йүрәк сағламлиқини қоғдайдиған йемәкликләр вә дора-дәрманлар

шипа булиқи (15)

1921007
йүрәк сағламлиқини қоғдайдиған йемәкликләр вә дора-дәрманлар

йүрәк сағламлиқини қоғдайдиған йемәкликләр вә дора-дәрманлар

(доктор мәһмәт учар)

йүрәк сағламлиқини қоғдайдиған йемәкликләр вә дора-дәрманлар төвәндикичә:

 

  • белиқ

салмон белиқи, маккерел белиқи вә туннус белиқи қатарлиқ белиқларниң тәркибидә йуқири миқдарда омега - 3 йағ кислатаси бар болуп, йүрәк сағламлиқиға интайин пайдилиқ. белиқ қан уйулушни азайтиш арқилиқ ретим қалаймиқанлишишниң алдини алиду.

  • қизил мевә – чевиләр

бөлҗүргән, қариөрүк, малина вә қизил ейқүзүми қатарлиқ йүрәккә пайдилиқ мевә – чевиләр, болупму қан бесимни тәңпуңлаштуруп, қан томур мәсилилирини түгитиду.

  • персейә нәшпүти

персейә нәшпүти һәм озуқлиништа һәм йүрәкниң даимлиқ хизмитидә үнүми интайин йуқиридур. шуниң билән бир вақитта, холестерин нисбитини тәңпуңлаштуралайсиз.

  • пурчақ

ақсил вә карбон су бирикмилириниң йардимидә озуқлуқ қиммити йуқири йемәклик болуп, үчәйни тәңшәйду, һәмдә тоқлуқ һес – туйғусини қозғитиши сәвәбидин дийәт тутуватқанлар үчүн пайдилиқтур.

  • мәрвайитгүл

бир  апқур қайнитилған мәрвайитгүл бәдәнниң күндилик витамин B еһтийаҗиниң% 66 ини қандуриду.

  • зиғир

йүрәк қан томур кесәлликлиридин сақлайду. шуниң билән бир вақитта, күндә бир қетим қетиқ йаки сүт билән биллә истемал қилғанда, даимлиқ ачлиқ туйғусини йоқитиду.

  • алма

тәркибидә ерийдиған вә еримәйдиған 2 хил тала болиду. ерийдиған «пектин» таласиниң йардимидә холестеринни төвәнлитиду.

  • арпа

начар холестеринни төвәнлитиду.

  • паләк

тәркибидики оксидлинишқа қарши турғучи маддиларниң йардимидә, созулма характерлик кесәлликләрниң һәрикитини астилитиду.

  • банан

тәркибидики калий сәвәбидин минерал амбири болуп, йуқири қан бесим вә начар холестеринни төвәнлитиду.

  • қизилча

калий вә йопурмақ кислатасиниң мол мәнбәси болуп, калорийә миқдари интайин төвәндур. униңда көктатлар ичидики әң тәбиий шекәр бар.

  • зәйтун йеғи

йүрәк қан томур кесәлликлиридин сақлап, начар холестеринни төвәнлитиду. күнигә 2-3 қошуқтин артуқ истемал қилмаң.

  • самсақ

тәркибидики озуқлуқ маддилар сәвәбидин қан томурларниң қетишишиниң алдини елиш арқилиқ таҗисиман йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини азайтиду. һәр күни 1 чиш самсақ истемал қилиш мувапиқтур.

  • белиқ мейи

қанаш вақтини узартиду, һәмдә қан томур қетишишни азайтишта үнүмлүк рол ойнайду. тәркибидики омега -3 йағ кислатасиниң оксидлинишқа қарши туруш иқтидари йуқири.

  • йаңақ, хасиң, хам бадам

начар холестеринни төвәнлитиду, йахши холестеринни ашуриду, қандики уйулушни азайтиду вә триглитсеридниң миқдарини төвәнлитиду. һәр күни 2-3 йаңақ, 8-10 хам бадам йаки хасиң истемал қилиң.

  • йешил чай

тәркибидики актип маддилири вә оксидлинишқа қарши туруш иқтидари сәвәбидин йүрәк кесәлликлириниң алдини елишта үнүмлүк рол ойнайду. қара чай вә қәһвә истемал қилишниң орниға, йешил чай, чөл йалпузи, бәлизгүл вә бәдийан қатарлиқ өсүмлүк чайлирини көпрәк истемал қилиш керәк.

  • пәмидур-тавуз

тәтқиқатлар шуни испатлидики, тәркибидә оксидлинишқа қарши турғучи маддилар көп болғачқа, пәмидур-тавуз йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини төвәнлитиду.

  • сериқ пурчақ

тәтқиқатларда испатлинишичә, һәр күни 25 гирам сериқ пурчақ истемал қилғанда, йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини төвәнләткили болидикән.

  • роземарийә

бәдәндики йаллуғ һәрикәтлириниң тәсирини азайтиш арқилиқ йүрәк қан томур сағламлиқиға төһпә қошиду. шуниң билән бир вақитта, униң тәбиий оксидлинишқа қарши туруш роли омумий сағламлиққа пайдилиқтур.

  • зәпәр

оксидлинишқа қарши туруш иқтидариға игә зәпәр қан томур қурулмисини қоғдайду вә бәдәндики йаллуғни азайтиду. униң йәнә холестеринни төвәнлитиш ролиму бар.

  • чөл рәйһини

оксидлинишқа қарши туруш вә йаллуғ қайтуруш роли түпәйли қан томур сағламлиқини қоғдашқа төһпә қошиду. униң йәнә холестеринни төвәнлитиш ролиму бар.

  • йумғақсүт

иммунитет системисини күчәйтиду, һәзим йахши болмаслиққа пайдилиқ болупла қалмай, қандики холестеринниң миқдарини төвәнлитиду вә йуқири қан бесимни контрол қилишқа төһпә қошиду.

  • зирә

бәдәндики йаллуғни азайтиду. буниңдин башқа йәнә, қандики қәнт миқдарини төвәнлитишкә, қан бесимни тәңшәшкә төһпә қошиду, һәмдә қанни суйулдуруш арқилиқ қан томур сағламлиқиға актип тәсир көрситиду.

  • зәнҗивил

бәдәнниң қаршилиқ күчини ашуридиған зәнҗивилниң оксидлинишқа қарши туруш вә йаллуғ қайтуруш роли бар. у йәнә, томур дивариға актип тәсир көрситиш арқилиқ қан бесимни контрол қилишни асанлаштуриду.

  • сумақ

қандики қәнт миқдарини төвәнлитишкә йардәм бериду. бу арқилиқ томурлар қандики қәнтниң зийанлиқ тәсиридин сақлиниду.

  • пиннә

оксидлинишқа қарши туруш ролиниң тәсиридә томурларни қоғдайду. йүрәк ритими вә қан бесимни тәңшәшкә йардәм бериду. буниңдин башқа йәнә, бесимни йәңгиллитиш вә бәдәнни арам алдуруш ролиға игә.

  • қаримуч

қаримучниң оксидлинишқа қарши туруш вә йаллуғ қайтуруш роли бардур. у йәнә, йағ һүҗәйрилириниң бузулушини ашуруш арқилиқ оруқлашни асанлаштуриду.

дарчин

дарчинниң холестерин вә қандики қәнтни төвәнлитиш роли бар. һәр күни 1 чай қошуқи истемал қилғанда, йүрәк қан томур сағламлиқиға төһпә қошиду.

  • самсақ талқини

 оксидлинишқа қарши турғучи қуруқ самсақ, дастихинимизниң кәм болса болмайдиған тетитқулиридин бири. самсақ талқини тамаққа тәм киргүзүпла қалмай, йәнә қан бесимни контрол қилишқа йардәм бериду.

  • зәрчивә

бәдәнниң мудапиә механизмини күчәйтиду, һәмдә томур диварини қоғдаш арқилиқ йуқири қан бесимни контрол қилишқа йардәм бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر