тарихтин кәлгән сада: мәһтәран

йеңи шәйиләр гүзәл болиду - 10

1728942
тарихтин кәлгән сада: мәһтәран

(гамзә дәмәч сибич) 

дунйадики тарихий әң узун һәрбий музика әтрити болған мәһтәран, бүгүнки күндиму әнәнилиригә изчил әмәл қилип, сеһрий күчкә игә садасини пүткүл дунйаға аңлитишни давамлаштурмақта.

дүшмәнгә қарши һуҗумға  өтилидиған һәммила җайда мәһтәран челип, түрк әскәрлиригә көтүрәңгү роһ ата қилатти, дүшмәнни чүшкүнләштүрәтти ... дунйадики тарихий әң узун һәрбий музика әтрити болған мәһтәран, бүгүнки күндиму әнәнилиригә биҗанидил әмәл қилип, сеһрий күчкә игә садасини пүткүл дунйаға аңлитишни давамлаштурмақта.

нәвбәт әнәниси (түрк тарихиниң һәр бир дәвридә мәвҗут болған һәрбий музика әнәниси, бүйүк сәлҗуқийлар дөлитидә <нәвбәт> нами астида йашитилған.)  йәни һәрбий музика әнәниси, қараханийлар дөлитидин тартип сәлчуқийлар дөлитигичә, мәмлуклар дәвридин тартип османли империйәси дәвригичә изчил давамлашқаниди.

анадолу сәлчуқийлар дөлити һөкүмдари тәрипидин, мустәқиллиқ пәрмани арқилиқ һакимийәт символи символи сүпитидә қайи қәбилисидин осман бәгкә туғ вә думбақ берилгәниди.

осман ғази, мәһтәранға болған һөрмитидин мәһтәран музикисини үрә турған һаләттә аңлайтти, дәрвәқә, һазирғичә давамлишип кәлгән мәһтәр әнәнисиниң асасиму дәл шу вақитта турғузулғаниди. бүгүнки күндиму, дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ мәһтәран музика әтрити, өзиниң узун тарихқа игә әнәнилиригә биҗанидил әмәл қилип,  сеһрий күчкә толған садасини пүткүл дунйаға аңлитишни давамлаштурмақта.

һәммила җайда мәһтәран челип, түрк әскәрлиригә көтүрәңгү роһ ата қилатти, дүшмәнни чүшкүнләштүрәтти...

мәһтәр әтрити, җәң мәйданлири, мәһтәр музикисини оттуриға чиқарған әң муһим җайлар иди. қәлә қоршавлирида, мәйдан җәңлирида вә деңиз урушлирида, қисқиси, дүшмәнгә қарши һуҗумға  өтилидиған һәммила җайда мәһтәран челип, түрк әскәрлиригә көтүрәңгү роһ ата қилатти, дүшмәнни чүшкүнләштүрәтти... шундақла, тинчлиқ заманида һөкүмдарниң садаси болған мәһтәр әтрити, бәзи вақитларда нәвбәт челип, хәлқкә үмид беғишлайтти.

 йавропаниң муһим композиторлири османли империйәси мәһтәриниң тәсиригә учриғаниди

мәһтәранниң роһни урғутидиған күчини һес қилған йавропалиқлар, өз қошунлири ичидә мәһтәр әтрити тәшкилләшкә башлиғаниди.

полша, австрийә, русийә, пируссийә вә фирансийәниң қошунлиридиму мәһтәр музика әтрити қурулған, шуниң билән, һәрбий музика әтрәтлириниң асаси турғузулғаниди.

йавропаниң әң муһим композиторлиридин мозарт, бетховен қатарлиқлар мәһтәр музикисиниң тәсиригә учрап, аһаңларни иҗад қилғаниди. бу сайида, 18-әсирдә йавропада йеңи типтики музика барлиққа кәлгән, бу музика «алатурка» дәп аталғаниди.

мәһтәран кийимлири османли империйәси мәдәнийитидин алған илһамға асасән лайиһәләнгән

мәһтәран музика әтрити, кийим-кечәк вә чалғу әсваблири җәһәттә 18-әсирдики османли империйәси дәвригә вәкиллик қилиду.

мәһтәр музика әтритиниң қурулмисида, мәһтәр музикилирини орундайдиған музикантлар билән бирликтә йәничәриләрдин  тәшкил тапқан бир «туғ әтрити» му бар болуп, бу әтрәт, дөләт ичи - сиртида қатнашқан фестивал вә паалийәтләрдә илһамбәхш тарихий садаларни йаңритишни давамлаштурмақта.

йүрүш һәмишә оң пут билән башлиниду

мәһтәран йүрүши, һазирқи заман армийә тәртипидики йүрүшниң дәл әксичә оң пут билән башлиниду. үч қәдәмдә бир турулуп, сол вә оңға бурулуш арқилиқ хәлқкә салам берилиду.

мәһтәр консерт тәртипи бойичә орунлинидиғанлиқи үчүн, түз йүрүшкә сол пут билән башлиниду вә мәһтәр  таки һилал тәртипигә кәлгәнгә қәдәр, бир пәшрәв (саз музикиси) орунлиниду.

 һилалниң оттурисидин орун алған нағра, түркийә байриқидики йултузға вәкиллик қилиду. башқа музикантлар шәкилләндүргән һилал  болса, түрк байриқидики һилалға вәкиллик қилиду.

мәһтәрбешиниң рийасәтчиликидә консерт ахирлашқандин кейин, «гүлбанк» дәп атилидиған мәһтәр дуаси қилиниду вә консерт мәйдани пәшрәв челинип,  тәрк етилиду.

мәнбәси: TRT Haber

темиға мунасивәтлик рәсимләрни тор бетимиз www.trt.net.tr дин көрәләйсиләр.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر