ибраһимға салам болсун!

у һәқиқәтән бизниң мөмин бәндилиримиздиндур.

2031618
ибраһимға салам болсун!

ибраһимға салам болсун!

 түркийә авази радийоси: саффат сүриси, 108 - 133 - айәтләр. кейинкиләр ичидә униңға йахши нам қалдурдуқ[108]. ибраһимға салам болсун![109] биз йахши иш қилғучиларни мушундақ мукапатлаймиз[110]. у һәқиқәтән бизниң мөмин бәндилиримиздиндур[111]. униңға биз пәйғәмбәр болидиған вә йахшилардин болидиған исһақ билән хуш хәвәр бәрдуқ[112]. ибраһимға вә исһаққа (динниң вә дунйаниң) бәрикәтлирини ата қилдуқ, уларниң нәслидин йахши иш қилғучиларму, (гунаһ вә куфри билән) өзигә ашкара зулум қилғучиларму чиқиду[113]. биз һәқиқәтән муса билән һарунға (пәйғәмбәрлик билән) еһсан қилдуқ[114]. уларни вә уларниң қәвмини (йәни бәни исраилни) чоң ғәмдин (йәни пирәвнниң уларни қул қилишидин) халас тапқуздуқ[115]. биз уларға йардәм бәрдуқ, шуниң үчүн улар ғәлибә қилди[116]. уларға рошән бир китабни (йәни тәвратни) бәрдуқ[117]. уларни тоғра йолға башлидуқ[118]. кейинкиләр ичидә уларға йахши нам қалдурдуқ[119]. мусаға вә һарунға (биздин) салам болсун![120] биз һәқиқәтән йахши иш қилғучиларни мушундақ мукапатлаймиз[121]. улар һәқиқәтән бизниң мөмин бәндилиримиздиндур[122]. илйасму һәқиқәтән пәйғәмбәрләрдиндур[123]. өз вақтида у қәвмигә ейтти: «(аллаһтин) қорқмамсиләр?[124] силәр йаратқучиларниң әң әвзили (аллаһни) тәрк етип, бәли (намлиқ бут) қа чоқунамсиләр?[125] аллаһ силәрниң пәрвәрдигариңлардур вә бурунқи ата ـ боваңларниң пәрвәрдигаридур»[126]. улар уни инкар қилди. шәк ـ шүбһисизки, улар (азабқа) һазир қилиниду[127]. пәқәт аллаһниң ихласмән бәндилири буниңдин мустәсна[128]. кейинкиләр ичидә униңға (йәни илйасқа) йахши нам қалдурдуқ[129]. илйасқа (биздин) салам болсун![130]. биз һәқиқәтән йахши иш қилғучиларни мушундақ мукапатлаймиз[131]. һәқиқәтән у бизниң мөмин бәндилиримиздиндур[132]. лут һәқиқәтән пәйғәмбәрләрдиндур[133].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر