капитанниң сайаһәт хатириси - истанбулниң икки қирғиқи

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «капитанниң сайаһәт хатириси» намлиқ сәһипимизниң йеңи санида, истанбулниң анадолу вә йавропадин ибарәт икки қирғиқи билән тонушуп чиқимиз.

2062206
капитанниң сайаһәт хатириси - истанбулниң икки қирғиқи

капитанниң сайаһәт хатириси - истанбулниң икки қирғиқи

түркийә авази радийоси: биз бу қәдимий вә һәйвәтлик шәһәрдики сәйлимизни истанбулниң әң шәрқий четидики наһийәси шиләдин башлиғанидуқ. бүгүн биз истанбулниң мәркизигә техиму йеқинлишимиз.

венгрийәниң даңлиқ әрбаблиридин бинакар кароли кос: «истанбул бир шәһәр, әмма у һәр қандақ бир шәһәр әмәс» дәйду؛ у бу сөзи арқилиқ истанбулни ундақ асан тәсвирләп түгәткили, қисқа вақит ичидә зийарәт қилип болғили болмайдиғанлиқиниң сигналини бериду. ишиниңларки, нәччә миң йиллиқ тарихқа игә бу шәһәрни зийарәт қилишқа қанчилик вақит кетидиғанлиқини мәнму билмәймән. истанбулни сәйлә қилип түгитишкә бир өмүр йәтмәйду, дәйдиғанларму бар. дәрвәқә, истанбулни бир қетимдила сәйлә қилип төгитиш вә униң билән тонушуп чиқиш мумкин әмәс. биз сәйлимизни башлайли – дә, қанчиликини көрәләймизкин.

*  *  *  *

қәдимки дәвр тарихчилири истанбулни «боғуз ханиши» йаки «боғуз мәрвайити» дәп тәсвирләйду. дәрвәқә, истанбулниң гүзәллики тилларда дастан؛ йуқириқи сөзләр дейилип, аридин нәччә әсирләр өткән болсиму, истанбулниң гүзәллики һелиһәм изчил һекайә қилинмақта. истанбул дунйадики икки қитәни өзара туташтуруп туридиған аз сандики шәһәрләрниң бири. у һәм гүзәллики һәмдә истратегийәлик орни билән һәр дәврниң муһим шәһири болуп кәлди. у асийа вә йавропа қитәсиниң оттурисиға җайлашқан болуп, бу икки муһим қитә оттурисида көврүк һасил қилған. истанбулниң асийа қитәси тәрипи «анадолу тәрәп» йаки «асийа тәрәп» дәп атилиду. йавропа тәрәп дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән сайаһәтчиләргә бәкрәк тонуш, әмма мән һазир силәргә силәрму тунҗи қетим аңлайдиған болуш еһтималиңлар болған бир нәрсини дәп беримән. шундақ, истанбулдики тунҗи олтурақ район анадолу тәрәптә қурулған. қәдимки дәврниң муһим тарих алими һиродот, византийә қурулуштинла бурун, анадолу тәрәптә бир олтурақ районниң барлиқини ейтиду. һиродот «әмалар шәһири» дәп атиған йәр халкәдон, бүгүнки қадикөйдур. демәк, деңизниң һәр икки қирғиқида байан қилишқа әрзийдиған бир – биридин гүзәл, бир – биридин алаһидә җайлар вә һекайиләр бар. әлвәттә, икки қитәни туташтуруп туридиған  һәр икки тәрәпниң пәрқлиқ нуқтилириму бар! мәсилән, йавропа тәрипигә қариғанда анадолу тәрәптә адәм көп әмәс. чүнки анадолу тәрәпниң нопуси қарши тәрәпниң нопусиниң йеримиға тоғра келиду. шуңа анадолу тәрәп бир қәдәр тинч болуп, бесим бир қәдәр аз болиду. йавропа тәрипигә селиштурғанда, әлвәттә, қатнашму адәмни азрақ чарчитиду. әксичә болғанда, истанбулниң қатнаш қистаңчилиқи еғир болуп, уни бир аздин кейин силәрму көрисиләр йаки уни илгирики кәчүрмишлириңлардин билишиңларму мумкин. шуңлашқа, тәтқиқатлар анадолу тәрәптә йашайдиған вә ишләйдиған истанбулларниң бир қәдәр тинч вә бесиминиң бир қәдәр төвән икәнликини оттуриға қойди. буниңдин башқа, йавропа тәрәп техиму тез қурулушлишишқа дуч кәлгәчкә, йешил районлар аз. һалбуки, анадолу тәрипи орман, бағчә вә йешил районларға бай. анадолу тәрәптә йашайдиғанларниң шәһәрдин йирақлашмайла тәбиәтниң қойниға кирип, бесимлирини йәңгиллитиши техиму асан. мәсилән, бәйкоз, үскүдар, шилә, ағва қатарлиқлар аммиви қатнашқа олтуруп, қисқа вақит ичидә йетип барғили болидиған җайлар һесаблиниду. мән тилға елип өткән җайлар арам алмақчи болған истанбуллуқларниң һәптә ахирлиридики даимлиқ арамгаһлиридур.

мән истанбулниң йавропа тәрипиниң сәлбий тәрәплирини тилға алдим, әмма у өзиниң тарихий қиммити билән анадолу тәрәптин ешип кетиду. мәсилән, истанбулниң қәдимки дәврләрдики чеграсини бәлгиләйдиған вә бу шәһәр қурулуп тәрәққий қилған «тарихи йерим арал» йавропа тәрипигә җайлашқан. султан әһмәд, айасофийа, топқапи үсти йепиқ чоң базири вә башқа нурғун җайлар һәр бир сайаһәтчи көрмәстин айрилмайдиған йәрләр һесаблиниду...

*  *  *  *

истанбул деңиз боғузиниң һәр икки қирғиқи бир – биридин җәлпкар... биз һәр иккисини сәйлә – сайаһәт қилип, көрүп чиқимиз. биз сайаһәт кемимиз «сәййаһ»қа олтуруп, қарши қирғаққа өтүш җәрйанимизда сетивалған симит (түркийә гирдиси)лиримизни аққуларға ташлап бәргәч, боғузниң өзгичә гүзәлликидин һузурлинимиз.

истанбул охшимиған дин, күлтүр вә мәдәнийәтләрни өзигә муҗәссәм қилған аҗайип гүзәл макан. истанбул узунға созулған өтмүши, сеһрий күчкә игә мәнзириси, тәбиити, тарихи, қисқиси һәммила нәрсиси билән кишини өзигә җәлп қиливалиду. анадолу тәрәпму, йавропа тәрәпму кишиләрни охшимиған тәрәпләрдин өзигә тартип, кишини гойа чүш көрүватқандәкла туйғуға игә қилиду. истанбул һәққидә сөзлинишкә тегишлик нурғун ишлар бар, әмма бизниң вақтимиз чәклик. әгәр силәр сайаһәт кемимиз «сәййаһ»тики орнуңларни вә биз билән учришидиған вақтиңларни унтуп қалмисаңларла, истанбулниң һекайилирини аңлаш биләнла қалмай, бу һекайини биз билән бирликтә йашишиңларму мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر