәнди сарийиға қарап маңимиз. бу сарай мән йуқирида тилға елип өткәндәк, истанбул боғузиниң еқин сүрити әң тез йәрлириниң биригә җайлашқан. көрүватқиниңлардәк, бу бина деңиз қирғиқида әмәс, бәлки деңизниң ичидә. узун йиллар җәрйанида көп қетим әслигә кәлтүрүлгән әдиб әфәнди сарийи (вилласи)ниң истанбул боғузи мәнзириси һәқиқәтәнму гүзәл.

әмди османли мәликилириниң бири болған адилә султанниң йазлиқ ордисиға қарап маңайли. адилә султан османли ханданлиқидики бирдинбир шаирә һесаблиниду. истанбул боғузиниң өзгичә мәнзирисигә игә бу һәшәмәтлик сарай, бир мәзгил қизлар оттура мәктипи сүпитидә ишлитилгән. сарай өзиниң есил вә нәпис нәқишлири, егиз өгзиси вә алтун йопурмақлиқ безәклири билән бир дәврниң пүткүл һәйвитини намайан қилип бериду.

арқа кочиларға ичкириләп кирип, қандиллини техиму йеқиндин көрүшни башлисақ қандақ дәйсиләр? чүнки қандилли деңиз бойидики вилла – сарайлири биләнла әмәс, бәлки арқа кочилардики сарай вә өйлири биләнму даңлиқ. османли бинакарлиқини әкс әттүрүп беридиған кона биналар, бирдинла зийарәтчиләрни башқа бир дәвргә елип бариду. истанбул боғузиға қарайдиған бу кочидики өйләрниң һәммиси қоғдиливатиду. әгәр чарчимиған болсаңлар, төпиликләргә қарап йәнә бир аз маңайли. силәр гүзәл биналарни сүрәткә тартиңлар, мән қандилли дегән исим билән бир гәвдилишип кәткән рәсәтхана һәққидә сөзләп берәй. қандилли рәсәтханиси боғазичи университети қармиқидики бир йәр тәврәш тәтқиқат орни. түркийә көп йәр тәврәйдиған дөләт болғачқа, йәр тәврәшкә мунасивәтлик тәтқиқат вә издинишләр интайин муһим орунда туриду. қандилли рәсәтханиси йәр тәврәш тәтқиқати саһәсидики әң илғар органларниң бири. бу рәсәтхана османли дәвридә бәйоғлуда метеорологийәлик көзитиш хизмәтлири үчүн ишлитилгән. истанбулдики чоң йәр тәврәштин кейин, бу йәрдә йәр тәврәш тәтқиқати елип берилишқа башлиған. рәсәтхана кейинчә қандиллиға йөткәлгән.

*  *  *  *

вақит бүгүнму наһайити тез өтүп кәтти. мән билән һәмпикир йаки әмәсликиңларни билмәймән, әмма истанбулни сайаһәт қилғанда, вақит башқичила тез өтүп кетиду. өтмүш билән бүгүн өзара гирәлишип кәткән, һәр бир районида охшимиған бир һекайиси билән намайан болидиған истанбулни зийарәт қилип, сөзләп түгәткили болидиғандәк әмәс. әң йахшиси силәр келәр һәптә йәнә кемимиздики орнуңларни елиңлар-дә, сәйлимизни давамлаштурайли.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر