антәп бақлаваси

биливелиң - 7

1721343
антәп бақлаваси
Gaziantep-baklava-1.jpg

(дидәм гүнәри)

ғазиантәп бақлавасиниң йавропа иттипақида җуғрапийәлик көрсәткүч сүпитидә тизимға елинғанлиқини биләмсиз?

бақлава, оттура асийадин кәлгән  татлиқ - турум түри болуп, түркләр анадолуға елип кәлгән бир ләззттур. у, вақитниң өтишигә әгишип, османли империйәси ордиси ашханилирида көп хиллаштурулуп, һазирқи һалитигә кәлтүрүлгән. бүгүнки күндә,  бақлава  дейилгән һаман,  тунҗи болуп адәмниң көз алдиға келидиғини ғазиантәп бақлавасидур. түркийәниң ғазиантәп шәһиридә туғулған, атидин оғлиға, устаздин шагиртқа өгитиш арқилиқ бүгүнки күнгичә йетип кәлгән ғазиантәп бақлаваси, әнәниви түрк таамлириға аит әң муһим татлиқ - турум түрлириниң биридур.

йавропа иттипақи комитети, 2013-йили ғазиантәп бақлавасиниң «қоғдилидиған мәнбә исми» вә «қоғдилидиған җуғрапийәлик бәлгә» тизимликлиригә киргүзүлүшини тәстиқлиди. өзигә хас ишләпчиқириш усули, ишлитилгән материйаллири вә сүпити билән даңлиқ маркиға айланған ғазиантәп бақлаваси, җуғрапийәлик көрсәткүч сүпитидә тизимға алдурулуп, түркийәниң муһим мәһсулатлириниң биригә айланди. ғазиантәп бақлавасиниң йавропа иттипақи комитетиниң мәзкур тизимликлиригә киргүзүлүши, униң өзгичә алаһидиликлирини сақлап қелиш вә һәр хил шәкилдики суйиистемал һәм тәқлид қилишниң алдини елиш үчүн наһайити зор әһмийәткә игә. йавропа иттипақида тизимға елинған түрк таамлириниң тунҗи мәһсулати болған ғазиантәп бақлаваси, пәқәт түрк таамлириниңла әмәс, йавропа таамлириниңму мислисиз байлиқидур ...



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر