капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (шилә)...

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «капитанниң сайаһәт хатириси» намлиқ сәһипимизниң йеңи санидиму истанбулни, техиму ениқрақ қилип ейтқанда, истанбулниң шилә районини сәйлә қилимиз. қени ундақта диққтиңлар сәһипимиздә болсун!

2059281
капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (шилә)...

капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (шилә)...

түркийә авази радийоси: сайаһә кемимиз «сәййаһ»қа кәлгәнликиңларни қарши алимиз. биз көпкөк деңизда илгириләп, күнсери истанбулға йеқинлишиватимиз؛ бүгүнки мәнзилимиз шилә.

шиләниң тарихи миладидин илгирики  7 - әсиргә тутишиду. бу кичик олтурақ район қәдимки йунан дәвридин башлап рим, византийә вә османли мәдәнийәтлиригә саһибханлиқ қилған. бүгүнки күндә шилә истанбулниң бир наһийәси болуп, аммиви қатнаш биләнла йетип барғили болиду. нурғун кишиләр бу йәрни истанбулға йеқинлиқи, җимҗит вә тинч дәм елиш пурсити билән тәминлигәнлики үчүн йахши көриду.

шилә кичик болсиму, әмма бу йәрдә зийарәт қилидиған нурғун җай бар. биз бир аздин кейин сайаһәт кемимиз «сәййаһ»ни ләңгәрләп, шилә сәйлимизни удулимизда көрүнүп турған майакниң йенидин башлаймиз.

*  *  *  *

шилә майаки түркийәдики мәшғулатини давамлаштуруватқан әң чоң майак. у йәнә йавропадики әң егиз майакларниң бири. мәлумки, у тунҗи қетим византийә дәвридә йасалған, вәйран болғандин кейин, османли дәвридә қайта йасалған. бу тарихий майакниң нурини һаварайи очуқ чағларда наһайити йирақ йәрләрдин көргили болиду. у бу хил алаһидилики түпәйли уруш мәзгиллиридә муһим рол ойнайду. шиләниң бир пүтүн көрүнүшини көрүшни халайдиғанлар, маңа әгишиңлар, майакниң пәләмпәйлиридин бирликтә чиқайли.

бу йәрдин шилә мәркизигә җайлашқан шилә қәләсигә баримиз. қәләниңму өтмүши византийә дәвригичә созулиду. бу қәлә һуҗум қилиш мәқситидә әмәс, «көзитиш қәләси» сүпитидә йасалған болуп, османли дәвридиму көзитиш мунари сүпитидә ишлитилгән.

әмди шиләниң тәбиий мәнзирилик җайлирини сәйлә қилишни башлайли. алди билән, «ағлайан кайа (йиғлайдиған таш)» қа баримиз. ағлайан кайа вә униң деңиз саһили шиләниң даңлиқ тәбиий гүзәл маканлириниң бири һесаблиниду. көк байрақлиқ деңиз саһили тар бир қолтуққа җайлашқан болуп, шиләдики әң йахши су үзүш маканлириниң бири. мән дәрһал шәһәр мәркизидин пийадә меңипла барғили болидиған йәрдики ағлайан кайа һәққидики ривайәтни силәр билән ортақлишиветәй. бир - бирини йахши көридиған икки ашиқ- мәшуқниң аилисидикиләрниң тосқунлуқиға учриғандин кейин, бу ташлардин сәкрәп өлүвалғанлиқи, ташниң шуниңдин башлап йиғлап келиватқанлиқи ривайәт қилиниду. әмәлийәттә, ташлар арисидин еқип чүшкән су бу картинини һасил қилиду. қараңлар! силәрму ташниң арисидин чүшүватқан суни көрдүңларму?! әмди охшимиған алаһидилики билән кишиләрниң диққитини тартидиған қумбаба төпилики саһилиға барайли. ейтишларға қариғанда, деңиз саһилиниң қениқ вә қизғуч сериқ қумлири охшимиған кесәлликләргә, болупму рематизмға пайда қилидикән. мәлумки, византийә дәвридә деңиз саһили кесәлликләргә пайда қилиду, дәп қаралған болғачқа, «қум мунчиси» сүпитидә ишлитиләтти.

шиләдә йәнә нурғун өңкүрләр бар болуп, уларниң бәзилириниң өтмүшиниң йеңи таш қораллар дәвригичә созулидиғанлиқи мәлум. шәрқий рим империйәсиниң зулум вә зийанкәшликлиридин қачқан хиристийанлар шиләдики тәбиий өңкүрләрдә панаһлинип, турмушини мушу давамлаштурғаникән. империйә болса, бу өңкүрләрдин бирини түрмә қилип ишлитип, қолға чүшүргән хиристийанларни шуниңға қамиғанидикән. шиләдики өңкүрләрниң бәзилириниң кишиләргә һайатлиқ беғишлиши, йәнә бәзилириниң улар үчүн зиндан болуши, силәргә нисбәтәнму һәйран қаларлиқ әмәсму? биз бир аздин кейин көридиған шенофон (Xenophon), һазирқи нами бойичә софулар өңкүрлири, дәсләпки дәвр хиристийанлири тәрипидин черкав қилип ишлитилгән тәбиий өңкүр. түрмә қилип ишлитилгән гүрләк өңкүри болса, һәвәскар өңкүрчиләргә мас кәлмәйду. чүнки, өңкүрниң кириш еғизи бир қәдәр тар болуп, ичидин тохтимай су еқип туриду. бу су йәрни тейилғақлаштуруветидиған болғачқа, тәҗрибисиз кишиләр үчүн қийин, һәтта хәтәрлик һесаблиинду. шуңлашқа, биз һәр икки өңкүрни пәқәт сирттинла көримиз.

*  *  *  *

мән шиләниң тәбиий гүзәлликини байан қилишни азрақ тохтитип, силәргә бу йәрдә тоқулидиған алаһидә бир рәхт һәққидә сөзләп беримән. бу рәхт пүтүнләй шиләгә хас болуп, бу йәрниң әнәниви мәһсулати. бу сәвәбтин у «шилә рәхти» дәп атилиду. «шилә рәхти» йәрлик усулда йасалған сайманлардин пайдилинип, қол билән пахта йиптин тоқулиду. у интайин сағлам вә тәбиий рәхт болуп, өзи непиз, тәрни сүмүрүш алаһидилики йуқири. «шилә рәхти» йуйулғансери ақиридиған болғачқа, узун йиллар бойичә ишләткили болиду. дәвримиз кишилириниң тәбиий мәһсулатларға йүзлиниши билән, муһитқа мас, сағлам шилә рәхтлиригә болған еһтийаҗ күндин күнгә ашмақта. бу рәхттин әнәниви түрк нәқишлири сәврчанлиқ билән кәштиләнгән есил кийимләрму, заманиви кийимләрму тикилиду. келиңлар, һәммә бирликтә бу мәһсулатлар сетилидиған дуканларниң биригә кирип, гүзәл, шундақла чирайлиқ шилә рәхтлирини йеқиндин көрүп бақайли. уларниң ичидин бирәрини таллашта қийнилидиғанлиқиңларни билимән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر