түркийә тарихида тунҗи қетим қатнашқан хәлқаралиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси

биливелиң (61)

2060829
түркийә тарихида тунҗи қетим қатнашқан хәлқаралиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси

түркийә тарихида тунҗи қетим қатнашқан хәлқаралиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси

түркийә җумһурийити тарихида қатнашқан тунҗи хәлқаралиқ мусабиқиниң 1924-йилдики париж олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси икәнликини биләмсиз?

түркийә җумһурийити тарихида тунҗи қетим қатнашқан дунйа бойичә әң чоң хәлқаралиқ мусабиқә, 1924-йили парижда  өткүзүлгән олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидур. йеңи түркийә дөлити олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини дунйа миқйасида тонулушниң йахши тәшвиқат қорали дәп қарайду. мустәқиллиқ урушидин кейин, түркийә байлиқ мәнбәлириниң йетәрсиз болушиға қаримай, путбол, челишиш, йеник атлетика, қиличвазлиқ вә велисипит миниш қатарлиқ түрләр бойичә 40 тәнһәрикәтчини парижға әвәтиду.

1936-йиллиқ йазлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә, түркийәлик командилар қатарида тунҗи қетим түрк айал тәнһәрикәтчиләрму қатнишиду.

иккинчи дунйа уруши һарписида,  берлинда «натсизим» идиологийәси вә адолф гитлерниң көләңгиси астида өткүзүлгән 11-нөвәтлик олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә, түркийәдин икки айални өз ичигә алған 60 тәнһәрикәтчи қатнишиду, һәмдә түркийә олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси тарихидики дәсләпки медалларғиму мушу йәрдә еришиду.

олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси тарихида тунҗи болуп сәһнигә чиққан түркийә тәнһәрикәтчиси әркин челишиш маһири мәрсинлиқ әһмәт кирәччи болуп, у шу қетимқи мусабиқидә мис медалға еришиду.

йашар әркан челишиш түридә чемпийон болиду. бу, олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси тарихида түркийә қазанған һәм тунҗи ғәлибә һәм тунҗи алтун медал һесаблиниду.

мустапа камал ататүрк буниңдин хәвәр тапқан һаман, йашар әрканға дәрһал телеграмма йоллап, ғәлибиси тәбрикләйду: «өзиңиз кичик болсиңизму, әмма дөләт үчүн наһайити зор шан - шәрәп кәлтүрдиңиз, исмиңиз әмди түркийәниң тәнтәрбийә тарихи билән бир гәвдилишип кәтти, йашап кетиң!»

түркийә җумһурийитиниң дәсләпки йиллиридин башлапла түркийәлик тәнһәрикәтчиләрниң дунйадики әң чоң олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиригә қатнишиши, түркийәниң тәнтәрбийә тарихи җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә.

узун йиллар урушниң көләңгиси астида қалған түркийәниң тәнтәрбийә саһәсиниң тәрәққий қилишида, түрк тәнһәрикәтчиләрниң хәлқаралиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиригә қатнишиши түрткилик рол ойниди.

мустапа камал ататүркниң рәһбәрликидә қурулған түркийә җумһурийити, һәр саһәдикигә охшашла тәнтәрбийәни қоллаш арқилиқму өзиниң заманиви бир дөләт икәнликини пүткүл җаһанға намайан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر