кәлгүсиниң иннтернети <WEB 3.0> дунйаға қандақ өзгириш елип келиду?

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 22

1768623
кәлгүсиниң иннтернети <WEB 3.0> дунйаға қандақ өзгириш елип келиду?

кәлгүсиниң иннтернети <WEB 3.0> дунйаға қандақ өзгириш елип келиду?

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 22

гамзә дәмәч сибич

***********

һөрмәтлик түркийә авази радийоси уйғурчә аңлитишиниң қәлб достлири! қишниң бу гүзәл күнидә пайтәхт әнқәрәдин һәммиңларға салам. һайат гүзәлдур, һәмдә йеңи нәрсиләрни өгинишму шундақ… бүгүн биз силәргә «кәлгүсиниң иннтернети <WEB 3.0> дунйаға қандақ өзгириш елип келиду?» темилиқ йеңилиқни тонуштуримиз.

2021-йили һайатимизға йеңи техникилиқ аталғулар елип кирди. шифирлиқ пуллар селинмиларға техиму көп ишлитилди. метаболизм алими кеңәйди, һәтта йәр сетишму башланди. буларниң һәммисини мумкин қилидиғини «кәлгүсиниң интернети» дәп атиалған «WEB 3.0» торидур.

«WEB 3.0» үчинчи әвлад интернет дегәнлик болиду.

әң аддий шәкилдә сүний идрак иқтидари билән қоралланған очуқ машина дәп тәсвирлисиму йаки өгиниш арқилиқ өзини тәрәққий қилдүридиған машина дейишкиму болиду. лекин бу йеңи әвлад интернетниң башқилардин пәрқлинидиған әң чоң алаһидилики, мәркизи күчләр тәрипидин контрол қилинмайдиғанлиқидур. шифирлиқ пул ишлитидиған тосуш системиси арқилиқ мустәқил интернетниң йолини ачқанлиқидур. башқичә қилип ейтқанда, интернетниң күчи вә контроллуқини бир қанчә чоң ширкәттин елип йумшақ деталға йөткигәнликидур.

әгәр бу уқумлар сизни гаңгиритип қойғуватқан болса, алдинқи икки әвлад интернетни чүшәндүрүп, охшимаслиқларға қарашқа тоғра келиду.

интернетниң дәсләпки дәври: WEB 1.0

интернетниң иптидаий дәври дәп ениқлима беришкә болидиған WEB 1.0 дә, абонтлар пәқәт көрүрмән, аңлиғучи вә оқурмән шәклидә тақ йөнилишлик алақә қилалайти. ишләткүчи қаршидики мулазиметирға улинип, тор бәттики учурларни зийарәт қилип, бәтни тақайтти. тордики башқа ишләткүчиләр билән алақә орниталмайтти. елим – сетим қилалмайтти вә көргән учурларға дәхли қилалмайтти. лекин бу пассип мәзгил WEB 2.0 ниң һайатимизға кириши билән өзгәрди вә дунйаниму баштин ахир өзгәртишкә башлиди.

интернеттә актип ишләткүчи дәври: WEB 2.0

иккинчи әвлад интернет тор сүритиниң ешиши вә мәзмунниң кеңийиши биләнла чәклинип қалмиди. обинтлар торда ортақ ишлитидиған учурларни бир - бири билән һәмбәһирләйдиған торға айланди. бу дәврниң дәсләпки басқучида елхәт, телефон программилири вә билоглар пәйда болди. кейинчәGoogle , Facebook , Twitter вә YouTube қатарлиқ тор бекәтләр һайатимизға кирди.

шундақ қилип, кишиләр чәклик болсиму, интернеткә  төһпә қошушқа вә қатнишишқа башлиди. лекин бу қатнишиш һайатимизға учур булғиниши, санлиқ мәлуматқа хилаплиқ қилиш вә тор җинайитиниму елип кәлди. шуниң билән бир вақитта йәнә, йуқири тәләп вә техиму чоң үмид WEB 2.0 ниң сиғимчанлиқини қейинлаштурушқа башлиди. дәл мушу нуқтида интернеттә йеңи инқилаб еһтийаҗи туғулди вә WEB 3.0 ниң йолини ачти.

«WEB 3.0» дәвридә интернетниң күчи ишләткүчиниң қолиға өтиду

үчинчи әвлад интернеттә, һәр бир ишләткүчи вә башқурғучи «ортақ тонуш келишимнамиси» дәп аталған муқим кодлуқ қаидиләргә риайә қилиду. бу арқилиқ интернеттики мәркәзчилик йоқилиду вә абонтларниң һәмбәһирлишишини асас қилған система барлиққа келиду.

мәркәзчиликтин халий торниң очуқлиқи, һечқандақ тәрәпниң санлиқ мәлуматларни контрол қиливалалмайдиған йаки зийарәтни чәклимигә учриталмайдиғанлиқини билдүриду. һәммәйлән мәркизий бир ширкәтниң рухситисиз охшимиған әпләрни қуралайду вә алақә қилалайду.

WEB 3.0 арқилиқ һәр бир иҗтимаий супа үчүн айрим бир һесаб ечишқа еһтийаҗиңиз қалмайду. пәқәт бирла һесаб билән супилар арисида кашилисиз алмишалайсиз вә учурларни көрәләйсиз. йиғип ейтқанда, үчинчи әвлад интернет ишләткүчиләрни техиму көп иқтидарға игә қилип, метаболизм алимигә йол ачиду.

WEB 3.0 да қандақ хәтәрләр мәвҗут?

Web 3.0 мәркизий күчләрдин йирақлишип, контроллуқи ишләткүчиниң қолида болидиған, техиму кәң вә бихәтәр интернет болидиғанлиқини вәдә қилмақта. лекин, һазирқи күндә тордики әң чоң мәсилә болуватқан нәпрәт сөзлири, хата учур вә тор җинайлири бу әркинлик муһитида техиму хәтәрлик һалға келип қелиши мумкин. мәркәзчиликтин халий интернетниң контроллуқ мәсилиси, кәлгүсиниң интернетидә зади немиләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини вақит көрситиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر