сур челинғанда асманлардики вә земиндики аллаһ халиғандин башқа мәхлуқатларниң һәммиси өлиду

андин сур иккинчи қетим челинғанда нагаһан улар туруп (немигә буйрулидиғанлиқлириға) қарап туриду.

2073881
сур челинғанда асманлардики вә земиндики аллаһ халиғандин башқа мәхлуқатларниң һәммиси өлиду

сур челинғанда асманлардики вә земиндики аллаһ халиғандин башқа мәхлуқатларниң һәммиси өлиду

түркийә авази радийоси: зумәр сүриси, 68 - 75 - айәтләр. сур челинғанда асманлардики вә земиндики аллаһ халиғандин башқа мәхлуқатларниң һәммиси өлиду, андин сур иккинчи қетим челинғанда нагаһан улар туруп (немигә буйрулидиғанлиқлириға) қарап туриду[68]. мәһшәргаһ пәрвәрдигариниң нури билән йоруйду, намә ـ әмаллар һазир қилиниду, пәйғәмбәрләр вә гуваһчилар кәлтүрүлиду, уларниң арисида адил һөкүм чиқирилиду, уларға зулум қилинмайду[69]. һәр адәмгә қилған әмәлиниң саваби толуқ берилиду, аллаһ уларниң әмәллирини обдан билиду[70]. капирлар җәһәннәмгә топ ـ топ болуп һәйдилиду, улар җәһәннәмгә йетип кәлгәндә, җәһәннәмниң дәрвазилири ечилиду, җәһәннәмни башқурғучи пәриштиләр уларға: «араңлардин силәргә пәрвәрдигариңларниң айәтлирини силәргә оқуп беридиған, бүгүнки учришишниң барлиқидин агаһландуридиған пәйғәмбәрләр кәлмигәнму?» дәйду. улар: «шундақ (пәйғәмбәрләр кәлгән, бизни агаһландурған), лекин азабқа дучар болуш һөкми (куфри вә қилмишлири түпәйлидин) капирларға тегишлик болди» дәйду[71]. (уларға) «җәһәннәмниң дәрвазилиридин кириңлар, җәһәннәмдә мәңгү қелиңлар, мутәкәббирларниң җайи немидегән йаман!» дейилиду[72]. пәрвәрдигариға тәқвадарлиқ қилғанлар җәннәткә топ ـ топ болған һалда маңдурулиду, һалбуки, улар җәннәткә йетип кәлгән чағда униң дәрвазилири ечилип болған болиду, җәннәткә муәккәл пәриштиләр уларға: «силәргә аманлиқ болсун, силәр (гунаһларниң кирлиридин) пак болдуңлар, җәннәткә кириңлар, (униңда) мәңгү қелиңлар» дәйду[73]. улар (җәннәткә кирип орунлашқан чағда) ейтиду: «җими һәмдусана аллаһқа хастурки, у бизгә қилған вәдисини ишқа ашурди, җәннәтниң земиниға бизни варис қилди. җәннәттә өзимиз халиған җайда туримиз, ишлигүчиләрниң әҗри (йәни җәннәт) немидегән йахши!»[74]. пәриштиләрниң пәрвәрдигариға тәсбиһ ейтқан, һәмди ейтқан һалда әршниң чөрисини орап турғанлиқини көрисән, уларниң арисида һәққаний һөкүм чиқирилиду (мөминләр җәннәткә кириду, капирлар дозахқа кириду), «җими һәмдусана аләмләрниң пәрвәрдигари аллаһқа хастур!» дейилиду[75].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر