түркийә җумһурийити

биливелиң (60)

2056837
түркийә җумһурийити

түркийә җумһурийити

түркийә җумһурийити елан қилиништин бир қанчә йил бурун , мустапа камалниң җумһурийәт қурушни қарар қилғанлиқини биләмсиз?

түрлүк паалийәтләр арқилиқ түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йили тәбрикләнмәктә.

1923-йили 29-өктәбир түркийә җумһурийити елан қилинди. һалбуки, мустапа камал буниңдин бирқанчә йил бурун җумһурийәт қурушни қарар қилғаниди.

 биринчи дунйа урушиниң ахирида мәғлуб болған османли империйәси өзи үчүн «өлүм җазаси» дегән мәнини билдүридиған вә еғир шәртләр билән толуп ташқан «сәвр шәртнамиси» гә имза қойди, арқидинла земинлири ишғал қилинди.

 1919-йили 5-айниң 19-күни самсунда түркийә хәлқиниң азадлиқ күришини башлиған мустапа камал, барлиқ қийин шараитларға қаримай,  бу күрәшниң ахирида ғәлибә билән ахирлишидиғанлиқиға чин дилидин ишинәтти. әмәлийәт җәһәттин ейтқанда, мустәқиллиқ уруши техи башланмиғаниди, һәтта мунтизим түркийә армийәсиму йоқ иди.

1919-йили 7-айда, әрзурумда мустәқиллиқ урушини пиланлаш үчүн қурултай өткүзүлиду. бир күни кәчтә, мустапа камал мушу йәрдә дост болған мазһар мүфит қансуға, мустәқиллиқ уруши ғәлибә қилғандин кейин, һөкүмәт түзүлмисиниң җумһурийәт болидиғанлиқини ейтиду. лекин, шу күн йетип кәлгәнгә қәдәр буниң чоқум сир пети қелиши керәкликини әскәртиду. икки дост оттурисидики  бирдинбир сир була әмәс иди, әлвәттә. шу күни кәчтә, мустапа камал һелиқи достиға, кийим-кечәк ислаһати елип берилидиғанлиқини ейтиду. буниңдин башқа, әсирләрдин буйан қоллиниливатқан әрәб елипбәсиниң орниға латин елипбәсини ишлитишкә башлайду.

аридин төт йил өткәндин кейин, уруш түркийә хәлқиниң мислисиз ғәлибиси билән ахирлишиду؛ «лозан тинчлиқ шәртнамиси» қобул қилиниду, султанлиқ түзүми бикар қилиниду.

 1923-йили 10-айниң 28-күни кәчтә мустапа камал достлириға: «әтә җумһурийәтни елан қилимиз» дәйду. 10-айниң 29-күни җумһурийәт хитабнамиси түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дә қобул қилиниду. арқидинла, мәхпий беләт ташлаш усули арқилиқ җумһур рәислик сайлими өткүзүлиду. 158 парламент әзасиниң һәммиси мустапа камал пашани йеңи түркийә дөлитиниң биринчи җумһур рәиси қилип сайлайду.

йеңи түркийә дөлити пүткүл дунйаға елан қилинғандин кейин, мустапа камал нәччә йил илгири пиланлиған башқа қәдәмләр бир-бирләп ташлиниду. пәқәт кийим-кечәк саһәсидила әмәс, маарип, қанун чиқириш, мәдәнийәт, иқтисад вә айалларға сийасий һоқуқ бериш қатарлиқ иҗтимаий турмушниң көплигән саһәлиридиму нурғун ислаһатлар елип берилиду. әрәб елипбәсиниң орниға латин елипбәси қобул қилиниду.

шундақ қилип, түркийә җумһурийити мустапа камал ататүрк нишан қилған лаик (дин билән дөләт бир – биридин айриветилгән түзүм), заманиви вә демократик дөләт сүпитидә дунйадики дөләтләр қатаридин тегишлик орун алиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر