т р т дунйаға даңлиқ йаш мутәхәссисләрни өзара учраштурди

дунйаға даңлиқ йашларни өзара учраштурған «NEXT by TRT World Forum» йиғиниға көп санда киши қатнашти

1827148
т р т дунйаға даңлиқ йаш мутәхәссисләрни өзара учраштурди

түркийә авази радийоси: 2017 - йилдин башлап дунйадики муһим дунйави мәсилиләрни күнтәртипигә елип келиватқан т р т  дунйа мунбириниң йашларға атап мәхсус орунлаштурған «NEXT by TRT World Forum» өз саһәсиниң дунйаға даңлиқ мутәхәссислири вә нурғун йашларниң иштирак қилиши билән  зорлу сәнәт мәркизидә өткүзүлди. миңларчә киши иштирак қилған паалийәт җәрйанида техникидин метавирсғичә,  NFT  сехидин аләм сайаһитигичә болған нурғун темилар музакирә қилинди.

2017 - йилдин бойан дунйадики муһим мәсилиләр һәққидә муһакимә йүргүзүшкә сәһнә һазирлап келиватқан «т р т дунйа мунбири», өз саһәлиридә өзгириш пәйда қилған журналистлар, академиклар, аммиви тәшкилатларниң әзалири вә игилик тиклигүчиләр садалирини йаңритип өзара пикир алмаштуридиған йеңи бир супа тәсис қилди. 14 - май шәнбә күни зорлу сәнәт мәркизидә өткүзүлгән «NEXT by TRT World Forum» дә, өз саһәлириниң мутәхәссислири йашлар билән учришип, йашларниң кәлгүсини шәкилләндүрүштики күчи вә роли тоғрисида сөһбәтләшти.

т р т баш мудири собаҗи: « NEXT йашлар билән вә кәлгүсини учраштуридиған бир орунлаштуруш» деди.

«метаверс вә медийа: әң йеңи техника йүзлиниши ахбаратчилиққа қандақ тәсир көрситиду?» намлиқ йиғинға иштирак қилип, йашлар билән бирликтә сөзлигүчиләрниң қарашлириға қулақ салған т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи, йашларға хитаб қилип: « NEXTйашлар билән кәлгүсини өзара учраштуридиған бир орунлаштуруш. йашлиқ билән кәлгүси бир йәргә кәлгәндә, униңға чоқум үчинчи бир уқумни қошушимизға тоғра келиду. у болсиму, үмид уқуми. әмәлийәттә, дунйаниң омумий әһвалиға қарайдиған болсақ, мәсилиләрниң техиму сәзгүр нуқтида туруватқанлиқини көримиз. биз бу мәсилиләрни һәл қилиш үчүн бәзи қарарларни чиқиришқа тиришиватимиз,  кеңишиш суписи қурмақчи болуватимиз, әмма бир нәрсини қолдин берип қойуватимиз. у болсиму, муһим байлиқ һесаблинидиған йашлардур. шуңлашқа биз NEXT  ни тәшкиллидуқ, (диққәтни) йашларға мәркәзләштүрмәкчи болдуқ. чүнки йашлиқта, йашларниң характеридә иҗадчанлиқ, тәсәввур, йеңилиқ йаритиш идийәси вә һайатий күч бар. әгәр сиз бу һайатий күчни, иҗадий пикир вә йеңилиқ йаритиш роһини мәсилиләрни һәл қилишқа мусаписигә қатнаштурмисиңиз, бүгүнки мәсилиләрни һәл қилишта техиму еғир қийинчилиққа дуч келисиз. шуңлашқа, технологийәни алдинқи әвладларға қариғанда техиму иҗадий вә мәсилә һәл қилидиған шәкилдә ишлитидиған йашларни бу байрақниң астиға топлашни қарар қилдуқ.

тармақ йиғинларда «өзгириш вә тәрәққийат» амилиниң әһмийити тәкитләнди

йәршаримизниң сақлиниватқан мәсилилиридин тартип аләм сайаһитигичә, техникиниң тәрәққий қилишидин тартип җәмийәтләрниң заваллиққа йүзлинишигичә, һазирий истемал қилиниватқан мәзмунлардин тартип хизмәт моделлириғичә болған нурғун соал вә мәсилиләр муһакимә қилинған  «NEXT by TRT World Forum» ға түркийә вә дунйаниң йаш мутәхәссислири қатнашти. йашларниң дунйаниң өзгиришигә қошидиған төһписи алаһидә тәкитләнгән паалийәттә «актип пуқралиқ» уқумини тәкитлигән кишиләрниң бири «сосйалбән» вәхпиниң қурғучиси әҗә чифтчи болди.  «йашлар болуш сүпитимиз билән, өз дөлитимиз үчүн немини арзу қилсақ, дунйа үчүнму охшаш нәрсини арзу қилимиз» дегән чифтчи, «һәмкарлиқ»ниң әһмийитини тәкитлиди.

дунйаниң тунҗи метаверс қурғучилири җан йурдақул, файсал у-к, сара әлҗамал вә бәгүм айдиноғлу болса, метаверсниң йеңи дунйаниң шәкиллинишигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи тоғрисидики сөһбәт йиғиниға қатнашти. метаверс арқилиқ чеграларниң бузуп ташлинип, дунйаниң техиму кеңәйгәнликини билдүргән метаверс қурғучилири, йашларниң бу саһәдә қандақ ишларни ройапқа чиқарғанлиқини иштиракчилар билән ортақлашти.

килимат киризиси тоғрисидики «сәййарә үчүн садайиңни йаңрат: йашларниң килимат һәрикити» намлиқ сөһбәт йиғиниға барлиқ иштиракчилар қизиқиш билән қатнашти. йаш килимат паалийәтчиси шйе бастида сөһбәт йиғинида сөз қилип: «мән чоңларниң көзигә қарап, уларға <кәлгүсимдин қорқушни халимаймән> дәймән. мән 2050 - йили 1 милйон 200 миң килимат мусапирини көрүшни халимаймән. мәнә йәнә дунйаниң %90 ини йашашқа болмайдиған һаләттә көрүшни халимаймән » деди. йәнә шу йиғинда сөз қилған нешад шафи: «бизниң әрәб йашлар килимат һәрикитини қозғитишимиздики сәвәб, райондики йашларниң авазини аңлаштин ибарәт. бәзидә йәршари килимат һәрикитини пәқәт ақ тәнликләргә хас бир иштәкла ойлаймән. таратқулар һәмишә ғәрбтики килимат йиғинлириға әһмийәт бериду» деди.

йашларға NFT  дин метаверсқичә болған нурғун темилар тоғрисида тәҗрибиләр байан қилип берилди

асасий сәһнидики йиғинлардин башқа, параллел сәһнидиләрдиму нурғун паалийәтләр өткүзүлди.  NFT   сехидин рәқәмлик рәсимләргичә, алаһидә меһманлар билән елип берилған сөһбәтләрдин мәвһум реаллиққичә болған нурғун нәрсиләрни синап тәҗрибигә игә болған йашлар, «NEXT by TRT World Forum»  сайисида һәм өзара, һәм район һәмдә хәлқара сәвийәдики нурғун тәшкилатлар билән һәмкарлиқ орнитишниң һузурини сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر