капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (2)...

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «капитанниң сайаһәт хатириси» намлиқ сәһипимизниң йеңи санида, истанбул сәйлимизни давамлаштуримиз. қени ундақта диққтиңлар сәһипимиздә болсун!

2055928
капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (2)...

капитанниң сайаһәт хатириси - истанбул (2)...

түркийә авази радийоси: сайаһәт кемимиз «сәййаһ»ниң һөрмәтлик йолучилири, биз һазир истанбул вилайити тәвәликигә кирдуқ. йолимизни деңиз арқилиқ давамлаштуруватқан болғачқа, бизниң бу йәрдики чеграларни көрүшимиз мумкин әмәс - әлвәттә. биз бүгүнки сәйлимизни истанбулниң қара деңиз бойидики әң йирақ чети ағвадин башлаймиз. ағва шәһәр мәркизигә бериштин бурун, йолимизниң үстидики кемиләрниң кәм болса болмайдиған бекити — кадирға қолтуқини көрүп өтүп кетимиз.

биз кадирға қолтуқиға қарап илгириләватқан бу йөнилиш, тәбиәт тәминлигән өзгичә гүзәллик вә һәйран қаларлиқ нәрсиләргә толған. тәбиәтсөйәрләр йахши көридиған җайларниң алдинқи қатаридин орун алидиған кадирға қолтуқи, истанбулға йеқин әң йахши сайаһәт чедири тикишкә болидиған районларниң бири һесаблиниду. у йәнә қийинлиқ дәриҗиси оттураһал вә йуқири болған пийадиләр йоллириниму өз ичигә алиду. кадирға қолтуқиниң узун йиллар җәрйанида шамал вә долқунлар шәкилләндүргән пәләмпәйсиман ташлири даңлиқ. силәр бир аздин кейин көридиған бу қийа ташлар, һәм орунлишиши һәм пәләмпәйсиман шәкли билән кишигә қәдимки дәвр тийатирханисини әслитиду. шундақ, йетип кәлдуқ! тәбиәтниң бу аҗайип совғиси көз алдиңларда турмақта! у һәқиқәтәнму қәдимки тийатирға охшайду, шундақ әмәсму? бу мәнзирини қуруқлуқтин келип көрүшни халайдиғанларни оңғул – доңғул мушәққәтлик пийадиләр йоли күтмәктә. биз сайаһәт кемимиз «сәййаһ» билән сайаһәт қиливатқан болғачқа, тәбиәтниң бу сеһрий күчкә игә надир әсирини деңиздин көрүш пурситимиз бар. бу бихәтәр вә долқунсиз қолтуқ қара деңиздики бихәтәр һалда су үзүшкә болидиған җайларниң бири. шундақ, у хатирҗәм һалда чедир тиккили болидиған, һечқандақ бина – қурулуш йоқ, тәбиәт билән йалғуз қелишқа әплик макан.

бу йәрдин килимли қолтуқиға қарап йолға чиқайли. килимли қолтуқи, худди кадирға қолтуқиға охшашла, пәрқлиқ шәкилләрдики һәйран қаларлиқ қийа ташлири билән кишиләрниң диққитини тартиду. бу йәрдә чедир вә көчмә чедирлирини тикишкә, пийадә йол йүрүш, дала тамиқи тәййарлап йейиш йаки аҗайип гүзәл мәнзириләрни сүрәткә тартқили болиду. қилмақчи болған ишиңларға қарар қилиш силәрниң илкиңларда! гәрчә килимли қолтуқи шамаллиқ, сүйи долқунлуқ болсиму, әмма униң турхун рәңлик деңизи билән есил қумлуқ саһили кишиләрни өзигә җәлип қилиду. бу қолтуқта, кәсипий хадимларниң һәмраһлиқида нәпәслиниш қутиси йаки униңсизму суға шуңғуп, һәйвәтлик су асти дунйасини йеқиндин көзәткили болиду. йәнә килимли қолтуқиниң күн чиқиш вә күн петиш пәйтлиридики мәнзирилириниңму өзгичә икәнликини қошуп қойайли. бир аз илгири бу йәрниң шамаллиқ қолтуқ икәнликини ейтқанидуқ. чедир тикидиғанларниң от йаққанда алаһидә диққәт қилиши вә чедирини мустәһкәм қеқилған қозуқларға бағлиши керәкликини йәнә бир қетим әскәртип өтәйли.

әмди ағваниң мәркизигә барайли. ағва омақ, тәмкин вә тәбиий гүзәллики билән алаһидә көзгә көрүнәрлик шәһәр болуп, икки дәрйаниң оттурисиға җайлашқан. бу йәрдә нәччә миң йиллар бойичә һититлар, фригйанлар, римлиқлар вә османлилар қатарлиқ нурғун мәдәнийәтләр йашап өткән. археологийәлик қезишлар, кишиләрниң тарихтин бурунқи дәврләрдиму ағвада йашиғанлиқини көрситип бәрди. келиңлар, әмди гөксу дәрйаси бойлап сәйлә қилип, йағач супиларниң сайисида кишини гойа дәрйаниң үстидила туруватқандәк һес қилдуридиған қәһвәханиларниң биридә бир истакандин чай ичип келәйли. ишиниңларки мәхмәлдәк йапйешил өсүмлүкләрниң астида җимҗитқинә еқиватқан бу дәрйа, силәрниң барлиқ бесимиңларни йоқитиду. әгәр бу гүзәл ләһзиләрниң муддитини узартмақчи болсаңлар, дәрйа бойиға қатар – қатар қилип селинған кичик – кичик меһманханилар йаки йеза өйлириниң биридә турсаңларму болиду. бир кемә сайаһитигә қатнишиш арқилиқ гүзәл туралғу җайлирини йеқиндин көргили болиду.

ақчакәсә йезисини көрмәстин бүгүнки сәйлимизни ахирлаштурмайли. чүнки бу ағваға йеқин йәргә җайлашқан деңиз қирғиқидики омаққинә йезиниң қолтуқи вә узун деңиз қирғиқи интайин җәлпкар. кишиләр ақчакәсә деңиз саһилиниң ушшақ қумлири билән тейиз деңизини йахши көриду. ақчакәсәдә чедир тикип арам алсаңларму, кәпә өйләр йаки көчмә өйләрдә турсаңларму болиду. долқунларниң авазини аңлиғач тәбиәтниң қойнида вақит өткүзүш үстүңлардики барлиқ бесимларни йениклитиду.

бүгүн биз чоң шәһәрләрниң қалаймиқанчилиқлиридин зериккәнләрни йапйешил тәбиити, тәбиийликигә дәхли йәтмигән қолтуқлири вә тинч ақидиған дәрйаси билән күтүвалидиған ағвада идуқ. егиз вә тик йарлар, деңиз сүйи шәкилләндүргән қизиқарлиқ қийа таш шәкиллири вә аҗайип мәнзириләрни арқимизда қалдуруп, ағвадин айрилидиған пәйтимиз кәлди. сайаһәт кемимиз «сәййаһ» билән иккимиз қайта көрүшкүчә силәргә йахши бир һәптә өткүзүшларни тиләймиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر