қазақистандики вәқәләр бизгә немиләрни көрсәтти?

күнтәртип вә анализ (20)

1762815
қазақистандики вәқәләр бизгә немиләрни көрсәтти?

қазақистандики вәқәләр бизгә немиләрни көрсәтти?

күнтәртип вә анализ (20)

(мурат йешилташ)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң хәвпсизлик тәтқиқатлири дириктори вә йазғучиси мурат йешилташ тәрипидин тәййарланған «қазақистандики вәқәләр бизгә немиләрни көрсәтти?» темилиқ анализини диққитиңларға сунимиз.

***** ***** *******  ** ******

2022-йил хәлқара сийасәт нуқтисидин тез башланған бир йил болди. ғәрб билән русийә оттурисида узундин буйан давам қиливатқан украина кризисиниң 2022-йилдики әң муһим мәсилә болидиғанлиқи ениқ иди. чүнки америка билән русийәниң җәнвәдики вәкилләр өмики оттурисида өткүзүлгән украина башлиқлар йиғинидин һәл қилиш чариси чиқмиған иди. дәл әксичә  бир биригә қарши елан қилинған байанатлар украина кризисиниң техиму чоңқурлишишни давалаштуридиғанлиқини намайан қилди. шималий атлантик әһди тәшкилатиниң байанатида болса, йаришишниң һазирчә мумкин болмайдиғанлиқи, әмма русийә билән украина тоғрисида сөһбәтни давамлаштурушниң лазимлиқи оттуриға қойулди. москва даирилириму украинаниң өзлири үчүн қизил сизиқ икәнликини тәкитләшни давамлаштурди. путинниң америкиға «бихәтәрлик капалити» сүпитидә сунған шәртлириниң орундилиши мумкин әмәс иди.

һәммәйлән украина кризисиға мәркәзләшкән һалқилиқ пәйттә қазақистан вәқәси йүз бәрди. бензин вә тәбиий газ баһасиниң өсүп кетиши сәвәби билән башланған намайиш наһайити тезла қазақистанниң ички кризисиға айланди. қазақистан пирезиденти токайев коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатидин һәрбий йардәм тәләп қилди. тәшкилат қазақистанниң чақириқиға тезла инкас қайтурүуп, қазақистанға бирләшмә һәрбий қисим йоллиди.

совет иттипақи йимирилгәндин кейин, қазақистан оттура асийа җумһурийәтлири ичидә әң парлақ дөләткә айланған болуп, иқтисадни күчәйтти. чәтәл мәбләғлирини җәлп қилип, ташқи сийасәттә тәңпуңлуқ сийасити йолға қойуш арқилииқ райондики орнини мустәһкәмлиди. назарбайевниң рәһбәрликидә тез тәрәққий тапқан қазақистан йеқиндин буйан болупму енергийә риқабитидә алдинқи орунға өтти вә мол тәбиий байлиқлири сайисида райондики күч риқабити җәһәттә үнүмлүк бир дөләткә айланди. лекин йүз бәргән намайишлар қазақистанниң сийасий җәһәттә аҗиз икәнлики намайан қилди. йүз бәргән ишларға нурғун изһатларни бериш мумкин әслидә.

«гәрчә иқтисади ашқан вә мустәһкәмләнгән болсиму, қазақистанниң кирим тәқсиматиниң  җәмийәткә омумий җәһәттин иҗабий тәсир көрситидиған сәвийәдә  һәл қилинмиғанлиқидин болди» дейиш дәсләпки изаһатларниң бирси иди. дәрвәқә мол тәбиий байлиқлардин еришкән киримни җәмийәткә тәң тәқсимлийәлмәслик җәмийәттә узундин буйан биарамлиқ  пәйда қилмақта иди. бу мәсилиләр йәршари характерлик йуқум билән техиму көрүнәрлик сәвийәгә йәткәнлики ениқ. қисқиси намайишниң асаслиқ сәвәби җәмийәтниң иқтисадтин техиму көп үлүшни қолға кәлтүрүш арзуси иди. лекин иқтисад вә киримниң баравәр тәқсимлинишидә көрүлгән мәсилиләрниң өзила намайишни изаһлашқа йәтмәйду әлвәттә.

қазақистан истратегийәлик муһим әһмийити сәвәбидин, русийәниң тәсир даирисидә орун алған бир дөләт. йәнә бир тәрәптин хитайниң қазақистан билән орнатқан енергийә мунасивити русийәни биарам қилидиған мәсилә сүпитидә алдинқи пиланға чиқишқа башлиған иди. униң үстигә қазақистанниң ғәрб дөләтлири билән қойуқ мунасивити вә түрк дөләтлири тәшкилатиниң қурулишида ойниған актип роли москва һөкүмитиниң диққитини тартти. шу вәҗидин қазақистанниң сәзгүр күч риқабитиниң мәркизидики дөләтләрниң бирси болуши намайишниң тезликтә контроллуқтин чеқип кетишигә сәвәб болидиған йошурун күчкә айланди. русийәниң истратегийәлик һәрбий қисимлирини тезликтә әвәтишини бу күч тәңлимиси ичидә изаһлиғили болиду.

қазақистанда йүз бәргән вәқә 2021-йили қурулған түрк дөләтлири тәшкилатиниң тунҗи муһим синиқи болди. тәшкилат тездин йиғин чақирип қазақистан җумһурийити тәрәптә туридиғанлиқини вә һәр хил йардәмләрни беридиғанлиқи елан қилди. түрк дөләтлири тәшкилати техи бундақ кризисларда техиму актип рол ойнийалайдиған механизмға игә болалмиған иди. шуңа түрк дөләтлири тәшкилатиниң бу хил кризисларда рәһбәрлик ролини җари қилдуруш үчүн бираз вақитқа еһтийаҗи бар.

 қазақистанда ишлар тиничланди, әмма районда күч риқабитиниң буниңдин кейинму давамлишидиғанлиқи нуқтисидин райондики барлиқ дөләтләргә нисбәтән техиму әстайидиллиқ билән көзитиши керәклик бир басқуч башланди. бу нуқтида, түрк дөләтлири тәшкилатиниң йәлкисигиму чоң роллар чүшмәктә.

  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر