капитанниң сайаһәт хатириси - самсун вә 19 - майниң әһмийити...

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «капитанниң сайаһәт хатириси» намлиқ сәһипимизниң йеңи санида, самсунни сайаһәт қилип, 19 – майниң түркийә тарихидики әһмийитигә мунасивәтлик учурлар билән тонушуп чиқимиз.

1990482
капитанниң сайаһәт хатириси - самсун вә 19 - майниң әһмийити...

капитанниң сайаһәт хатириси - самсун вә 19 - майниң әһмийити...

түркийә авази радийоси: 1919 - йилиниң 19 - май күни түркийә җумһурийити тарихида наһайити муһим әһмийәткә игә. чүнки биринчи дунйа уруши ахирлашқандин кейин, иттипақдаш дөләтләр мәғлубийәткә учрап, һәммә нәрсисидин айрилип қалған османли империйәсиниң земинлирини ишғал қилишқа  — өзара тәқсимлишишкә башлиғаниди. хәлқ мәһәллий сәвийәдә ишғал вә таҗавузчилиққа қаршилиқ көрситишкә башлиғаниди. самсун әнә шу қаршилиқ һәрикәтлири баш көтүргән җайларниң бири иди. османли армийәсиниң муһим қоманданлиридин мустапа камал әң ахирқи османли султани ваһдәттин тәрипидин самсундики гиретсийәликләр билән түркләр оттурисидики тоқунушқа хатимә бериш вә түркләрниң қоллиридики қоралларни йиғивелишқа буйрулди. мустапа камал узундин бери дөләт чүшүп қалған әһвалдин хәвәрдар иди. униңға тапшурулған бу вәзипә униң асаслиқ вәзиписиниң, башқичә ейтқанда, вәтәнни азад қилиш вәзиписиниң башлиниши болуп қалди. у бирликтә баридиған қомандан вә хадимларни өзи бәлгилигәндин кейин, истанбулдин «бандирма» намлиқ кона бир парахотқа олтуруп, самсонға қарап йолға чиқти.

сайаһәт кемимиз «сәййаһ»ниң һөрмәтлик йолучилири, бүгүн мән силәрни бир милләтниң йоқилиштин қутулуп, қайтидин қәд көтүрүшкә йүзлинишигә, қисқичә ейтқанда, түркийә тарихиниң бурулуш нуқтилириниң биригә шаһит болған җай —  самсунға елип баримән.

*  *  *  *

бандирма икки қетим чөкүп кетип қайта ремонт қилинған кона парахот иди. әнглийәликләрниң уни чөктүрүветидиғанлиқи тоғрисида миш - миш параңларму бар иди. мустапа камал ататүрк вә униң сәпдашлири буларниң һәммисигә тәвәккүл қилип, 5 - айниң 16 - күни бандирма парахоти билән истанбулдин йолға чиқип, үч күндин кейин йәни 1919 - йили 5 - айниң 19 - күни самсонға йетип баралиди. биз бүгүнки сайаһитимизни түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүрк самсунға тунҗи қәдимини қойған — түтүн пиристанидин башлаймиз. бу түркийә тарихидики әң муһим дәқиқиләрниң биригә шаһит болған тарихий пиристан؛ башқичә ейтқанда, бу йәр ататүрк түрк миллитини азад қилиш миллий күришини башлиған җай. түтүн пиристани әслигә асасән қайта қурулған болуп, бу йәрдики силәр көрүватқан бу мом һәйкәлләр мустапа камал ататүрк вә униң достлирини қарши елишқа барған самсун хәлқигә мәнсуп. пиристандин тартип таки ғази музейиғичә болған җайға «азадлиқ йоли» дәп нам берилгән болуп, пийадиләр йоли қилинған.

бизму бу йолни бойлап меңип, ғази музейиға барайли. бүгүнки күндә музей қилип ишлитиливатқан бу бина, әйни чағдики минтиқа палас меһманханиси болуп, мустапа камал паша 1919 - йили самсонға кәлгәндә мушу йәрдә турғаниди. бу аддийғина қилип селинған икки қәвәтлик бина. музейниң төвәнки қәвитидә ататүрк ишләткән қорал вә кийимләр көргәзмә қилинмақта. үстүнки қәвәтидә болса, ататүркниң нәрсә - керәклири, йатиқи, ататүрк вә униң сәпдашлириниң мом һәйкәллири бар. музейға йеқин ататүрк бағчисидики «шәрәп абидиси» самсунниң символи һесаблиниду. австирийәлик һәйкәлтираш хенирич кириппел лайиһәлигән бу абидә, мустәқиллиқ уруши башланған пәйткә вәкиллик қилиду.

әмди силәрни бандирма деңиз саһилиға елип берип, бандирма парахот музейи вә миллий муҗадәлә очуқ һава музейини көрситимән. бир милләтниң қайта туғулушида муһим рол ойниған бу <пишқәдәм> парахотни түркийә ичи – сиртидин кәлгән сайаһәтчиләр наһайити қизиқиш ичидә зийарәт қилиду. бу кона парахот ататүрк вә униң сәпдашлирини қара деңизниң шиддәтлик долқунлириға қаримай, истанбулдин самсонға елип келиду. бу муһим вәзипини орундиғандин кейин, бир мәзгил почта мулазимәтлиридә ишлитилиду вә түркийә җумһурийити елан қилинип узун өтмәйла, хизмәттин тохтитилиду. силәр көрүватқан бу парахот  йаки музей, бандирма парахотиниң рәсимлиригә асасән, охшаш чоңлуқта қайта йасалған нусхиси. қени һәммимиз бирликтә парахотқа чиқип, музейни зийарәт қилайли. силәр буниңдин бурун тарихниң йөнилиниш өзгәртишигә шаһит болған бирәр парахотқа чиқип баққанмидиңлар?!

парахот музейини зийарәт қилғандин кейин, нөвәт музейниң очуқ һава қисмини екскурсийә қилишқа кәлди. миллий муҗадәлә үсти очуқ музейиниң көлими чоң болуп, бу йәрдә түрк миллитиниң мустәқиллиқ уруши мәзгиллиридики тилларда дастан күрәшлири тәсвирләнгән түркийәниң әң узун сапал буйум рәсимлири саһәси бар.

1919 - йили 5 - айниң 19 - күни түрк миллитигә нисбәтән тарихниң йөнилиши өзгәргән күн,  униңға шаһит болған җай болса, самсундур. бүгүн силәргә түркийә җумһурийитиниң муһим тарихлириниң бирини сөзләп бәргән һалда самсонни айлинип чиқтуқ. әлвәттә, самсун буниң биләнла чәклинип қалмайду. келәр һәптә мушу йәр вә дәл мушу вақитта «сәййаһ»имизға олтуруп, униң бир – биридин һәйран қаларлиқ тәбиий мәнзирилирини көрүшни башлаймиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر