натониң йеңи истиратегийәлик чүшәнчисидә хитай вә русийә

күнтәртип вә анализ (44)

1850637
натониң йеңи истиратегийәлик чүшәнчисидә хитай вә русийә

натониң йеңи истиратегийәлик чүшәнчисидә хитай вә русийә

күнтәртип вә анализ (44)

(мурат йешил таш)

«күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң директори шундақла йазғучиси дотсент доктор мурат йешил таш тәрипидин тәййарланған «натониң йеңи истиратегийәлик чүшәнчисидә хитай вә русийә» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** ****** ***** ****** ****

29- ийунда мадридта өткүзүлгән рәһбәрләр йиғинида, натониң (шималий атлантик әһди тәшкилати) йеңи истратегийәлик чүшәнчиси қобул қилинди. илгирики истратегийәлик чүшәнчисигә селиштурғанда бихәтәрлик муһитидики еғир өзгириш натониң йеңи истратегийәилик чүшәнчисини түптин өзгәртти. бу даиридә, 2010-йилдики һөҗҗәттә муһити тинч икәнлики байан қилинған йавро-атлантик окйан райониниң русийәниң таҗавузчилиқи сәвәбидин тинчлиқ муһитидин айрилғанлиқи вә иттипаққа әза бирәр дөләтниң кәлгүсидә һуҗумға учраш еһтималлиқиға сәл қарашқа болмайдиғанлиқи билдүрүлди.

алдинқи һөҗҗәттә, русийәниң шерикчиликидә йадро қоралларни азайтиш, қоралларни контрол қилиш шәртнамиси вә омумий нуқтидин қоралсизлиниш қатарлиқ мәсилиләр муһим орунға игә болған болса, йеңи һөҗҗәттә, бу тиришчанлиқларниң асасән русийәниң позитсийәлири сәвәбидин җиддийләшкән истратегийәлик муқимлиқниң сәлбий тәсиргә учриғанлиқи тәкитләнди.  йәнә бир тәрәптин, гәрчә алдинқи һөҗҗәткә киргүзүлмигән болсиму, иран вә шималий корейәниң йадро вә баллистик пирограммилирини тәрәққий қилдурушни давамлаштуруватқанлиқи, сүрийә, шималий корейә вә русийәниң болса, дөләттин ташқири қораллиқ актийорлар билән бирликтә химийәлик қорал ишләткәнлики билдүрүлди.

йеңи истратегийәлик чүшәнчидә, натониң асаслиқ вәзипилири сақлап қелинди. буниңға асасән иттипақниң үч асаслиқ вәзиписи давамлишиду. булар: тәһдит вә мудапиә, киризисниң алдини елиш вә башқуруш шундақла һәмкарлиқ бихәтәрликидур. шундақтиму буларға қошумчә иҗтимаий иластикилиқниң муһим әһмийитигә қаритилған тәкитниң алаһидә күчәйгәнликини тилға елишқа болиду. чүнки чүшәнчә районида иластикилиқниң үч асаслиқ вәзиписини орунлашта «һалқилиқ» әһмийәткә игә икәнлики билдүрүлмәктә. русийәниң украинаға қилған һуҗуми сәвәбидин йеңи һөҗҗәттә иттипақниң бәшинчи маддиси болған коллектип мудапиә даирисидә, мудапиә вә алдини елиш иқтидарини көрүнәрлик дәриҗидә күчәйтишниң лазимлиқи тәкитләнди.

 

йәнә бир тәрәптин, йадро қораллар мәвҗутла болидикән, натониңму йадро иттипақи болуп қалидиғанлиқиға даир қаришиниң давамлишидиғанлиқи билдүрүлди. буниңдин башқа йәнә, натониң йадро қоралиниң мәқситиниң тинчлиқни қоғдаш,таҗавузчилиқ вә тәһдит селиш қилмишлириниң алдини елиш икәнлики тәкитләнгәндин кейин, натониң һәр қандақ рәқибигә қарши ишәнчлик бир чекиндүргүч күчкә капаләтлик қилиш иқтидари вә ирадиси барлиқи уқтурулди.

тәрәққий қилған вәйран қилғуч техникиларниң һәм пурсәт, һәм хәвп икәнлики, бу техникиларниң тоқунушниң характерини өзгәртивәткәнлики, техиму истратегийәлик әһмийәткә игә болғанлиқи вә дунйави риқабәтниң асаслиқ саһәлиригә айланғанлиқи тәкитләнди. бу мәнидин ейтқанда, техника үстүнлүкиниң җәң мәйданидики ғәлибигә барғансери техиму чоң тәсир көрситиватқанлиқи билдүрүлди. тәһдит муһитиниң күнсери күчийишигә әгишип иластикилиқниң муһим әһмийити тәкитләнди. бу даиридә, натониң дөләт вә коллектип җәһәттин иластикилиқини вә техника әвзәлликини күчәйтидиғанлиқи байан қилинди. йәнә бир тәрәптин, үнүмлүк мудапиә вә чекиндүргүч күч үчүн техника нуқтисида аләм бошлуқи вә аләм бошлуқи тор саһәсигә үзлүксиз киришниң интайин муһимлиқи оттуриға қойулди. бу мәнидин ейтқанда, аләм бошлуқи тор саһәси вә аләм бошлуқи саһәсидә көрүлидиған һуҗумларниң «қораллиқ һуҗум сәвийәсигә йетиши мумкинлики» һәмдә иттипақниң 5-маддисини ишқа селишни кәлтүрүп чиқириши мумкинликиниң тилға елиниши алаһидә диққәт тартти.

натониң йеңи истратегийәлик чүшәнчисидә русийәгә айрилған рол үзүл-кесил өзгәргән вәзийәттә турмақта. буниңдин кейин, русийәниң дүшмәнләрчә сийасити вә һәрикити сәвәбидин илгирики һөҗҗәттикигә охшаш шерик қатарида көрүшкә болмайдиғанлиқи билдүрүлди. йеңи чүшәнчидә иттипақдашларниң бихәтәрлики вә йавро-атлантик окйанниң тинчлиқи һәмдә муқимлиқиға нисбәтән русийә әң муһим вә биваситә тәһдит дәп көрситилди. йеңи һөҗҗәттә йәнә, күтүлгинидәк хитайға нисбәтән муһим орун аҗритилди. бу нуқтида, хитайға қарши ениқ вә қаттиқ тил ишлитилди. хитайниң деңиз, аләм бошлуқи вә интернет тори қатарлиқ саһәләрдә қаидә - пиринсип асасидики хәлқара тәртипкә «бузғунчилиқ қилишқа» урунуватқанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر