ибраһимму һәқиқәтән нуһниң диниға тәвәләрдин иди

өз вақтида ибраһим пәрвәрдигариға сағлам (йәни мушрикликтин, шәктин пак) дил билән кәлгән иди.

2028941
ибраһимму һәқиқәтән нуһниң диниға тәвәләрдин иди

ибраһимму һәқиқәтән нуһниң диниға тәвәләрдин иди

 түркийә авази радийоси: саффат сүриси, 83 -107 - айәтләр. ибраһимму һәқиқәтән нуһниң диниға тәвәләрдин иди[83]. өз вақтида ибраһим пәрвәрдигариға сағлам (йәни мушрикликтин, шәктин пак) дил билән кәлгән иди[84]. өз вақтида у атиси (азәр) гә вә қәвмигә (уларни әйибләп) ейтти: «силәр немигә ибадәт қиливатисиләр?[85] силәр аллаһни қойуп йалған илаһларға чоқунамсиләр?[86] аләмләрниң пәрвәрдигари болған (аллаһқа) немишқа гуман қилисиләр?»[87] у йултузларға қариди, андин: «мән һәқиқәтән кесәл болуп қалимән» деди[88 ـ 89]. улар униңдин йүз өрүп айрилишти (йәни уни ташлап кетишти)[90]. ибраһим аста уларниң бутлириниң йениға берип: «(мәсхирә қилиш йүзисидин, бу тамақтин) йемәмсиләр? немишқа гәп қилмайсиләр?» деди[91ـ92]. андин уларға йүзлинип оң қоли билән уруп пачақлашқа киришти[93]. улар (йәни қәвми) ибраһимниң йениға алдирап ـ салдирап келип: «биз уларға чоқунуватсақ, сән уларни чеқип ташламсән?» деди[94]. ибраһим ейтти: «(өзүңлар) ойуп йасиған бутларға чоқунамсиләр?[95]. һалбуки, силәрни вә йасиған нәрсәңларни аллаһ йаратқандур»[96]. улар: «ибраһим үчүн бир бина селиңлар, (уни отун билән толдуруп от йеқиңлар, от йанғанда) уни отқа ташлаңлар» деди. (улар ибраһимни отқа ташлаш билән) униңға суйиқәст қилмақчи болди[97]. биз (ибраһимни оттин саламәт қутқузуш билән) уларни мәғлуп қилдуқ[98]. ибраһим ейтти: «мән һәқиқәтән пәрвәрдигарим мени буйруған җайға һиҗрәт қилимән, у мени йетәкләйду[99]. пәрвәрдигарим! маңа бир йахши пәрзәнт ата қилғин»[100]. биз ибраһимға наһайити мулайим бир оғул билән хуш хәвәр бәрдуқ[101]. у ибраһимниң иш ـ күшлиригә йариғудәк болған чағда, ибраһим: «и оғлум! мән сени боғузлап қурбанлиқ қилишқа (әмр қилинип) чүшәптимән (пәйғәмбәрләрниң чүши һәқиқәттур вә уларниң ишлири аллаһниң әмри бойичә болиду), ойлап баққина! сениң қандақ пикриң бар?» деди. у ейтти: «и ата! немигә буйрулған болсаң, шуни иҗра қилғин, худа халиса (униңға) мени сәвр қилғучи таписән»[102]. иккиси (аллаһниң әмригә) бойсунди, ибраһим уни (йәни оғлини боғузлаш үчүн) йени йатқузди[103]. биз униңға: «и ибраһим! (һелиқи) чүшни ишқа ашурдуң (йәни чүшүңдә буйрулғанни бәҗа кәлтүрдүң)» дәп нида қилдуқ. биз һәқиқәтән йахши иш қилғучиларни мушундақ мукапатлаймиз[104ـ105]. бу һәқиқәтән рошән синақтур[106]. биз униң орниға чоң бир қурбанлиқни (йәни җәннәттин чиққан қочқарни) бәрдуқ[107].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر