самандағ саһили

биливелиң - 49

1865412
самандағ саһили

самандағ саһили

дунйа бойичә әң узун деңиз саһиллиридин бириниң түркийәдә икәнликини биләмсиз?

түркийәниң җәнубиға, хатай вилайити чегралириға җайлашқан вә узунлуқи 14 километир келидиған «самандағ деңиз саһили», дунйа бойичә әң узун деңиз саһиллиридин биридур. түркийәниңму әң узун деңиз саһили болған «самандағ деңиз саһили», йәнә хәлқниң пайдилинишиға ечиветилгән аммиви деңиз саһили һесаблиниду. гәрчә бу деңиз саһилидики деңиз бәзи пәсилләрдә бир қәдәр долқунлуқ болсиму, әмма күздә тинчлиниду.

деңиз бойиға җайлашқан «титус тонели» му көрүшкә әрзийдиған җайларниң бири. рим империйәси дәвридә миладийә 1-әсирдә йасалған бу тонел, инсан қоли билән йасалған тунҗи узун тонел һесаблиниду. пүтүнләй тағ ичигә ойулған, узунлуқи 1380 метир, егизлики 7 метир, кәңлики 6 метир келидиған тонел, тағлардин чүшкән суниң портқа тәсир көрсәтмәслики үчүн йасалғандур. тонелниң деңиз тәрипидики кириш еғизиға йеқин бир җайда болса, ичидә нурғун таш қәбриләр бар бәшикли ғар вә бираз алди тәрипигә муһим қәдимки порт шәһири болған селйукийа пиерйа җайлашқан.

«самандағ саһили» нәсли түгәш алдида туруватқан челонийә мидас вә каретта каретта деңиз ташпақилири үчүн дунйадики аз сандики тухум туғуш вә көпийиш саһәлиридин бири болуш сүпити биләнму наһайити зор әһмийәткә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر