италийәниң ‹әқлий иқтидарлиқ арили› ақдеңизға үлгә болмақта

көзнәк (55)

2039058
италийәниң ‹әқлий иқтидарлиқ арили› ақдеңизға үлгә болмақта

италийәниң ‹әқлий иқтидарлиқ арили› ақдеңизға үлгә болмақта

италийәниң тоскана райониға җайлашқан, електр еһтийаҗини пүтүнләй  қайта һасил болидиған енергийә билән қандуридиған, йамғур сүйи адәттә деһқанчилиқ ишлириға ишлитилидиған, органик деһқанчилиқ вә белиқчилиқ паалийәтлири йолға қойулидиған әқлий иқтидарлиқ капрайа арили сиҗил тәҗрибилири билән ақдеңиздики башқа аралларға үлгә болмақта.

италийә чоң қуруқлуқидин 30 километир йирақлиққа җайлашқан бу аралда йолға қойулуватқан әқлий иқтидарлиқ арал капрайа лайиһәси даирисидә, - пүтүнләй изчиллиқни сақлаш мәқситидә паалийәт елип баридиған арал аһалилири,

- електр еһтийаҗини қайта һасил болидиған енергийә мәнбәлиридин қамдайду,

- деһқанчилиқ ишлирида вә өйлиридә йамғур сүйи ишлитиду,

- аралдики деһқанчилиқ вә белиқчилиқ паалийәтлирини органик усулда қанат йайдурушқа тиришиду.

чоң қуруқлуқтин хелила йирақ болғачқа, узун йилллардин буйан мәһбуслар әвәтилидиған вә деһқанчилиққа ишлириға селинидиған дала түрмиси сүпитидә ишлитиливатқан бу арал 1986-йилидин кейин сайаһәтчиләргә ечиветилди.

аралға чоң қуруқлуқтин улинидиған ток йәткүзүш линийәси болмиғачқа, бу пайдисиз әһвални пайдилиқ әһвалға айландуруп, аралниң ток еһтийаҗини қайта һасил болидиған мәнбәләр арқилиқ қандуруш үчүн қәдәм ташланди.

бу мәқсәттә шималий йавропадин кәлтүрүлгән майлиқ данлиқ өсүмлүкләрдин бийо дизел һасил қилинди, бу токқа айландурулди. йәрлик һөкүмәт аралниң һәрқайси җайлириға қуйаш енергийәси батарейәси орунлаштурди.

бу аралдики  омумий сиғимчанлиқи 126 миң куб метир келидиған икки тарихий су ойманлиқи йамғур сүйини сақлашқа ишлитилиду.

белиқчилиқ саһәсигә җайлишиштәк әвзәлликиниң түрткисидә санаәт қурулушлиридин йирақ болғанлиқи вә белиқчилиқта антибийотиклар ишлитилмәйдиғанлиқи сәвәблик, әқлий иқтидарлиқ бу арал органиң мәһсулат гуваһнамисиға игә.

әқлий иқтидарлиқ арал капрайа лайиһәси йавропа комитети тәрипидин сиҗил вә айланма иқтисад саһәсисдә үлгә йаратқанлиқи үчүн мукапатланди.

аралниң йәрлик аһалиси бу арал 80- вә 90-йилларда зийарәтчиләргә ечиветилгәндә бу йәргә селинидиған селинмиларни рәт қилип, аралниң тәбиий қурулмиси вә җанлиқларниң көп хиллиқини қоғдап қалғаниди.

бу һәқтә наһайити көп тиришчанлиқ көрситиш нәтиҗисидә, йилларниң өтүшигә әгишип,  деңиз бүркүтлири, ақдеңиз йилпизлири аралға қайтип келишкә башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر