бәргама қәдимки шәһири

биливелиң - 10

1731479
бәргама қәдимки шәһири

измир вилайитиниң бәргама наһийәсииниң тарихтики әң қәдимки мәдәнийәтләрдин бириниң пайтәхти болғанлиқини биләмсиз?

           измир вилайитиниң 130 километир шималиға җайлашқан бәргама наһийәси, дунйадики әң қәдимки мәдәнийәтләрдин бири болған бәргама падишаһлиқиниң пайтәхти иди. 8  миң 500 йиллиқ тарихқа игә бәргама, тарихта он нәччә мәдәнийәткә саһибханилиқ қилған.

тарихтки исми «пәргамон» болған бу қәдимки шәһәр, шунчә көп қийинчилиқларға қаримай тик бир егизликтә мувәппәқийәтлик шәһәр пиланиға асасән қурулуп, муһим олтурақ районға айланған. 10 миң кишилик тийатирханиға, тик йантулуққа җайлашқан қурулмиға вә дала сәһнә бинасиниң дионйос бутханисиға бинакарлиқ җәһәттики тутушиш алаһидилики игә бәргама, әң даңлиқ қәдимки тийатирханилардин бири һесаблиниду.  һелинистик дәврдә су билән тәминләш үчүн йасалған  45 километир су йоли, шу дәврдики зор бинакарлиқ мувәппәқийитидур.

2014-йили дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүлгән бәргама, тарих бойичә ишғалларға вә вәйранчилиқларға дуч кәлгән. мушундақ болушиға қаримай, истиратегийәлик нуқтиға җайлашқан болғачқа, даимий олтурақ район сүпитидә тарих сәһнисидин һечқачан ғайиб болуп кәтмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر