антарактика қитәсидә тәтқиқатчиларниң калтә иштан кийишигә сәвәб болған иссиқлиқ тоғрисида

көзнәк (59)

2051960
антарактика қитәсидә тәтқиқатчиларниң калтә иштан кийишигә сәвәб болған иссиқлиқ тоғрисида

антарактика қитәсидә тәтқиқатчиларниң калтә иштан кийишигә сәвәб болған иссиқлиқ тоғрисида тәтқиқат елан қилинди

антарактика қитәсидә тәтқиқатчиларниң калтә иштан кийишигә сәвәб болған иссиқлиқ тоғрисида тәтқиқат елан қилинди.

антарактика қитәсидә иссиқ һава температуриси пәсиллик нормал әһвалдин тәхминән 49 селсийә гирадустин йуқири өрләп кәтти. бу һазирға қәдәр хатириләнгән әң бинормал иссиқлиқ долқунида килимат өзгиришиниң үлүшиниң 2 селсийә гирадустин йуқири өрләп кәткәнликидин дерәк бериду.

антарактика қитәсидә 2022-йили 3-айда йүз бәргән вә бу райондики тәтқиқатчиларниң калтә иштан кийишигә сәвәб болған иссиқ һава температуриси, һазирға қәдәр хатириләнгән әң бинормал иссиқлиқ долқунида килимат өзгиришиниң үлүшиниң аз икәнликини испатлап бәрди.

америка қошма иштатлирида елип берилған, нәтиҗилири «‹йәршари вә аләм илми› журнили» да елан қилинған бир тәтқиқатта, антарактикадики конкордийа истансисида 2022-йили 3-айниң 18-күни нөлдин төвән иссиқ һава температурисиниң 11.5 селсийә гирадусқа өрләп кетишигә сәвәб болған  бинормал иссиқлиқ долқуниниң сәвәблири оттуриға қойулди.

тәтқиқатта көрситилишичә, иссиқ һава температуриси пәсиллик нормал әһвалдин тәхминән нөлдин төвән 49 селсийә гирадуста болидиған районда, бәзи тәтқиқатчиларниң калтә иштан кийишигә сәвәб болған иссиқ һава долқунида, килимат өзгиришиниң үлүши аз болуп, буниңдики асаслиқ сәвәб, мәзкур районниң тәбиий өзгиришчанлиқи икән.  

тәтқиқатчилар пәрқни өлчәш үчүн тәқлидий тәқлид һасил қилип, килимат өзгиришиниң тәсириниң пәқәт 2 гирадус әтрапида икәнликини ениқлап чиққан, шундақла бу иссиқ һава долқуниниң авистиралийәдинму иссиқ вә нәм һава елип келидиған адәттин ташқири һаварайи һадисилиридин келип чиққанлиқини оттуриға қойған.

килимат өзгиришиниң толуқ роли йәнила тәкшүрүлмәктә

гәрчә бу тәтқиқатта, килимат өзгиришиниң иссиқ һава температурисиниң өрләп кетишидә асаслиқ рол ойнимайдиғанлиқи илгири сүрүлсиму, килимат өзгиришиниң толуқ роли йәнила тәкшүрүлмәктә.

 алимларниң қаришичә, антарактика қитәсиниң иссиқ һава температурисиниң өрләп кетишигә килимат өзгиришиниң бинормал шамалларға тәсир көрситиши сәвәб болуватқинидәк,  синақ үскүнилиридә техи синақ қилинип бақмиған башқа амилларниң болуш еһтималлиқиму йуқири икән.

мәнбәси: TRT Haber



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر