аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур

аллаһ асманларни түврүксиз йараттики, силәр уни көрүп туруватисиләр

1899135
аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур

аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур

түркийә авази радийоси: лоқман сүриси, 1 - 10 - айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

әлиф, лам, мим[1]. бу, һекмәтлик китабниң айәтлиридур[2]. (у) (тәдил әркан билән) намаз оқуйдиған, (аллаһниң рәзасини тиләш йүзисидин көңүл азадилики билән) закат беридиған вә ахирәткә җәзмән ишинидиған йахши иш қилғучи кишиләргә һидайәттур вә рәһмәттур[3ـ4]. ашулар (йәни йуқириқи сүпәтләргә игә кишиләр) пәрвәрдигариниң тоғра йолида болғучилардур, әнә шулар мәқсәткә еришкүчиләрдур[5]. бәзи кишиләр билимсизликтин, (кишиләрни) аллаһниң йолидин аздуруш үчүн биһудә гәпләрни сетивалиду вә аллаһниң йолини мәсхирә қилиду, әнә шулар хор қилғучи азабқа дучар болиду[6]. әгәр униңға бизниң айәтлиримиз (йәни қуран айәтлири) оқуп берилсә, гойа уни аңлимиғандәк, икки қулиқи еғирлишип қалғандәк (аллаһниң айәтлиригә қулақ селиштин) тәкәббурлуқ билән йүз өрүйду, (и муһәммәд!) униңға қаттиқ азаб билән хуш хәвәр бәргин[7]. шүбһисизки, иман ейтқанлар вә йахши әмәлләрни қилғанлар назунемәтлик җәннәтләргә кириду[8]. у җәннәтләрдә улар мәңгү қалиду. бу аллаһниң раст вәдисидур (аллаһ вәдисигә хилаплиқ қилмайду), аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур[9]. аллаһ асманларни түврүксиз йараттики, силәр уни көрүп туруватисиләр, йәр тәврәп силәрни хатирҗәмсиз қилмисун дәп, йәрдә тағларни орнатти, земинда түрлүк җандарларни таратти, булуттин йамғур сүйини чүшүрүп, униң билән земинда түрлүк пайдилиқ өсүмлүкләрни өстүрдуқ[10].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر