мор габриел монастири

нәсилхан дәгирмәнчиоғлу тәрипидин тәййарланған «анадолуниң тунҗилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, мардин мидйаттики мор (әвлийа) габриел монастири һәққидә тохтилип өтимиз.

1886217
мор габриел монастири

мор габриел монастири

түркийә авази радийоси: анадолу нәччә миң йилдин буйан қәдимки мәдәнийәтләргә бағрини ечип, охшимиған күлтүр вә дөләтләрни йашнитип кәлди؛ мәдәнийәтләр бу земинға арқа - арқидин йетип келип тәрәққий қилди. анадолу земинлири уларниң һәр бирини кәң қорсақлиқ вә һөрмәт билән қарши елип, охшимиған әнәнә, охшимиған тил вә охшимиған етиқадлар билән йуғурулған маканға айланди. шундақ, анадолу бу етиқадларниң нурғун муқәддәс җайлири вә бинакарлиқ қурулушлириниң маканидур. бу йәр нәччә миң йилниң шаһитлиқи, мисли көрүлмигән «тунҗилар» вә «әң қәдимки йадикарлиқлар» ни көз алдимизда намайан қилиду. шу вәҗидин, сәһипимиздә байан қилғанлиримизниң көпинчиси, анадолуниңла әмәс, бәлки дунйаниңму тунҗилиридиндур.

мор габриел монастириму бу земинлардики мәдәнийәт байлиқини әкс әттүрүп беридиған, анадолу мозайкисини тәшкил қилидиған муһим җайларниң бири һесаблиниду؛ мор габриел монастири ассурлар өзлириниң вәтини һәмдә муқәддәс макани дәп қарайдиған тур абдин райониға җайлашқан. ассурлар бүгүнки мардинниң мидйат районини өз ичигә алидиған җайни тур абдин дәп атайду. хиристийан дининиң дәсләпки дәвридин башлапла бу районда нурғун дуа -тилавәт сорунлири вә монастирлар селиниду. селиниш услуби пәрқлиқ болған бу қурулушлар, ассур ортодокс җамаитиниң өзгичә бинакарлиқ йадикарлиқлири дәп қарилиду.

бүгүнки күндә тур абдин, башқичә ейтқанда, мардин мидйат әтрапи кейинки қәдимки вә оттура әсир черкав вә монастирлири билән б д т маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати — йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири мувәққәт тизимликидин орун алмақта. әнәнси, күлтүри вә қәдимки хәлқлири билән бүгүни вә өтмүши өзара гирәлишип кәткән район. мор габриел монастири дунйадики һазирму ишлитиливатқан әң қәдимки ассур ортодокс монастири болуп, 1600 йиллиқ тарихқа игә бу монастир, ассур тилида «һайат монаситири» йаки «поплар өйи» дегән мәнидә «дәйрулумур» дәпму атилиду. «мор» сөзи «әвлийа» дегән мәнини билдүриду.

* * * * *

мор габриел монастириму башқа барлиқ монастирларға охшаш нормал турмуш еқимидин йирақ, кишиләр асанлиқчә йетип баралмайдиған дуб дәрәхзарлиқиниң оттурисидики егиз бир йәргә — мәзкур районға хас башқа қурулушларға охшаш — сериқ һак тешидин йасалған болуп, көзни қамаштуридиған таш һүнәрвәнчилики, һәйвити вә заманға доел елан қилиши кишиләрниң диққитини тартиду. көргәнләр униң нәччә йүз йил бурун йасалғанлиқиға ишинәлмәйла қалиду.

дунйаниң әң қәдимки монастири мор габриелда «һәзрити исаниң қени вә гөши»гә символлуқ қилидиған болғачқа, үзүм вә асма нәқишләр көпләп ишлитилгән болуп, бина хилвәтгаһлири, мунари, гүмбәзлик қурулушлири вә балконлардин тәркиб тапиду. лекин, бинаниң чоң черкав, мәрйәм ана черкави, чөмүлдүрүш өйи вә әвлийалар өйидин биарәт төт бөлики зийарәтчиләргә очуқ. чоң черкавниң алтун мозайкилиқ туруслири алаһидә диққәтни тартиду. дунйадики әң қәдимки мозайка йапқучлириниң бири болған бу мозайка, түркийәдики әң қәдимки өгзә мозайкиси һесаблиниду. әпсуски, моңғул истеласи мәзгилидә бу қурулушниң мутләқ көп қисми булаң-талаң вә вәйран қилинған.

монастирниң диққәтни тартидиған йәнә бир йери әвлийалар өйидур. бу йәрдә он бәш орунға дәпнә қилинған он икки миң попниң қәбриси бар. әвлийалар өйи тур абдин районидики әң чоң мәқбәриләрниң бири һесаблиниду. поплар бу қәбриләргә шәрқ тәрәпкә қарап олтурған һаләттә дәпнә қилинған. бу монастирға исми қойулған мор габриел болса, кәмтәрликниң намайәндиси сүпитидә тавутқа селип әмәс, бәлки йәргә олтурған һаләттә дәпнә қилинған.

мор габриел монастири, ассурлар үчүн интайин муһим болуп, улар уни иккинчи қуддус дәп қарайду. диний тәләпләрни орундаш арқилиқ монастирни йәттә қетим зийарәт қилғанлар һаҗи болған болиду.

ассурлар месопотамиййәдики қәдимки милләтләрниң бири болуп, хиристийан динини қобул қилған тунҗи хәлқ һесаблиниду. 5500 йиллиқ тарихқа игә бу милләт, бу земинларда нәччә миң йилдин буйан йашнап кәлгән анадолу байлиқиниң намайәндисидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر